Майик помпийо хитай әмәлдарлириға виза берилмәйдиғанлиқини җакарлап, илһам тохтидәк виҗдан мәһбуслирини қоюп беришни тәкитлиди
2020.12.22
Америка ташқи ишлар министири майик помпийо 21-декабир баянат елан қилип, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қатнашқан хитай әмәлдарлириға виза берилмәйдиғанлиқини җакарлаш билән бирликтә, илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслирини қоюп беришни тәкитлиди.
21-Декабир күни америка ташқи ишлар министирлиқи тор бетидә елан қилинған баянатта, майик помпийо мундақ дегән: “хитайниң мустәбит һөкүмранлири хитай хәлқиниң пикир әркинлики, дини етиқад, уюшуш вә тинч йиғилиш һоқуқлириға қаттиқ чәклимә қойди. Америкида шу ениқ бәлгиләнгәнки, дөлитимиздә буниңға охшаш кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қилғучилар қарши елинмайду”.
Майик помпийо баянатида виза берилмәйдиған хитай әмәлдарлири һәққидә мундақ дегән: “бүгүн мән ‛көчмәнләр вә дөләт тәвәлики қануни‚ ниң 212-маддисиниң (а) (3) тармиқидики бәлгилимигә асасән, компартийәниң сияситигә мәсул яки униңға четишлиқ дәп қаралған хитай әмәлдарлириға виза беришкә қоюлған қошумчә чәклимиләрни елан қилимән. Диний етиқад вә идийәви қарашларни әмәлий бастурғучилар, аз санлиқ милләтләрни, өктичиләрни, кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини, мухбир-журналистларни бастурғанлар, мәҗбурий әмгәккә тәшкиллигүчиләр, пуқрави җәмийәтләр вә тинч усулда намайиш қилғучиларни бастурушни мәқсәт қилған һәрикәтләрдә болғучилар бу даиригә кириду. Бундақ кишиләрниң аилә әзалириму бу қошумчә бәлгилимиләрниң чәклимисигә учрайду”.
Майик помпийо сөзидә йәнә хитай һөкүмитидин тутқундики виҗдан мәһбуслирини қоюп беришни тәләп қилип мундақ дегән: “америка өзиниң һоқуқини қоғдаш йолидики тиришчанлиқи сәвәбидин зиянкәшликкә учриған кишиләр билән бир сәптә туриду. Мәсилән, адвокат шү җийоң, ваң йи қатарлиқ йәр асти христиан җәмийити поплири, хуаң чи қатарлиқ пуқралар җәмийити паалийәтчилири, илһам тохти қатарлиқ уйғур академиклири, җимми ләй гә охшаш демократийәни тәшәббус қилғучилар, тибәт тилшунаслири вә таши ваңчук қатарлиқ содигәрләр. Биз уларни дәрһал қоюп беришкә чақириқ қилимиз. Хитай компартийәси даирилириниң, “хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамиси” дики кишилик һоқуқ вә асасий әркинлик бәлгилимилиригә һөрмәт қилишини мураҗиәт қилимиз”.
Майик помпийо баянатида исмини алаһидә тилға алған хитайдики виҗдан мәһбуслиридин, 2014-йили хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған уйғур илим әһли илһам тохтиниң америкадики қизи җәвһәр илһам зияритимизни қобул қилип, өзиниң 21-декабир күни америка ташқи ишлар министири майик помпийониң баянатини аңлиғанлиқини билдүрди.
Җәвһәр илһам сөзидә майик помпийониң баянатида, америка һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ милләтләрни бастурушқа қатнашқан хитай әмәлдарлирини җазалаш тәдбирлирини елан қилиш билән бирликтә йәнә дадиси илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслириниң исмини алаһидә тилға елип, хитай һөкүмитидин уларни дәрһал қоюп беришни тәләп қилғанлиқидин сөйүнгәнликини билдүрди. У сөзидә америка һөкүмитиниң уйғурларни унтуп қалмиғанлиқиға тәшәккүр билдүридиғанлиқини ейтти.
Җәвһәр илһам йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастурушиниң йеқинқи 3 йилдин буян барғанчә еғирлашқанлиқини баян қилип өтти.
Җәвһәр сөзидә өзи вә аилисиниң 2017-йилдин кейинки 3 йилдин буян дадиси илһам тохтиниң әһвалидин һечқандақ учур алалмиғанлиқини билдүрди. У өзигә охшаш ата-анилири түрмиләргә қамалған уйғур балилириниң, уруқ-туғқанлири лагерларға қамалған сансизлиған уйғурларниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини тохтишини тәләп қиливатқанлиқини тәкитлиди. Җәвһәр зияритимиз ахирида йәнә хитай һөкүмитидин дадисиға охшаш барлиқ виҗдан мәһбуслирини қоюп беришини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министири майик помпийо баянатида йәнә, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қатнашқан хитай әмәлдарлириға чиқирилған қарарниң әһмийити һәққидә тохталған.
У мундақ дегән. “бу һәрикәт америка һөкүмитиниң, хитай коммунист партийәсиниң хәлқигә қаратқан бастурушидики мәсулийитини сүрүштүрүш ирадисини көрситип бериду. Бу йил америка шинҗаңда йүз бәргән дәһшәтлик дәпсәндичиликкә қатнашқанлар, шизаңға киришни чәклигүчиләр, шундақла хоңкуңға вәдә қилинған аптономийәни бузушқа четишлиқ болған компартийә әмәлдарлириға виза чәклимиси вә малийә җазаси бәрди. Бүгүнки бу һәрикәт мәйли қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр, бу хил бастуруш паалийәтлири билән шуғуллинидиған барлиқ хитай компартийәси әмәлдарлириға мас келидиған қошумчә чәклимиләрни барлиққа кәлтүриду”.
Германийәдики “илһам тохти институти” ниң башлиқи әнвәрҗан әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу баянатниң уйғурларниң һәқлиқ дәваси үчүн наһайити муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Әнвәрҗан әпәнди баянида майик помпийониң мәзкур баянатида тилға елинған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүргүзгән вә буниңға иштирак қилған хитай әмәлдарлириға берилгән җазаниң хитай коммунист һөкүмити давамлаштуруватқан бастуруш сияситигә көрүлгән әмәлий тәдбир икәнликини тәкитләп, бу қарарни ши җинпиңниң йүзигә урулған еғир качат дәп тәриплиди.
Әнвәрҗан әпәнди йәнә илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслирини қоюп бериш һәққидики тәләплириниң хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин һәр вақит тилға елинип келиниватқан болсиму, бу виҗдан мәһбуслирини қоюп бериш тәлипиниң америкиниң ташқи ишлар министири болған майик помпийодәк юқири дәриҗилик сиясий әрбабларниң ағзидин чиқишиниң хитайға қарита техиму зор бесим пәйда қилидиғанлиқини тәкитлиди.