Лагер шаһиди меһригүл турсунниң гуваһлиқи һәққидики германчә китаб нәшрдин чиққан

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.01.19
Лагер шаһиди меһригүл турсунниң гуваһлиқи һәққидики германчә китаб нәшрдин чиққан Язғучи андрия с хофман(Andrea C, Hoffman) билән лагер шаһити меһригүл турсунниң һәмкарлиқида йезилған “барса кәлмәс җай” намлиқ китабни тонуштурған йиғиниға қоюлған лозунка. 2022-Йили 17-январ, германийә.
Photo: RFA

17-январ күни германийәдики даңлиқ нәширятлардин бири болған хейне верлаг (Heyne Verlag) нәшрияти берлинда ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, язғучи андрия с хофман билән лагер шаһиди меһригүл турсунниң һәмкарлиқида йезилған “барса кәлмәс җай” намлиқ китабни тонуштурған.

Герман тилида нәширдин чиққан мәзкур китабниң-1 бетигә китабниң баш қәһримани, һазир америкада яшаватқан лагер шаһити меһригүл турсунниң “дуня мениң ағзимдин уйғур хәлқигә ишәнгүсиз җинайәтләрниң қандақ шәкилләрдә елип бериливатқанлиқини билиши керәк, бу мениң вәзипәм. Мән бу ишларға гуваһчи болуш үчүн һаят қалдим. Әмди һечким буниңдин кейин бу ишлар һәққидә һечнемә билмәйдиғанлиқини демәслики керәк”. Китабниң баш қисмиға йәнә қәләм тәврәткүчи аптор адрия с хофманниң бу китабни оқуп чиқишқа җасарәт кетидиғанлиқи тоғрисидики әскәртишиму илавә қилинған.

Шу күнидики ахбарат елан қилиш йиғиниға китабниң қәләм тәврәткүчи аптори хофман ханим, нәшириятниң тәһрирлири вә алаһидә тәклип қилинған жорналистлар қатнашқан. Меһригүл турсун бу йиғинға тор арқилиқ қатнашқан.

язғучи андрия с хофман(Andrea C, Hoffman) лагер шаһити меһригүл турсунниң һәмкарлиқида язған “барса кәлмәс җай” намлиқ китабини тонуштуруш йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 17-январ, германийә.
Язғучи андрия с хофман(Andrea C, Hoffman) лагер шаһити меһригүл турсунниң һәмкарлиқида язған “барса кәлмәс җай” намлиқ китабини тонуштуруш йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 17-январ, германийә.

“барса кәлмәс җай” намлиқ бу китабта31 яшлиқ меһригүл турсунниң хитай һөкүмити тәрипидин бигунаһ һалда тутуп кетилиш, турмә вә лагерларға қамилиш җәряни һәмдә өзи учриған вә шаһид болған ишәнгүсиз дәриҗидики ечинишлиқ кәчмишлири тәсврләнгән. Китабта меһригүлниң қутулуш һекайилиридин башқа йәнә униң үсүп-йетилиш җәряни, уйғурларниң хитайдин пәрқлиқ бир милләт икәнлики, уйғурларниң өзигә хас мәдәнийәтлири вә уларниң арзу-арманлири йорутулған икән.

Бу китабниң йезилиш җәрянида меһригүл билән қәләм тәврәткүчи аптор оттурисида тәрҗиманлиқ қилған германийидики уйғур паалийәтчи меһрибан мәмәт, зияритимизни қобул қилип, бу китабниң қәләмгә елиниш җәряниниң интайин тәсрлик болғанлиқини баян қилди. У: “меһригүлниң бешидин кәчүргән, адәттики адәмләр қияс қилалмиғудәк дәриҗидики ечинишлиқ сәргүзәштиләрдин һәр қандақ оқурмән тәсрләнмәй туралмайду, шундақла меһригүлниң җасаритигә қайил болмай қалмайду,” деди.

Хитай һөкүмитиниң уйғур районида қурған җаза лагерлириниң сирлири техи ечилмиған бир пәйттә, 29 яшлиқ меһригүл турсун хитайдики мисир әлчиханисиниң арилишиши билән-2018 йили мартта қоюп берилгән вә шу йили априлниң ахири қаһирәгә кәлгән иди. У йәнә шу йили 9-айда америкаға йетип келип олтурақлашқан иди.

Меһригүл турсун америкаға кәлгәндин кейин, хитайниң уйғур елида қурған лагеридин қутулуп чиққан тунҗи аял шаһит болуш сүпити билән әркин асия радийосиниң зияритини қобул қилған иди. Шуниңдин буян меһригүл түрлүк хәлқаралиқ таратқуларда гуваһлиқ берип, лагерлардики қийин-қистақ, ач қоюш,

язғучи андрия с хофман(Andrea C, Hoffman) билән лагер шаһити меһригүл турсунниң һәмкарлиқида йезилған “барса кәлмәс җай” намлиқ китабниң муқависи. 2022-Йили 17-январ, германийә.
Язғучи андрия с хофман(Andrea C, Hoffman) билән лагер шаһити меһригүл турсунниң һәмкарлиқида йезилған “барса кәлмәс җай” намлиқ китабниң муқависи. 2022-Йили 17-январ, германийә.

“йолвас орундуқ” қа олтурғузуш, ухлатмаслиқ, җинсий паркәндичилик қилиш вә басқунчилиқ қилиш, бимарларни давалимаслиқ қатарлиқ инсан қелипидин чиққан зулумларни дуняға ашкарлап кәлди.

Меһригүл турсун, -2018 йили ноябирда амерка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ берип, өзигә охшаш милйонлиған бигунаһ уйғурларниң пәқәт уйғурлуқ кимлики сәвәбликла хитайниң йоқитиш нишаниға айлиниватқанлиқини ечип бәргән иди. Меһригүлниң һәр хил тәһдитләргә қаримай һәқиқәтни ечиштики җасарити нурғун америка сиясийонлири вә ахбарат саһәсини тәсирләндүргән иди.

“барса кәлмәс җай” намлиқ китабиниң нәшир қилиниши мунасивити билән мәхсус зияритимизни қобул қилған меһригүл турсун, бу китабни аптор билән һәмкарлишип йезишқа бир йерим йилдин узун вақит кәткәнликини, бу китабниң тунҗи нәшриниң 85 миң тираж билән чиққанлиқи вә башқа тилларға тәрҗимә қилинмақчи икәнликини билдүрди.

Меһригүл йәнә бу китабниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси өткүзүлүшниң алдида нәширдин чиққанлиқидин интайин мәмнун икәнликини, мәзкур китабниң хитайға қарши авазларниң күчийишигә түрткә болушини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

Буниң алдида меһригүл турсунниң гуваһлиқи тоғрилиқ японийәлик картон язғучиси томоми ханимниң “мениң кәчмишим-бир уйғур аялниң гуваһлиқи” намлиқ картонлуқ сизма китаби-2019 йили японийидә нәшр қилинған иди.

Меһригүл турсунниң лагердики қабаһәтлик кәчмишлири йезилған бу китаб, сайрагүл савутбай вә гүлбаһар һейтиваҗилар баш қәһриман қилинған китаблардин кейинки лагер шаһидлириниң гуваһлиқи һәққидә йезилған-3 китаб һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.