Д у қ шәрқий түркистан миллий армийәси қурулғанлиқиниң 79 йиллиқини хатирилиди
2024.04.09
8-Апрел күни, 1945-йили қурулған шәрқий түркистан миллий армийәсиниң хатирә күни, шундақла миллий армийәниң байрам күнидур. 8-Апрел күни дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип, шәрқий түркистан миллий армийәси қурулғанлиқиниң 79 йиллиқини хатирилиди. Шуниң билән бир вақитта йәнә 1944-йилидики шәрқий түркистан җумһурийитини дуняға кәлтүргән қәһриман әҗдадларға, азадлиқ йолида қурбан болған пүтүн шеһитләргә чоңқур һөрмәт билдүрди.
Д у қ ниң бу мунасивәт билән елан қилған баянатида мундақ дейилгән: “1945-йили әтиязда шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити мунтизим миллий армийә қуруп, гоминдаң қошунлирини пачақлап ташлашни қарар қилди. Андин кейин һәрбий ишлар қануни елан қилип, һәр милләт пәрзәнтлиридин тәшкил тапқан қудрәтлик миллий армийә арқилиқ, үч фиронт бойичә җәң қилиш пилани түзгән иди. 1945-Йили 8-апрел күни ғулҗа шәһиридә дағдуғилиқ мурасим өткүзүлүп, миллий армийә қурулғанлиқи рәсмий җакарланди, шундақла һәр қайси полкларға байрақ тапшурулди. Миллий армийә әнә шу күндин башлап, 1949-йилиниң ахирғичә мәвҗут болуп турди. Җиң, шиху, чөчәк, алтай, ақсу қатарлиқ җайларда кәң-көләмлик җәңләрни елип берип, гоминдаң армийәсини тармар қилди. Миллий армийә 1949-йили 12-айда хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң 5-корпуси қилип өзгәртилгәндин кейин икки дивизийәгә айрилип, кейин пүтүнләй әмәлдин қалдурулған иди.”
Дуня уйғур қурултийи 8-апрел күни иҗтимаий таратқулар арқилиқ тарқатқан баянатида, кәлгүсидә шәрқий түркистан миллий армийәсиниң қайта қурулушиға болған ишәнчиниң камил икәнликини тәкитлигән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәмәди әпәнди мундақ деди: “8-апрел күни шәрқий түркистан миллий армийәси қурулған хатирә күнидур. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи, 1944-йилидики миллий инқилаб арқилиқ иккинчи җумһурийитимизни барлиққа кәлтүргән қәһриман әҗдадлиримизға вә бу шәрәплик йолда қурбан болған барлиқ әзиз шеһитлиримизгә чоңқур һөрмитини билдүриду. Миллий армийә байримимизға мубарәк болсун!”
У, сөзини мундақ давамлаштурди: “шуниңға ишәнчимиз камилки, күрәшчан шәрқий түркистан хәлқи һаман бир күни йәнә өзиниң мустәқил җумһурийитини вә миллий армийәсини җәзмән қуруп чиқиду. Шуниси ениқки, армийә бир дөләтниң мәвҗутлуқиниң капалити, шу дөләтниң хәлқлири өз дөлитиниң земинида әркин, зулумдин халий вә параван яшишиниң асасидур. Армийәси күчлүк болған дөләтләр башқа дөләтләрниң таҗавузидин халий болалайду, хәлқлириму зулумдин хали вә параван яшиялайду.”
Дуня уйғур қурултийиниң баш мәслиһәтчиси, қазақистандики тонулған җамаәт әрбаби қәһриман ғоҗамбәрди, һазирға қәдәр миллий армийә һәққидә көплигән китаб вә әслимиләрниң йезилғанлиқини, һәр йили миллий армийә байримида түрлүк хатириләш паалийәтлирини өткүзүшниң уйғур миллий күриши үчүн көп пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.
Әнқәрә университети тил вә тарих-җуғрапийә факултетиниң доктор аспиранти әли қәшқәрли зияритимизни қобул қилип, миллий армийәниң әйни вақитта оттура асиядики әң күчүк вә мунтизим бир армийә икәнликини оттуриға қойди.
Шәрқий түркистан миллий армийәсиниң қурулған күни болған “8-апрел күни” йеқинқи йиллардин буян муһаҗирәттики уйғурлар арисида хатириләнмәктә. Әли қәшқәрли әпәнди, буниң яшларни вәтәнпәрвәрлик роһи билән йетиштүрүштә зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Тарихий мәнбәләр вә әслимиләрдә қәйт қилинишичә, шәрқий түркистан миллий армийәси сепидә уйғур вә қазақлардин башқа йәнә татарлар, қирғизлар, өзбекләр, руслар, моңғуллар, шивәләр, туңганлар вә башқа милләтләрдинму офитсер вә җәңчиләр болған. Сабиқ советлар иттипақиниң һәрбий тиранспорт җәһәттики ярдими билән 1949-йили 10-айда шәрқий түркистанға тосалғусиз бесип киргән хитай хәлқ азадлиқ армийәси, шәрқий түркистан миллий армийәси әмәлий контрол қилип турған шималдики үч вилайәттин башқа қалған йәттә вилайәтни тезла контрол қилған. 1949-Йили 12-айниң ахири миллий армийә хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң 5-корпусиға айландурулуп, дәсләп икки дивизийәгә қисқартилған, андин бара-бара тарқақлаштурулуп кейинчә әмәлдин қалдуруветилгән. Шәрқий түркистан миллий армийәсиниң уруш синақлиридин өткән көплигән тәҗрибилик офитсерлири билән җәңгивар җәңчилири кейинчә хитай коммунист һакимийити тәрипидин сиясий қалпақлар кийдүрүлүп түрмиләргә ташланған яки йоқ қиливетилгән.