Қазақистан уйғурлири миллий маарипниң келәчикидин әндишә қилмақта
2021.08.05
Җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи қармиқида қурулған уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаб әзалири. 2021-Йили июн, қазақистан.
Мәлумки, қазақистан уйғурлири узун йиллардин буян өзлириниң ана тилидики мәктәплирини сақлап қелиш вә миллий маарипниң әвзәлликини тәшвиқ қилиш мәқситидә давамлиқ һәрикәт қилип келиватқан болсиму, кейинки вақитларда уларниң барғансери қисқирап кетиватқанлиқидин йәнила әндишә қилмақта.
Һазирқи вақитта оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләр қазақистанниң асасий җәһәттин уйғурлар зич олтурақлашқан алмута шәһири вә вилайитидики панфилоф, уйғур, әмгәкчиқазақ вә талғир наһийәлиридә орунлашқан. Уйғур оқуғучилири мәзкур районлардики толуқ уйғур тиллиқ вә арилаш, йәни оқутуш қазақ, рус вә уйғур тиллирида йүргүзүлидиған мәктәпләрдә билим алиду. Ахирқи мәлуматларға қариғанда, уларниң сани 16400 адәмни тәшкил қилидикән. Игиләшләргә қариғанда һазир қазақистан уйғур мәктәплиридә оқуйдиғанларниң сани йилдин йилға азлап кәткән. Ата-аниларниң уйғур пәрзәнтлирини қазақ, рус мәктәплиридә оқутуш кәйпияти күчәйгән. Бу бирқатар әһваллар уйғурларда миллий маарипниң келәчикидин әндишә қилиш пәйда қилип, уйғур мәктәплирини күчәйтиш үчүн һәрикәт қилиш зөрүрийитини шәкилләндүргән. Нөвәттә, уйғурларниң мутләқ зор қисми яшайдиған уйғур елидә хитай һөкүмити уйғур тилидики миллий маарипни йоқ қилған әһвал астида чәтәлләрдики уйғурлар әң көпи яшайдиған қазақистандики уйғур миллий маарипини болсиму сақлап қелиш диққәт нәзәрдә болмақта.

Уйғурлар нопус җәһәттә қазақистандики қазақлар, руслар, өзбекләрдин қалса төтинчи орунда туриду. Қазақистандики уйғурлар 20-әсирниң башлиридин етибарән өз тилида маарип системисини шәкилләндүрүп униң изчил тәрәққий қилдуруп кәлгәниди. Лекин, нөвәттә, қазақистан уйғурлири өз нопусиниң көп болушиға қаримай өз ана тилидики башланғуч, оттура дәриҗилик миллий маарипини қандақ сақлап қелиш вә күчәйтиш мәсилисигә дуч кәлди.
Қазақистан җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитиниң бөлүм муһәррири, филологийә пәнлириниң кандидат доктори шәмшидин аюпоф әпәндиниң ейтишичә, икки ай илгири җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи қармиқида қурулған уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қурулғанкән. Мәзкур штаб оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләрни вә синипларни қоллашни, уларға бала топлаш мәсилисидә һәмкарлишишни, шуниңдәк ана тилида оқуш әвзәлликлирини көпчилик арисида тәрғиб қилишни, муәллимләр вә оқуғучиларни һәр җәһәттин маддий вә мәниви қоллап-қуввәтләшни, мәктәпләрни оқуш қораллири билән тәминләштә ярдәмлишишни мәқсәт қилидикән.
Шәмшидин аюпоф мундақ деди: “биз ишимизни уйғур мәктәплири вә синиплири җайлашқан алмута шәһиридики билим башқармиси, шундақла талғир, әмгәкчиқазақ, уйғур, панфилоф наһийәлик билим бөлүмлириниң башлиқлири билән көрүшүп, шуларниң қоллиши билән башлидуқ. Шуниң билән бир айниң ичидә биз юқирида аталған наһийәләрни һесабқа алғанда, омумән 63 мәктәпни, йәни оқутуш қазақ, рус вә уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләрни арилап чиқтуқ. Бу мәктәпләрдә бүгүнки күндә омумән 16 миңдин ошуқ уйғур қиз-йигитлиримиз ана тилида билим алиду. Сәпәр давамида көплигән мәсилиләрни әнә шу мәктәпләр мәмурийити, муәллимләр, ата-анилар, юрт-җамаәтчилик актиплири билән бирликтә һәл қилишқа келиштуқ. Штаб ишиниң бир алаһидилики шуниңдики, биз пәқәт ана тилида оқуватқан балилиримизниң санини көпәйтишла әмәс, бәлки билим сапасини яхшилаш, тәҗрибилик муәллимләрни вә тиришчан, талантлиқ балилиримизни һәртәрәплимә қоллап-қуввәтләш, яш әвладлиримизни қазақистанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида, шундақла миллий роһта тәрбийәләш, уларни алий оқуш орунлириға җәлп қилиш охшаш көплигән муһим мәсилиләрниму көздә туттуқ.”
Шәмшидин аюпофниң билдүрүшичә, уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш штаби қазақистан язғучилар иттипақи йенидики уйғур әдәбияти кеңиши, уйғур тиятири, ханим-қизларниң җәмийәтлик тәшкилатлири, рәссамлар, уйғур тилидики аммиви ахбарат васитилири вәкиллири билән учришип, уйғур мәктәплири вә синиплирини қоллап-қуввәтләш бойичә мәсилиләрни бирлишип һәл қилишқа келишкән вә шуниңдәк башқиму ишларни әмәлгә ашурушни пиланлимақтикән.
Қазақистандики “уйғур мәктәплирини қоллаш фонди” ниң мудири, профессор алимҗан һәмрайеф әпәндиниң ейтишичә, қазақистандики уйғур мәктәплириниң бир әсирлик тарихи болуп, бу җәһәттә йүксилиниш, гүллиниш билән бир қатарда чүшкүнлүк дәвирлириниму баштин кәчүргәникән. Өткән әсирниң 20-30-йиллирида илгирики җәдитчилик асасида қурулған мәктәпләр йоқитилип, уларниң орниға совет иттипақи дәвридә йеңи типтики мәркәзләшкән билим системиси қурулғаникән.
Алимҗан һәмрайеф йәнә мундақ деди: “1958-йили вәзийәт өзгирип, нурғунлиған қазақ зиялийлири бизгә ярдәмгә кәлди. Җумһурийәт дәриҗисидә чоң илмий муһакимә йиғинлири уюштурулди, ана тилимиздики мәктәпләр сани көпәйди, йеңи шәкилдә раваҗланди, буниңға дөләт алаһидә әһмийәт бәрди. Шу чағдики енергийә, күчимиз билән уйғур мәктәплири та 1991-йилғичә тәрәққий әтти, наһайити чоң утуқларни қолға кәлтүрди, устазлиримиз чоң шан-шөһрәткә еришти. Қазақистан мустәқиллиқ алған йиллири әһвал техиму күчәйди. Хәлқниң шу вақитта топлиған мәлуматлири бойичә балиларниң сани 30 миңдин ешип кәтти. 1994-Йилдин башлап еғир вәзийәт шәкиллинишкә башлиди. Базар иқтисадиға өтүш мунасивити билән өзгиришләр йүз беришкә башлиди, бизгә болған диққәтму суслашти. Билим саһәсидә кәскин бурулушлар һасил болди, ислаһатлар елип берилди. Мушу җәрянға тақабил туруш, буни муһакимә қилиш ишлирида биздә тәҗрибиму йоқ иди”.
Алимҗан һәмрайеф шу мурәккәп вәзийәттә уйғур мәктәплири тоғрилиқ ениқ мәлуматларниң қолда болмиғанлиқини, пакитларниң йоқлуқидин диққәтниң башқа мәсилиләргә ағдурулуп кәткәнликини, миллий маарипниң ғоллуқ мәсилилириниң диққәттин сирт қалғанлиқини билдүрди.
Алимҗан һәмрайефниң уйғур мәктәплири вә оқуғучилириниң саниниң кемийишигә балилар бағчилириниң, мәктәп алди тәйярлиқ синиплириниң йоқлуқи, һөкүмәт тәрипидин оқуш қораллири нәшр қилинип турсиму, йәнила уларниң уйғур мәктәплиригә толуқ йәтмәйватқанлиқи, уйғур мәктәплирини кадирлар билән тәминләш мәсилисиниңму оттуриға чиқиватқанлиқи вә башқиму мәсилиләр сәвәб болмақтикән.
Игилишимизчә, әнә шу 1994-йилдин тартип қазақистан уйғур зиялийлири арисида җай-җайларда уйғур синиплирини ечиш, миллий мәктәпләрни сақлап қелиш һәрикәтлирини давамлиқ елип барған. Бу һәрикәт һазир техиму муһим күнтәртипкә кәлгән. Һазир уйғур тиллиқ мәтбуатларда вә иҗтимаий таратқуларда ана тилини қәдирләш, ана тиллиқ мәктәпләрни сақлап қелиш бойичә тәшвиқ ишлири тохтимай елип бериливақмақтикән. Һәтта бу ишларға юрт җамаәт ақсақаллири, милләтпәрвәр зиялийлар, йигит башлиридин тартип актип қатнашмақтикән.









