Американи зиярәт қилип қайтқан карханичи мәхмутҗан мәмәтҗан әлқутниң һелиһәм “тәрбийәләш” тә икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.08.18
Германчә мәтбуатлар хитайниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” лири билән толуп ташти 2014-2015‏-Йиллири американи зиярәт қилип қайтқандин кейин, 2017‏-йили тутқун қилинған вә та һазирғичә лагерда икәнлики ашкариланған мәхәтҗан әлқут әпәнди. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
BITTER WINTER

Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бири өткән айда радийомизға инкас йоллап, қәшқәр йеңишәһәрдики қабил карханичилардин мәхмутҗан мәмәтҗанниң 2016-йили американи зиярәт қилип қайтандин кейин тутулғанлиқи вә та һазирғичә из-дерики йолуқини мәлум қилған иди. Мухбиримизниң қәшқәр йеңишәһәрдики алақидар органларға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, мәхмутҗан әлқутниң 2017‏-йили тутқун қилинғанлиқи вә та һазирғичә “тәрбийәләш орни” да икәнлики ашкариланди.

Инкас қилинишичә, қабил кархичи мәхмутҗан мәмәтҗан карханичилардин тәшкилләнгән бир сода зиярәт өмики тәркибидә 2016-йили 4-айниң 8‏-күнидин22-күнигичә америкада зиярәттә болған. У зиярәттики мәзгилидә, өзи биллә саяһәт қиливатқан һамилдар аяли пәридә илғар америкада йәңгигән вә бу 4-қиз пәрзәнти америка паспортиға еришкән. Улар әр-аял юртиға қайтип бир мәзгилдин кейин, йәни2017-йили 5-айда мәхмутҗан мәмәтҗан тутқун қилинған вә та һазирғичә из-дерики ғайип болған.

Инкаста йәнә баян қилинишичә, мәхмутҗанниң қәшқәр йеңишәһәрдә әлқут гүллүки намлиқ бир бинаси бар болуп, бинаниң асти қәвити базар, үсти аһалиләр олтурақ өйи орнида қоллинилидикән. Биз әлқут бинаси вә мәхмутҗан һәққидә мәлумат елиш үчүн әң аввал қәшқәр йеңишәһәр баҗ идарисиға телефон қилдуқ. Баҗ идарисиниң бир хадими йеңишәһәрдә мәзкур намда бир бинаниң барлиқини баян қилған болсиму, әмма бинаниң саһиби мәхмутҗан мәмәтҗан һәққидә мәлумат бәрмиди.

Инкас қилинишичә, бу йил 35 яшлар чамисидики қабил карханичи мәхмутҗан йәнә үрүмчи давән аһалиләр районида “изтап” намлиқ йешил йимәкликләр сетилидиған талла базири ачқан; үрүмчиниң йәнән йолидики “дәвр мәйдани” дегән йеридә өй безәкчилик ширкити қурған. Инкаста мәхмутҗан әлқутниң аяли пәридә илғарниң нөвәттә үрүмчидә турмушта қийнилип күн өткүзиватқанлиқи әскәртилгән. Бу учурдин мәхмутҗан тутқун қилинғандин кейин, униң үрүмчидики талла базири билән безәкчилик ширкитиниңму тақалғанлиқ еһтималлиқи ишарәтләнмәктә.

Мәзкур баҗ идарисиниң хадими мәхмутҗанниң үрүмчидики содисиниң меңиватқан яки тохтиғанлиқидин хәвәрсизликини баян қилиш билән бирликтә, мәхмутҗанниң нөвәттики әһвали һәққдиму мәлумат берәлмиди. У мәхмутҗанниң тутқунда икәнликиниму инкар қилмиди, йәни у бу темиларда мәлумат беришкә болмайдиғанлиқини әскәртти.

Инкаста мәхмутҗан әлқутниң қәшқәр йеңишәһәр сақчилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқи вә бирқанчә йил илгирики америка зиярити һәққидә сорақ қилинғанлиқи қәйт қилинған. Биз қәшқәр йеңишәр сақчи идарисиға телефон қилип, мәхмутҗанниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат соридуқ. Мәхмутҗанниң делосини йү тйәнтйән исимлик бир хитай сақчиниң ишлигәнликини тилға алған бу хадим, мәхмутҗанниң тутулғили 4 йил болғанлиқидин хәвири болсиму, әмма униң тутулуш сәвбидин хәвири йоқлуқини тилға алди. Бу хадим йәнә мәхмутҗанниң америкада туғулған балиси вә аялиниң нөвәттики әһвалидин хәврсизликини тилға елиш билән бирликтә, мәхмутҗанниң тутулғандин һазирға қәдәр йәнила “тәрбийәләш орни” да икәнликини дәлиллиди.

Юқурида қәшқәр йеңшәһәрлик қабил карханичи мәхмутҗан мәмәтҗанниң 4 йилдин буян йәнила “тәрбийәләш орни” да икәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.