“муһаҗирәттики уйғурлар учрап кәлгән дөләт һалқиған бастуруш” тоғрисида илмий муһакимә йиғини ечилди
2023.03.31
Хитайниң қара қоли дуняниң һәммә йеригә созулуп, чәт әлләрдә яшаватқан уйғурларға еғир тәһдит вә писхик бесим елип кәлгән вә елип келиватқан бир вәзийәттә, хәлқарадики кишилик һоқуқ органлиридин башқа йәнә, илмий тәтқиқат саһәсидикиләрму бу мәсилигә көңүл бөлүп келиватқаниди.
3-Айниң 31-күни, әнгилийәдики шефилд университети сәнәт вә адимийәт пәнлири факултети “муһаҗирәттики уйғурлар учрап кәлгән дөләт һалқиған бастуруш” дегән темида илмий муһакимә йиғини ачти.
Дуня уйғур қурултийи лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмуд ханим бу муһакимә йиғини һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.
Йиғинниң бу биринчи күнидә, тәтқиқатчилардин давид тобин (David Tobin) йетәкчилик қилған сөһбәттә муәттәр илқут, нийрула әлимә (Nyrola Elima), руни стенберг (Runi Steenberg) қатарлиқлар дөләт һалқиған бастуруш һәққидики тәтқиқатлар дуч келиватқан тосқунлуқ вә буни йеңиш усуллири, дөләт һалқиған бастурушларға зәрбә бериш сиясәтлири үчүн учур тәминләш қатарлиқ мәсилиләрни муһакимә қилди.
Лавра мурфи (Laura Murphy), адриян зенз, әлис андерсон, дилнур рәйһан қатарлиқ тәтқиқатчилар мәҗбурий әмгәк қандақ болуп дөләт һалқиған бастуруш тори вә хәлқара сәрмайигә тайинип қалди? уларни чәкләш үчүн қандақ қанун вә сиясәт түзүлүши керәк дегән мәсилиләрни муһакимә қилди.
Манчестер университетиниң профессори давид тобин радийомизниң зияритини қобул қилип, бу муһакимә йиғининиң мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “йиғинниң биринчи нишани тәтқиқатчи алимлар, пикир саһиблири вә сиясәтчиләр арисида билим алмаштуруш. Көплигән тәтқиқатчилар бу йәрдә вақтини сәрп қилип башқа тәтқиқатчилар билән пикир алмаштуриду; әмма буниңдики мәқсәт, әң йеңи тәтқиқат нәтиҗилирини оттуриға қоюш арқилиқ, сиясәт түзгүчиләргә тәсир көрситиш”.
Давид тобинниң билдүрүшичә, бу муһакимә йиғиниға кәлгән алим-тәтқиқатчилар мушу саһәдә әң алдида кетиватқанлар болуп, уларниң қиливатқанлири илмий тәтқиқатла әмәс, бәлки сиясәткә тәсир көрситиш паалийити болғинида әһмийити техиму чоң болидикән.
У мундақ деди: “биз илим вә сиясәт җәһәттә күчлүк тәсиргә игә тәтқиқатқа муһтаҗ. Биз яш тәтқиқатчиларниң йеңи тәтқиқат нәтиҗисини оттуриға қоюшиға пурсәт берип, уларниң кәлгүсидики тәтқиқат һаятини қоллап-қуввәтлишимиз керәк. Шуңа биз бу йиғинға тәтқиқатида йеңилиқ яритип келиватқан муәттәр илқут, нийрула әлимәгә охшаш яш уйғур тәтқиқатчилирини тәклип қилдуқ”.
Давид тобин өзиниң көп йиллар илгири шәрқий түркистанда яшиғанлиқини, ирқий қирғинчилиқ башлиништин хели бурунла уйғурларниң турмушини көргәнликини, тәтқиқ қилғанлиқини, уларниң бүгүнки қисмәтлирини сөзләп турғанда хитайниң қәбиһ қилмишлирини паш қилип, кишиләрни агаһландуруп турғили болидиғанлиқини ейтқандин кейин, “ирқий қирғинчилиқ биз чоқум тәтқиқ қилишимиз керәк болған һөкүмәт сиясити” деди.
Германийәдин кәлгән инсаншунас, уйғуршунас доктор руни стенберг (уйғурчә исми йүсүп) радийомизниң зияритини қобул қилип, дуня һазир уйғур ирқий қирғинчилиқини унтуп қеливатқан вәзийәттә, хитайниң дөләт һалқиған бесими һәққидә өткүзүлгән бу муһакимә йиғининиң әһмийитини баян қилди.
Чүштин кейинки муһакимидә, тәтқиқатчи самиюл данниң (Samuel Dunning) қатарлиқ тәтқиқатчилар “дөләт һалқиған бастуруш йүз бериватқан җайлар”, “әнгилийәдики дөләт һалқиған бастуруш” дегәндәк темиларда доклат бәрди.
Униңдин кейин, тимәси грос(Timothy Grose), рәна рәфаһи қатарлиқ тәтқиқатчилар дөләт һалқиған бастурушниң муһаҗирәттики уйғурлардин башқиларға, мәсилән тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә туңганларға көрситиватқан тәсири, хитайлаштуруш сияситиниң хитайниң сиртида қандақ қоллиниливатқанлиқи дегәндәк мәсилиләрни муһакимә қилди.
Доктор руни стенберг буниңдәк йиғинларда тәтқиқатчилар, сиясәтчиләр вә мухбирлар бир йәргә җәм болса, униң үнүминиң алаһидә юқири болидиғанлиқини оттуриға қойди.
Тәтқиқатчи давид тобинниң билдүрүшичә, у һазир нийрулла әлима билән бирликтә “муһаҗирәттики уйғурларниң дөләт һалқиған бастурушқа учриши” дегән темида чоң һәҗимлик бир доклатни тәйярлаветипту. Андин бу йил 7-айда шифелд университетида муһаҗирәттики уйғурларниң турмуши вә мәдәнийитигә аит бир паалийәт өткүзидикән. Бу паалийәттә муһаҗирәттики уйғурларниң һекайиси филим, уссул, музика қатарлиқ шәкилләрдә көрситилидикән. Униң узақ мәзгиллик нишани болса, шифелид университетида бир тәтқиқат мәркизи қуруп, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөлидиған тәнқидчи алимлар билән һәмкарлишиш вә сиясәт түзгүчиләргә әсқатидиған доклатларни тәйярлаш икән”.
Бу муһакимә йиғиниға әркин асия радийосидин мәмәтҗан җүмә, нуримангул абдуришит қатарлиқлар қатнашти. Йиғинниң иккинчи күни улар хитайниң дөләт һалқиған бастуруш қилмишиға мунасивәтлик шәхсий кәчүрмишләрни баян қилиш сөһбитигә қетилидикән.
3-Айниң 30-күни, америкадики кишилик һоқуқ оргини “әркинлик сарийи” өзиниң тор бетидә “демократийәниң учришиши: алтә дөләт америка билән бирлишип, дөләт һалқиған бастурушқа зәрбә беришкә вәдә бәрди” намлиқ ахбарат елан қилди. Бу ахбаратта ейтилишичә, австралийә, германийә, косово, латвийә, литванийә, словакийә қатарлиқ дөләтләр америка билән бирликтә имзалиған “дөләт һалқиған бастурушқа зәрбә бериш принсипии хитабнамиси” дә, “дөләт һалқиған бастуруш дунядики демократийә вә кишилик һоқуққа селинған тәһдиттур” дәп җакарланған вә һәр қандақ дөләтниң чегра атлап адәм тутуш, қорқитиш, қийнаш қилмишлириға техиму күчлүк зәрбә беридиғанлиқи елан қилинған.