Алмутада шәрқий түркистан җумһурийити армийәсиниң командирлиридин мирзигүл насироф хатириләнди
2024.08.01
Қазақистанда яшаватқан уйғурлар ичидин әйни вақитларда көплигән дөләт, җәмийәт, мәдәнийәт әрбаблириниң йетишип чиққанлиқи мәлум. Ахирқи бир әсирниң ичидила ишләпчиқириш, санаәт, йеза игилики, маарип, илим-пән, сәнәт, әдәбият вә башқиму саһәләрдә көзгә көрүнгән мәшһур шәхсләрниң исми пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки дуня миқясидиму тонулди. Әнә шуларни яд етиш бойичә һәр хил паалийәтләрни өткүзүш қазақистанда әнәнигә айланди.
Буниң ярқин мисали сүпитидә йеқинда алмута шәһиридә өткән совет герман уруши қатнашқучиси, сабиқ шәрқий түркистан миллий армийәсиниң офитсери, қазақистан йеза игилики саһәсидики мәшһур әрбаб мирзигүл насирофни хатириләш паалийитини тилға елишқа болиду. Йеқинда алмута шәһиридики достлуқ өйидә әнә шу намайәндигә беғишланған “ривайәткә айланған һаят” мавзусида юмилақ үстәл йиғини болуп өтти. Уни алмута шәһири бостанлиқ наһийәлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи уюштурди.
Мәзкур юмилақ үстәл йиғини қазақистанниң санаәт вә йеза игиликини қурушқа вә мустәһкәмләшкә чоң төһписини қошқан шәхсләр һәққидики чүшәнчиләрни кеңәйтиш мәқситидә ечилған болуп, униңға җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи, алмута шәһәрлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзалири, йигит башлири вә ханим-қизлар актиплири, зиялийлар, яшлар, юрт җамаәт вәкиллири шуниңдәк мәрһумниң уруқ-туғқанлири қатнашти.
Юмилақ үстәл йиғини алмута шәһири бостанлиқ наһийәлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси карлин мәхпирофниң риясәтчиликидә ечилди. Дәсләптә тәбрик сөзгә чиққан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медитсина пәнлириниң кандидат доктори әбәйдуллам җаппароф, алмута шәһәрлик йигит беши иттипақиниң рәиси мәһмутҗан мәнсуроф, қирғизистанлиқ меһман, филологийә пәнлириниң доктори, пирофессор сәйпулла абдуллайеф вә башқилар мирзигүл насирофниң хатирисигә беғишланған йиғинниң мувәппәқийәтлик өтүшини тиләп, уни уюштурғучиларға миннәтдарлиқини билдүрди.
Мирзигүл насирофниң һаяти вә паалийити һәққидә доклат қилинғандин кейин униң тоғрилиқ филим көрситилди. Андин сөзгә чиққан алмута вилайитиниң уйғур наһийәси чарин йезисиниң ақсақаллар кеңишиниң рәиси серик оразалийеф, тарихчи, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди, җумһурийәтлик “уйғур авази” гезити баш муһәрририниң орунбасари бәхтишат сопийеф, уйғур наһийәлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси арлен османоф, шуниңдәк мирзигүл насирофниң асасий әмгәк паалийити өткән уйғур наһийәсиниң түгмән вә чарин йезилириниң вәкиллири вә башқилар мирзигүл насирофниң өмүр баяни, әмгәк паалийити, җәңгивар йоли тоғрилиқ тохтилип, униң дөләт вә хәлқ алдида ада қилған хизмитигә юқири баһа бәрди. Улар йәнә мирзигүл насирофқа охшаш шәхсләрниң роһида яшларни тәрбийәләшниң муһимлиқини тәкитлиди. Сөзгә чиққучилар мирзигүл насирофниң исмини әбәдийләштүрүш бойичә қилинған вә йәнә қилинишқа тегиш ишлар һәққидә өз пикир-тәклиплирини оттуриға қойди.
Радийомиз зияритини қобул қилған “мәктәп” нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиқи, тарихчи рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийеф әпәнди мундақ деди: “мушу баш қошуш җәрянида мирзигүл насироф билән көрүшүш, биллә ишләш бәхтигә муйәссәр болған адәмләр өз хатирилирини ортақлишип, ахирида униң исмини әбәдийләштүрүш мәсилисини йәнә бир қетим көтүрди. У болсиму, мирзигүл ака насирофниң киндик қени төкүлгән юрти түгмән бешидики ана тилимиздики оттура мәктәпни мирзигүл насироф намида аташ вә наһийә, җумһурийәт миқясида хәлқимиз вәкиллири зич истиқамәт қиливатқан җайларда бирәр кочиға мирзигүл насирофниң намини беришкә охшаш мәсилиләр қайтидин көтүрүлмәктә. Әлвәттә, бу ишларниң ахири чиқиду дәп үмид қилимиз һәм мундақ саваблиқ ишқа өз вақтида шу адәмләрниң сиңдүргән әмгики, төккән тәри сөзсиз шуниңға мунасип дәп һесаблаймиз” .
Рәхмәтҗан ғоҗамбәрдийеф йәнә мирзигүл насирофниң 1942-1944-йиллири, йәни совет герман уруши йиллири қизил армийә қатарида хизмәт қилғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, мирзигүл насироф кичик командирларни тәйярлаш курсини тамамлап, визвод командири вәзипилирини атқурған. У 1944-йили қиш вақтидин 1946-йилиниң 6-айлириғичә совет һөкүмитиниң мәхсус тапшуруқи билән шәрқий түркистанда партлиған миллий азадлиқ һәрикитидә атлиқ девизийониниң командири сүпитидә уруш һәрикәтлиригә қатнашқан.
У йәнә мундақ деди: “мирзигүл ака шу дәврдә қелиплашқан сиясий вәзийәт түпәйли 1944-йили өзбекистанда мәхсус тәйярлинип, шәрқий түркистанға әвәтилгән бир түркүм һәрбий офитсерларниң бири иди. У, шу вақитта совет армийәсиниң офитсер иди. Бу тоғрилиқму хели яхши мәлуматлар бар. Мирзигүл насироф ана вәтинимиздики миллий азадлиқ инқилабқа актип қатнишип, атлиқ девизийонға йетәкчилик қилиду. Бу җәңләрдә көрсәткән әрлики үчүн мирзигүл насироф ‛баһадирлиқ‚ медали вә ‛истиқлалийәт‚ орденлириға муйәссәр болғаниди. Әлвәттә, мундақ тарихий шәхсләрни даим яд етишимиз керәк. яшларға уларниң һаят, әмгәк, күрәш йолини даим һекайә қилип, уларниң шуларниң үлгисидә милләтпәрвәрлик, вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийәләшкә көңүл бөлүшимиз керәк” .
Биз мирзигүл насирофниң оғли миршекәр насироф билән сөһбәтләштуқ. У зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “дадимиз мирзигүл насир оғли тарихий вәтинимиздә 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан миллий армийәсидә һәрбий вәзиписини ада қилип, девизийон командири вәзиписини атқурған. Ениқрақ ейтқанда, атлиқ әскәрләрни башқуруп, қанлиқ җәңләрдә җасарәт билән күрәш қилған. Бу һәққидә сөз болуватқан паалийәткә иштирак қилип, нутуқ сөзлигән сиясәтшунас вә җәмийәт әрбаби қәһриман ғоҗамбәрди тәпсилий ейтип өтти. Атам һәқиқәтәнму толиму иқтидарлиқ киши иди. У һаят чеғидила йеза игиликиниң маһир тәшкилатчиси дегән йүксәк нам алғандин ташқири совет иттипақиниң әң алий мукапатлириниң бири болған ленин ордени билән үч қетим вә көплигән башқиму орден һәм медаллар билән тәқдирләнгәниди. У шундақла шәрқий түркистан җумһурийитиниң орден вә медаллири биләнму тәқдирләнди. Бу мукапатлар, әлвәттә, өзлүкидин қолға кәлгини йоқ. Буларниң кәйнидә җапалиқ меһнәт, тинимсиз издиниш вә уйқусиз түнләр туриду. ”
Миршекәр насироф йәнә дадисиниң исмини әбәдийләштүрүш бойичә қилиниватқан ишлар һәққидә мундақ деди: “у барлиқ һаятини елигә, хәлқигә беғишлиди. У ели вә хәлқи үчүн пәрванә болди. Мирзигүл насир оғли насирофниң хатирисини әбәдийләштүрүш үчүн нурғун ишлар әмәлгә ашурулди вә һазирму ашурулуп келинмәктә. Мәсилән, чарин йезисидики кочиларниң биригә дадимизниң нами берилди. Өзи туғулуп өскән уйғур наһийәсидики түгмән йезисидики уйғур мәктәпкә мирзигүл насирофниң исмини бериш тоғрилиқ гәп-сөзләр һазирму бар. Дадимизниң шәнигә нурғунлиған алқишлар яңриди. Униң һөрмити һәқиқәтәнму чәксиз иди. Гепимниң ахирида хатирә кечиликини уюштурған бостанлиқ наһийәлик уйғур етно-мәдинийәт мәркизиниң рәиси карлин мәхпирофқа вә барлиқ униң қатнашқучилириға өзүмниң чәксиз миннәтдарлиқини билдүримән” .
Игилишимизчә, мирзигүл насироф 1920-йили алмута вилайити уйғур наһийәсиниң түгмән йезисида дуняға кәлгән. 1938-Йили у чоң ақсу оттура мәктипини әла тамамлап, 1939-йилдин 1940-йилғичә кәтмән йезисидики 7 йиллиқ мәктәптә, 1940-1942-йиллири түгмән 7 йиллиқ мәктипидә муәллим, наһийәлик маарип бөлүминиң башлиқи хизмәтлирини ада қилған. 1942-1944-Йиллири совет қизил армийә қатарида хизмәт қилиду. У кичик командирларни тәйярлаш курсини тамамлап, визвод командири, 118-атқучилар полки командириниң ярдәмчиси вәзипилирини атқуриду. 1944-Йилидин 1946-йили 6-айғичә шәрқий түркистанда атлиқ әскәр девизийониниң командири сүпитидә миллий азадлиқ һәрикитигә қатнишиду. У 1946-йили язда ана юртиға қайтип келип, дәм елишқичә йеза игилики ишлирида һәр хил рәһбирий вәзипиләрдә ишлигән. Мирзигүл насироф 2008-йили 88 йешида аләмдин өткән.