Даңлиқ сәнәткар полат һезимоф: қолумдин кәлгиничә миллитим үчүн хизмәт қиливатимән
2023.07.03

Һазирқи оттура асия җумһурийәтлири ичидә қазақистанда әң көп зиялийлар қошуниниң мәвҗут икәнлики мәлум. Әйни вақитларда, йәни совет иттипақи дәвридә қазақистанда барлиқ саһәләрдә дегүдәк кадирлар йетишип чиққан иди. Уларниң бәзилири пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки пүткүл дуняға мәшһур болған.
Әнә шу дәврдә тәрбийәлинип, бүгүнки күндә қазақистанниң омумий тәрәққиятиға өз төһпилирини қошуп келиватқан уйғур хәлқи вәкиллири аз әмәс. Шуларниң бири полат һезимоф йеқинда “қазақистан җумһурийитиниң әмгәк сиңдүргән хизмәтчиси” дегән атаққа сазавәр болди. Мәзкур мукапатлаш мурасими қазақистан пайтәхти астана шәһириниң җумһурийәтлик миллий музейида өтти.
Қазақистанда бир нәччә йиллардин буян барлиқ саһәләр бойичә “қазақистан җумһурийитиниң төһпикар хизмәтчиси” намида мусабиқә өткүзүлүп кәлмәктә. Униң асасий мәқсити мустәқиллиқ йиллири, йәни 30 йилдин ошуқ вақит мабәйнидә мәмликәтниң омумий тәрәққиятиға төһпә қошқан шәхсләрни тәрғиб қилиш һәмдә уларни яшларға үлгә қилиштур.
Биз тонулған сәнәткар, полат һезимоф әпәнди билән сөһбәтләштуқ. Уни мәзкур мукапат билән тәбриклигинимиздә, мундақ деди: “чоң һәссә қоштум дәп ейталмаймән. Миллитим үчүн қолумдин келишичә хизмәт қиливатимән. Бу мениң әң чоң хизмитим. Уйғур хәлқиниң миллий маршини ишләп чиқтим. Бу мениң миллитим үчүн қошқан чоң бир үлүшүм дәп һесаблаймән. яш вақитлиримда пүвләйдиған чалғу әсваблардин башқа һәммини чалалаймән, дәп ойлайттим” .
Полат һезимоф һәр қандақ бир адәмниң өз армини болсиму, бәзидә у арманни кейингә қалдуруп, хәлқ үчүн хизмәт қилиш йолини таллайдиған ишларниң йүз беридиғанлиқини оттуриға қойди. У өзиниң қандақларчә сәнәт саһәсигә келип қалғанлиқини мундақ дәп чүшәндүрди: “мән мәктәптә оқуватқан чағлиримда һеч қачан артис болимән дәп ойлимайттим. Мениң арминим чиш дохтури болуш иди. Шуниң үчүн чиш дохтури оқушини түгитип, 11 йил чиш дохтурлуқ саһәсидә ишлидим. Иштин сирт бәрибир мени музика өзигә тартип турди. Һазирқи “яркәнт булбуллири” ансамбили билән той-төкүн, олтуруш, мәшрәпләрдә биллә болуп, өзүм яхши көридиған саһә-музикиға киришип кәттим, десәм болиду.”
Полат һезимоф мушу күнгичә барлиқ диққитини өз пәрзәнтлирини миллий роһта тәрбийәләшкә қаратқан болса, әмди күчини өзиниң сөйүмлүк нәврилиригә сәрп қилишқа тәйяр икәнликини оттуриға қойди. У өзиниң болупму яш әвладларниң милләтниң келәчики икәнликини яхши чүшәнгәнликтин яш сәнәткарларни тәрбийәләшкә алаһидә көңүл бөлгәнликини баян қилди: “мән чиш дохтури болуп ишләватқанда бир күни яш балилар “полат ака, сән бизгә өгәтсәң, бизму сәндин өгәнсәк” деди. Шуниң билән мән бәш-алтә балиниң бешини қошуп, иштин сирт өгитишкә башлидим. Уларниң сани 18 гә йетип барди. Униң намини “дияр” ансамбили дәп қойдуқ. Бир аз вақит өтмәстинла җумһурийәтлик мусабиқигә берип, биринчиликни алдуқ. Кейин ансамбилдики адәм сани 37 гә барди. Мән яркәнттин алмутаға көчкәндә у ансамбил қелип қалди. Униңдин башқа алмутада ‛адаш‚, қизларниң ‛ләйли‚ гурупписини, ‛ирадә‚ ансамбилини қурдуқ.”
Биз қазақистандики уйғур миллий сәнитидә узун йиллардин буян хизмәт қилип келиватқан тонулған режиссор, қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби ялқунҗан шәмийеф әпәнди билән алақиләшкинимиздә, у полат һезимофниң уйғур миллий сәнитигә салмақлиқ төһпә қошуп келиватқан мәшһур сәнәткарларниң бири икәнликини билдүрди. Униң ейтишичә, полат һезимоф даңлиқ “яркәнт булбуллири” ансамбилида алаһидә орунни игиләйдикән. Буниңдин ташқири “дияр” , “тарим” вә башқиму ансамбилларни қурушта һәл қилғучи рол ойниған икән.
У мундақ деди: “полат һезимоф у композитор. Хели яхши нахшиларни йезип, хәлққә тонулған балиларниң бири. Кейинки йилларда бизниң композиторлиримизниң ишлири анчә көрүнгән әмәс. Полатниң бир яхши йери, өзи кәспий композитор болмисиму, бирақ хәлқ ичидин чиққан хәлқ иҗадкари, хәлқ композитори. Полатниң йәнә бир алаһидилики, мәдәнийәт мәркәзлири болсун, шуларниң ишлириға көп һәссә қошқан. Полатниң адәмгәрчиликиму күчлүк. Номуси вә виҗдани бар. Хәлқимгә ярдәм қилай дәп нурғун ишларни қилди.”
Ялқунҗан шәмийеф полат һезимофниң даңлиқ нахшичи вә композитор мәрһум мурат насирофниң хатирисигә беғишланған көплигән фестивалларни өткүзүшкә көп күч чиқарғанлиқини илгири сүрди. У полат һезимофни бу мукапати билән қизғин тәбрикләп, сәмимий тиләклирини билдүрди.
Қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәси уйғур музикилиқ комедийә тиятири тәркибидики “нава” ансамбилиниң сәнәт йетәкчиси нияз турсуноф әпәнди полат һезимофниң болупму қазақистандики вә уйғур елидики миллий сәнәт оттурисидики алақиләрниң мустәһкәмлинишидә зор рол ойниғанлиқини баян қилди.
Нияз турсуноф мундақ деди: “у тиятир билән наһайити йеқин алақидә болуп, өзиниң сәнәттики йолини бирликтә елип маңди. Болупму яшларни тәрбийәләшкә күч сәрп қилди. Үрүмчидә бизниң балилар оқуп чиққандин кейин тиятирда уларни ишқа елишқа шараит болмай қалди. Шу пәйттә полат һезимоф “ирадә” ансамбилини қуруп, шуни башқурди. Бу йәрдә яркәнттики дилшатниң әмгики чоң болди. Шу балиларни қайтидин вәтәнгә елип кирип, һәммә чиқимни өз зиммисигә алди. Әнә шуниң қешида полат һезимоф болди. Андин мушу күнгичә ‛тарим‚ ансамбилини башқуруп, қазақистанда болсун, чәт әлләрдә болсун, тонуйдиған ансамбил дәриҗисигә йәтти. Мушу йәрдиму полатниң әмгики интайин чоң.”
У полат һезимфониң йетәкчиликидә “тарим” ансамбилиниң йеқинда чоң консертиниң өткәнликини тәкитләп, тиятирниң униң билән болған алақисиниң буниңдин кейинму мустәһкәмлинишигә ишәнч билдүрди. У әйни вақитларда үрүмчидә билим елип кәлгән яшларниң һазир тиятирда үнүмлүк ишләватқанлиқини билдүрди.
Полат камал оғли һезимоф 1964-йили қазақистанниң яркәнт шәһиридә дуняға кәлгән. Оттура мәктәпни тамамлап, алмутадики җумһурийәтлик медитсина мәктипини тамамлиған; яркәнт шәһиридә чиш дохтури болуп ишлигән. Андин сәнәт саһәсидә ишләп, 70 кә йеқин уйғур вә қазақ музикилирини иҗад қилған. Униң әсәрлири һазир қазақистандила әмәс, униң сиртидиму яхши тонуш.