17-Майдин башлап “милләт нөвәттә” паалийити түркийәдә қайтидин давам қилмақта
Лагер қурбанлириниң түркийәдики йеқинлири 2020-йили 18-декабир күни истанбулдики хитай консулханисиниң алдида “аилә нөвәттә” паалийитини башлиғаниди.
-
Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021-05-18 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики қирғинчилиқ сиясәтлириниң зәрбисигә учриған қурбанларниң түркийәдики йеқинлири 2020-йили 18-декабир күни истанбулдики хитай консулханисиниң алдида “аилә нөвәттә” паалийитини башлиғаниди. Мәзкур паалийәт 3-феврал әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң алдиға йөткәлгән болуп, шуниңдин буян пүтүн дунядики хитай дипломатик органлириниң алдида давамлишип кәлмәктә.
3-Февралдин буян “милләт нөвәттә” нами билән давамлашқан мәзкур паалийәт әнқәрәдә вә қәйсәридә түркийә дөләт хәвпсизлик хадимлири тәрипидин мәҗбури тарқитиветилгән болуп, паалийәт пәқәт хитайниң истанбулдики консулханисиниң алдида елип берилишиғарухсәт қилинған иди.
Хитайниң истанбулдики консулханисиниң алдида давамлишиватқан “милләт нөвәттә” паалийити 17-апирил күни, йәни мәзкур паалийәтниң 120-күнидә түркийә һөкүмитиниң рамазан ейида йолға қойған йеңи коруна вируси тәдбирлири сәвәблик вақтинчә тохтитилғаниди.
Түркийәниң корона вируси тәдбирлириниң бошитилиши билән 17-май күнидин башлап, лагер қурбанлириниң түркийәдики йеқинлири паалийитини қайтидин давамлаштурди.
Лагер қурбанлири топиниң мәсуллиридин мәдинә назими ханим зияритимизни қобул қилип, мәзкур паалийәтниң бүгүндин башлап қайтидин башланғанлиқини, һәр күни әтигән саәт 9 дин чүш саәт 12 гичә елип берилидиғанлиқини ейтти.
Лагер қурбанлири йеқинлириниң паалийәтлири түркийәдә һәрхил тосқунлуқларға вә қийинчилиқларға учраватқан болсиму, әмма паалийәтлирини үзлүксиз давамлаштуруш үчүн әң юқири чәктә тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә.
Зияритимизни қобул қилған лагер қурбанлири топиниң мәсуллиридин җәвлан ширмәмәт әпәндим зияритимизни қобул қилип, мәзкур паалийәтниң омумий җәряни һәққидә радийо аңлиғучилиримизға тәпсилий мәлумат бәрди.
Мәдинә назими ханим зияритимиз давамида паалийәтчиләрниң өзлириниң уруқ-туғқанлири вә аилә әзалириниң әркинлики үчүн мәзкур паалийәткә давамлиқ қатнишидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини, аилә әзалирини қутулдурмиғучә мәзкур паалийәтни һәргиз тохтатмайдиғанлиқини ейтти.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики қирғинчилиқ сияситиниң тәсиридә уйғурларни асас қилған милйонлиған йәрлик мусулман хәлқләр зиянкәшликкә учраватқан болуп, хитайниң мәзкур сияситиниң тәсиридә нурғунлиған аилиләрниң парчиланғанлиқи вә ханивәйран болғанлиқи оттуриға қоюлмақта.
Муһаҗирәттики уйғурларниң хитайниң зиянкәшликигә учраватқан уруқ-туғқанлири үчүн тәшкилләп келиватқан түрлүк паалийәтлири дуняда күчлүк ғулғула қозғимақта.