“уйғур әдлийә архипи амбири” : 72 яшлиқ шәмшиқәмәр ана лагерда
2019.09.03

30-Авғуст күни норвегийәдики “Уйғур әдлийә архипи амбири” 72 яшлиқ шәмшиқәмәр аниниң ғулҗидики мәлум бир лагерда тутуп турулуватқанлиқи һәққидә гуваһлиқ филими тарқатти.
Филимда германийәдики адилә ғени қатарлиқ үч ача-сиңил гуваһлиқ берип, ғулҗа шәһириниң қарадөң мәһәллисигә җайлашқан баһар кочиси 28-қоруда олтурушлуқ 72 яшлиқ момиси шәмшиқәмәр ханимниң 2018-йили 1-айда лагерға елип кетилгәнлики вә һазирға қәдәр из-дерикиниң болмиғанлиқи көрситилгән. Улар өз гуваһлиқида хитай һөкүмитидин 70 яштин һалқиған момисини немә үчүн лагерға қамиғанлиқи һәққидә чүшәнчә беришини тәләп қилған.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүрүшичә, “уйғур әдлийә архипи амбири” намлиқ мәзкур орган 2017-йилдин буян норвегийә уйғур комитети тәрипидин ишлинип келиватқан “намсиз уйғур мәһбуслирини тизимлаш” хизмитини үзлүксиз давамлаштуруп келиватқан икән. Униң тәкитлишичә, мәзкур орган 2019-йили 8-айға қәдәр 5000 дин артуқ уйғур тутқун һәққидики учурларни топлап болған. Бу орган йәнә бу йил 8-айниң оттурилири америкадики демократийәни илгири сүрүш фондиниң иқтисадий ярдимигә еришкән икән. Шундин кейин чәтәлләрдики йәнә бир түркүм уйғурлар бу органға лагердики уруқ-туғқанлири һәққидә учур тәқдим қилған. 72 яшлиқ шәмшиқәмәр аниниң лагерға қамалғанлиқи һәққидики гуваһлиқ филими дәл ашу хил учурлар асасида ишләнгән өлчәмлик қисқа гуваһлиқ филимлиридин бири икән.
Радийомиз бәхтияр әпәнди тәминлигән учурларға асасән хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип ғулҗидики мәлум бир лагерға қамалған шәмшиқәмәр аблиз ханим һәққидә учур игиләшкә тутуш қилди. Шәмшиқәмәр аниниң һазир германийәдә яшаватқан нәврә қизи адилә ғени билән қизи патимә ханимлар радийомиз зияритини қобул қилип, өзлири билидиған әһвалларни аңлатти.
Уларниң билдүрүшичә, бу йил 72 яшқа киргән шәмшиқәмәр ана аилә аяли болуп, униң чәтәлләрдики пәрзәнтлири билән болған әң ахирқи телефон алақиси 2017-йил 4-айдин кейин пүтүнләй үзүлүп қалған. Кейин улар қирғизистан вә қазақистандики тонушлиридин сүрүштүрүш арқилиқ шәмшиқәмәр аниниң 2017-йилниң ахири вә 2018-йилниң башлирида лагерға елип кетилгәнликидин хәвәр тапқан.
Шәмшиқәмәр аниниң қизи патимә һаҗиниң билдүрүшичә, өз өйидә тиккүчилик билән шуғуллинидиған момиси шәмшиқәмәр ана миҗәзи мулайим, сирттики иҗтимаий паалийәтлири аз болған бир аилә аяли икән. Уларниң илгири сүрүшичә, шәмшиқәмәр ана чәтәлдики пәрзәнтлири билән 2017-йили 4-айғичә нормал телефон алақиси қилип турған икән. Улар өзлириниң шәмшиқәмәр ана билән қилған илгирики бу телефон алақисиниң бәлким униң лагерға қамилишиға сәвәб болған болуши мумкинликини пәрәз қилди.
Уларниң билдүрүшичә ғулҗаниң қаридөң мәһәллисигә қарашлиқ баһар кочиси 28-қоруда олтурушлуқ шәмшиқәмәр аблиз ханим бу мәһәллигә келин болуп киргән 50 йилдин буян қаридөң мәһәллисиниң төвинидики төпичи мәһәллиси вә патмичуқ мәһәллисидики уйғурлар арисида тиккүчилик һүнири билән тонулған икән.
Биз шәмшиқәмәр аблиз ханимниң нөвәттики әһвалини йәниму илгириләп ениқлаш үчүн ғулҗа наһийә қаридөң мәһәллә асасий қатлам аһалиләр комитети вә ғулҗа шәһириниң 2-район дәп атилидиған җайидики бирқанчә сақчиханиға телефон қилдуқ. Әмма қаридөң мәһәллә комитети вә сақчиханиға урған телефонлиримиз уланмиди. Шәмшиқәмәр ханим олтурушлуқ баһар кочиси төпичи мәһәллиси аһалиләр комитетиға урған телефонимиз уланған болсиму, әмма җавабсиз қалди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.