Әнқәрәдики “милләт нөвәттә” паалийити сақчиларниң тутқун қилишиға учриди
2021.02.10
9-Феврал хитайниң әнқәрәдики әлчиханиси алдида нөвәттә туруш паалийитини давамлаштуруватқан лагер қурбанлири йеқинлири түркийә хәвпсизлик тармақлири тәрипидин тарқитиветилиш хәвпигә дуч кәлди. Сақчилар лагер қурбанлири йеқинлиридин паалийәтни дәрһал тохтитишни тәләп қилди. Лагер қурбанлири йеқинлири хитайниң лагер вә түрмилиридики аилә әзалири әркинликкә еришмигүчә паалийәтни тохтатмайдиғанлиқини билдүрүшти.
Лагер қурбанлири йеқинлиридин мирзәхмәт илясоғли зияритимизни қобул қилип, вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Түркийә хәвпсизлик тармақлири паалийәтчиләрни сақчи күчидин пайдилинип, мәҗбури тарқитивитишкә урунған. Сақчилар паалийәтчиләрни елип меңиш җәрянида лагер қурбанлири йеқинлиридин мәғпирәт иминиң қоли яриланған. Паалийәтчиләрдин җәвлан ширмәмәт, әзимәт муһәммәт, алимҗан турди вә абдураһман муһәммәт сақчилар тәрипидин елип кетилгән. Хәвпсизлик тармақлири уларниң рәсмий қолға илинмиғанлиқини, уларниң өзини зәхимләндүрмәслики үчүн сақчилар тәрипидин тутуп турулғанлиқини билдүргән. Тутуп турулған паалийәтчиләр сақчилар һәққидә шикайити йоқлуқиға даир һөҗҗәткә имза қойғандин кийин қоюп берилгән.
Сақчилар тәрипидин тутуп кетилип кийин қоюп берилгән лагер қурбанлири йеқинлиридин җәвлан ширмәмәт әһвалниң тәпсилати ейтип өтти.
Сақчилар мухбирларниң вә паалийәтчиләрниң нәқ мәйдандин сүрәткә илишиға тосқунлуқ қилған болуп, “йеңи чағ” телевизийисиниң хәвәр қилишичә, нәқ мәйданға сүрәткә илиш үчүн барған мухбир вә сүрәткә алғучилар пуқрачә кийингән сақчиларниң тосқунлуқиға учриған. Лагер қурбанлири йеқинлириниң телефонлири тартивелинған вә ичидики син көрүнүшләр сақчилар тәрипидин ююветилгән.
Лагер қурбанлири йиқинлиридин абдураһман муһәммәт сақчиларниң лагир қурбанлири йиқинлириниң телефунини тартивалғанлиқини, нәқ мәйдандики сүрәт вә син көрүнүшлирини юювәткәнликини ейтти.
Йошурун тартилған бәзи көрүнүшләр иҗтимаий тартқуларда қаттиқ ғулғула қозғиған болуп, сақчиларниң паалийәтчиләргә болған позитсийәси иҗтимаий тартқуларда қаттиқ тәнқидләнгән. Сақчиларниң паалийәтчиләргә “барғансери саниңлар көпийиватиду, бу ишниң тәми қалмиғили турди”, “бу дөләтниң өз дәртлири бар”, “аиләңларни бу йәрдин издисәңлар болмайду, тарқилиңлар” дегәндәк сөзлири кишиләрниң қаттиқ ғәзипини қозғиған. Түркийә парламентида сөз қилған “ийи” партийәсиниң истанбул милләт вәкили явуз аирлиоғли сақчиларниң лагер қурбанлири йеқинлириға тутқан позитсийәсини қаттиқ тәнқидлигән.
Сақчилар тәрипидин тутуп турулған лагер қурбанлири йеқинлиридин алимҗан турди зияритимизни қобул қилди. Алимҗанниң ейтишичә, сақчилар тазилиқ өйигә беришиға рухсәт қилмиғанлиқи үчүн кичик тәритини иштиниға қилишқа мәҗбур болған.
Истанбул, әнқәрә вә алмутада охшаш вақитта елип бериливатқан лагер қурбанлири йеқинлириниң “милләт нөвәттә” паалийити түркийә вә чәт әл ахбарат вастиллирида зор ғулғула қозғаватқан болуп, түрк сақчилириниң мәзкур паалийәтни тарқитивитишкә урунуши түркийә-хитай мунасивәтлириниң көләңгиси астида қиливатқан уйғурларниң вәзийити һәққидә әндишигә сәвәб болмақта.