Мәхмут тәвәккүл: “хитай гөрүгә еливалған ағриқ қизимни давалитишқа йол қойсун, қатиллиқ қилмисун!”
“уйғур сот коллегийәси” ниң тунҗи қетимлиқ бу гуваһлиқ аңлаш йиғини хәлқарада күчлүк тәсир пәйда қилип, хитай һакимийитини қаттиқ биарам қилғаниди.
-
Мухбиримиз гүлчеһрә
2021-08-03 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Лондонда 4-июндин 7-июнғичә давам қилған “уйғур сот коллегийәси” ниң тунҗи қетимлиқ испат аңлаш йиғинида, 30 дин артуқ гуваһчи вә мутәхәссисләр язма вә ағзаки шәкилдә гуваһлиқ бәргәниди. “уйғур сот коллегийәси” ниң тунҗи қетимлиқ бу гуваһлиқ аңлаш йиғини хәлқарада күчлүк тәсир пәйда қилип, хитай һакимийитини қаттиқ биарам қилғаниди.
Буни хитай даирилириниң дөләтлик ахбарат қаналлири арқилиқ “уйғур сот коллегийәси” дә гуваһлиқ бәргән гуваһчилар вә мутәхәссисләргә қаратмилиқ һуҗум қилип келиватқанлиқидин көрүвалғили болиду. Хитай һөкүмити 6-айниң 9-күни “шинҗаң мәсилиси” тоғрисида ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, уйғур сотида ачқучлуқ рол ойниған гуваһчиларниң аилә тавабиатлирини гуваһчиларға қарши сөзләткән һәтта һақарәт қилдурғаниди.
Түркийәдин видийо арқилиқ әнглийәдики бу уйғур сотида гуваһлиқ бәргән мәһмут тәвәккүл хитайниң бу қетимқи ахбарат елан қилиш йиғинидики һуҗумға учриған гуваһчиниң бири.
Бу йил 51 яшқа киргән мәхмут тәвәккүл 7-июн ечилған “уйғур сот коллегийәсиниң гуваһлиқ йиғини” дики муһим гуваһчиниң бири. У сотта хитайниң аталмиш пиланлиқ туғут сияситиниң нопус қирғинчилиқи икәнлики, өзиниң 2010-йили түрмигә ташланғанлиқи вә қийин-қистаққа учриғанлиқини сөзлигән. У йәнә лагер сиясити йүргүзүлгән пәйттә, уйғур аптоном райони партком сиясий-қанун комитетиниң секретари болған җу хәйлүнниң, илгири қағилиқ наһийәсиниң сиясий-қанун комитетиниң башлиқлиқ вәзиписини атқурған чағлирида, нурғун бигунаһ уйғурларни қолға елип, уларниң җениға замин болғанлиқи аңлатқан иди.
Җу хәйлүн уйғур қирғинчилиқида мәсулийити бар болған, америка тәрипидин ембарго йүргүзүлидиған хитай әмәлдарларниң бири. У 2016-йили 11-айда уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң секретари болған болуп, бу дәл чен чүәнго йеңи йөткилип келип йиғивелиш лагерлири кеңәйтиливатқан вә кәң көләмлик тутқун қилиш башланған вақит иди.
“уйғур сот коллегийәси” ни қарилаш вә гуваһлиқ бәргүчиләргә һуҗум қилиш мәқсәт қилинған хитай һөкүмитиниң ахбарат йиғини нәқ мәйданда мәхмут тәвәккүлниң 7 йилдин буян айрилип туруватқан, 2016-йилидин буян һәтта авазини аңлашқиму муйәссәр болалмиған аяли, 4 балисиниң аниси һәбибә һимит өз еригә қарши сөзлитилгән.
Хитай һуҗум нишани қилған мәхмут тәвәккүл әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитайниң аялини мәҗбурий сөзлитип өзигә һақарәт қилдурушиға инкас қайтуруп, қизиниң рак кесилигә гириптар болғанлиқини аялиниң баянлиридин тунҗи қетим аңлиғанлиқини, гөрүгә елинған аяли вә балилириниң әһвалидин әндишилиниватқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмитиниң тохтавсиз тәһдитлири сәвәблик өз вәтинидә яшаш имканийити қалмиған мәхмут тәвәккүл, 2014-йили-1 айда, үрүмчидики аяли вә 4 балисидин айрилип, шәрқий җәнуби асия арқилиқ сәпәр қилип 6 айлиқ җәбир-җападин кейин ахири түркийәгә кәлгән. Хитай һөкүмити униң аял вә балилири билән җәм болушиға йол қоймай келиватқан болуп, 2016-йилидин буян униң аилиси билән алақиси пүтүнләй үзүлүп қалған.
У лондондики уйғур сот коллегийәсидә гуваһлиқ бәргәндин башқа йеқинқи икки йилдин буян түркийә мәтбуатлиридин башқа б б с қатарлиқ хәлқаралиқ агентлиқларниң зияритини сүрәтлик ашкара қобул қилип, өзиниң бигунаһ һалда түрмигә ташлинип, хитай түрмисидә учриған қийин қистақларни аңлатқандин башқа, өзиниң чәтәлгә чиқип кәткини сәвәблик хитай һөкүмитиниң аялини аҗришишқа мәҗбур қилғанлиқи, аялиниң илгири алтә йил мәҗбурий селинған туғут чәкләш үзүки сәвәблик еғир җисманий вә роһий азаб тартқанлиқидәк әһваллар үстидә гуваһлиқ бәргән.
Мәхмут тәвәккүл өзиниң вә пүткүл җәмәтиниң һечқандақ бир гунаһи йоқлуқи, пәқәт 1996-йили тағисиниң икки оғли қуран өгәнгәнлики үчүн қолға елинип, бири сәккиз йиллиқ, йәнә бири он йиллиқ кесилип кәткәндин буян уларға туғқан болған пүтүн җәмәт һөкүмәт нуқтилиқ көзитидиған кишиләргә айланғанлиқини баян қилди.
Мәхмут тәвәккүлниң чоң иниси әхмәт билимлик киши болуп, у әрәб тилини яхши билгән вә бирқисим әрәбчә китабларни уйғурчиға тәрҗимә қилип тарқатқанлиқи үчүнла муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Кичик иниси абләтму әмдила 15 яштин ашқан пәйтидә акиси сәвәблик тутуп соланған. Мәхмут тәвәккүл инилириниң ақивитини сүрүштә қилип, уларға адаләт тәләп қилғини үчүнла қайта-қайта тутқун қилинған вә сиясий җинайәтчи сүпитидә сорақ қилинип, йолвас орундуққа олтурғузулушқа охшаш қаттиқ қийин-қистаққа учриғаникән.
Мәхмут тәвәккүл зияритимиз ахирида “хитай һөкүмити мени аялим вә балилиримдин мәҗбурий айрип ташлиди. Әгәр қизимни вақтида давалитишимға йол қоймиса хитай қатиллиқ қилған болиду” деди.
Хитай һөкүмитиниң лондондики “уйғур сот коллегийәси” ниң тунҗи қетимлиқ испат аңлаш йиғиниға қарши хели бурунла тәйярлиқ көргәнлики мәлум. Лондондики сотта хитайниң райондики “ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайәтлири” үстидин пакитлиқ испатларни бәргән мәхмут тәвәккүлдин башқа сайрагүл савутбай, турсунай зиявудун, меһригүл турсун, зумрәт давут қатарлиқларниңму биваситә уруқ-туғқанлирини, тәйярлап берилгән ялған һекайиләрни вә сөзләрни оқуп беришкә зорлиғанлиқи паш болғаниди.