Мәрдан ғаппарниң тағиси абдулһәким ғаппар билән мәхсус сөһбәт
2020.08.06
4-Авғуст күни әнглийәниң BBC қанилида берилгән мәрдан ғаппар исимлик уйғур модел йигитниң кучадики бир карантин қилиш өйидин тарқатқан видийоси наһайити зор ғулғула қозғиди.
Ундақта, мәрдан ғаппар ким? мәрдан ғаппар 2007-йили үрүмчи сәнәт мәктипиниң уссул кәспини пүттүргәндин кейин, өзини тәрәққий қилдуруш мәқситидә хитайниң сода мәркәзлиридин бири болған гуаңҗуға барған. У гуаңдуң өлкисиниң фошән шәһиридә модел кәспи билән шуғуллинип, даң қазанған. Һалбуки, 2019-йили 11-айда икки сақчи модел йигит мәрдан ғаппарни фошәндики өйидин “бәдән тәкшүрүш илип баримиз” дәп елип кәткән. Шу күни кәчтә сақчи даирилири мәрдан ғаппарниң аписиға хәвәр берип, оғлини нопуси турушлуқ кучаға “тәрбийәләш” кә елип баридиғанлиқини уқтурған. Шуниңдин кейин мәрдан ғаппар һәққидә һечқандақ хәвәр болмиған.
2020-Йили 3-айда мәрдан ғаппар өзиниң “үндидар” һисабидин авазсиз бир видийони аписи арқилиқ голландийәдә турушлуқ тағиси абдулһәким ғаппарға әвәткән. Видейода мәрдан ғаппарниң бир қоли койза билән кариватқа бағлап қоюлған болуп, бу видейониң мәлум тутуп туруш орнидин әвәтилгәнлики ениқ иди.
Биз лагер мәһбуси мәрдан ғаппарниң һазир голландийәдә турушлуқ тағиси абдулһәким ғаппар билән бу һәқтә мәхсус сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улиниши арқилиқ абдулһәким ғаппар билән өткүзүлгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.