Мәрал ақшәнәр: “биз хитайдин вә хитай билән тил бириктүргүчиләрдин һәргиз қорқмаймиз”
2021.12.21

Түркийә парламентида 36 парламент әзаси бар, 2018-йили қурулған күнидин тартип уйғурларни қоллап келиватқан “ийи” партийәси 14 декабир күни “хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ доклатиниң йоруқлуққа чиққанлиқи мунасивити билән әнқәрәдә наһайити чоң мурасим өткүзди. Көплигән дөләтләрниң дипломатлири, чәтәл телевизийә вә гезитлириниң түркийәдә турушлуқ мухбирлири, сиясий партийәләрниң рәис вә муавин рәислири, парламент әзалири, шундақла “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим қатарлиқ кишиләр иштирак қилған мурасимда 4 тилда тәйярланған мәзкур доклат тонуштурулғаниди. Бу паалийәттин кейин хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханиси иҗтимаий таратқулар арқилиқ “шинҗаң мәсилиси пүтүнләй хитайниң ички мәсилисидур. Һәрқандақ бир ташқи күчниң арилишишиға рухсәт қилмаймиз” дәп язған.
“ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханимға хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси иҗтимаий таратқулар арқилиқ иккинчи қетим қаттиқ инкас қайтурған. Мәрал ақшәнәр ханим хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиға қаттиқ рәддийә қайтурди. У, мундақ деди: “кишилик һоқуқ, адиллиқ дегәнликим үчүн хитай мени қаттиқ әйиблиди. Шәрқий түркистанлиқниң ар-номусиға созған қолуңни тарт дегәнликим үчүн хитай мени әйиблиди. Биз хитайдин вә хитайниң түркийәдики тил бириктүргүчилиридин қорқмаймиз. Биз хитайниң бихәтәрликини, земин пүтүнлүкини баһанә қилип туруп уйғур қериндашлиримизға елип бериватқан йоқ қилиш сияситигә қаршимиз. Биз пәқәтла уйғурлар бизниң қериндашлиримиз болғанлиқи үчүнла әмәс, хитай шәрқий түркистанда инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан болғачқа қарши чиқиватимиз”.
Түркийә ийи партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр вә әнқәрә шәһириниң шәһәр башлиқи мансур явашниң 5-апрел күни иҗтимаий таратқуларда “барен вәқәси” ниң 31 йиллиқини хатириләп баянат елан қилиши, хитайниң әнқәрәдики баш әлчиханисиниң тәһдит селишиға учриғаниди. Буниң түпәйли түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәттә дипломатийәлик биарамлиқ пәйда болғаниди. Иҗтимаий таратқуларда түркийә ташқи ишлар министирлиқи6-апрел хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси лю шавбинни ташқи ишлар министирлиқиға чақиртип, хитай әлчиханисиниң тивиттерда елан қилған баянатидики сөзләргә биарам болғанлиқини билдүргәниди. Хитай әлчиханисиниң бу хил тәһдитлири түркийәдә қандақ тәсир пәйда қилар? бу һәқтә зияритимизни қобул қилған түркийә дөләтлик радйо-телевизйә идарисиниң мухбири миркамил қәшқәрли әпәнди хитайниң бу хил баянатлириниң уйғур дәвасиға пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.
Пешқәдәм паалийәтчи һамутхан гөктүрк әпәнди кишилик һоқуқниң дуняви бир қиммәт қараш икәнликини, униң үстигә шәрқий түркистанниң бесивелинған земин икәнликини шуңа хитайниң бу хил баянатлириға түркләрниң ишәнмәйдиғанлиқини илгири сүрди.
“ийи” партийәси рәиси мәрал ақшәнәр ханимниң йолйоруқиға бинаән 6 мутәхәссис “хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” намлиқ доклатни тәйярлаш үчүн 12 дөләттики 53 нәпәр шәрқий түркистанлиқ билән сөһбәт өткүзгән. Бу 53 нәпәр кишиниң 42 нәпири уйғур, 19 нәпири аял, 6 нәпири болса җаза лагери шаһити икән 40. Киши болса җаза лагериға ташланған кишиләрниң уруқ-туғқанлири икән. Мәзкур доклатта буларниң аңлатқанлириға асаслинип, шундақла б д т да 1948-йили қобул қилинған “ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамиси” дә көрситилгәнләргә қарап, хитайниң һазир шәрқий түркистанда елип бериватқанлири дәл ирқий қирғинчилиқ икәнликини оттуриға қойған.