Халифәкс муһакимә мунбири “хитай билән демократик дөләтләрниң риқабити: тарихтики әң чоң оюн” намлиқ қолланмини тарқатқан

Мухбиримиз җәвлан
2020.11.30
Халифәкс муһакимә мунбири “хитай билән демократик дөләтләрниң риқабити: тарихтики әң чоң оюн” намлиқ қолланмини тарқатқан Америка вә канаданиң уйғурларни қоллиғанлиқи тоғрилиқ лайиһәләнгән картон.
Yettesu

Дунядики демократик әлләрниң истратегийәлик һәмкарлиқини күчәйтиш үчүн һәр йили өткүзүлүп келиватқан халифәкс хәлқара бихәтәрлик муһакимә мунбири бу йил 20-ноябирдин 22-ноябирғичә канадада өткүзүлгәниди. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу қетимлиқ муһакимә мунбириниң әң ярқин нуқтиси хитайниң тәһдитигә қандақ тақабил туруш мәсилиси болуп, йиғинда бу һәқтә көплигән сөһбәт вә муназириләр болған һәмдә демократик әлләр хитайға қарши туруш үчүн пайдилинидиған “хитай билән демократик дөләтләрниң риқабити: тарихтики әң чоң оюн” намлиқ 101 бәтлик бир қолланма тарқитилған.

Бу қолланмини тәйярлаш 2019-йил башланған болуп, халифәкс мунбириниң муавин мәсули робин шеферд (Robin Shepherd) бир гуруппа тәтқиқатчиниң һәмкарлиқида йезип чиққан; улар дуняниң һәр қайси җайлиридики 250 нәччә мутәхәссисни зиярәт қилип, хитайға вә хитайниң дунядики демократик дөләтләргә шәкилләндүргән тәһдитини қайта баһалиған. Мутәхәссисләр өзиниң кәспий билими вә һәр түрлүк қиммәтлик пикирини көпчилик билән ортақлашқан. 2020-Йиллиқ халифәкс хәлқара бихәтәрлик муһакимә мунбиридә дуня миқясида хитайниң демократийә дүшмәнликигә қарши ортақ истратегийә болуши керәклики тәкитләнгән болуп, мәзкур қолланминиң нишани дәл ашу ортақ истратегийәни бәрпа қилиш үчүн икән.

Америкадики хитай ишлири тәтқиқатчиси гордон чаң әпәнди бу қолланминиң дунядики демократик әлләрниң коммунист хитай һакимийитини чүшинип йәткәнликиниң муһим ипадиси икәнликини билдүрүп мундақ деди: “ғәрб әллири вә башқа дөләтләр хитайниң бүгүнки хәтәрлик һалитиниң униң сиясий системисиниң биваситә нәтиҗиси икәнликини көрүп йетишкә башлиди. Хитайниң дөләт түзүми вә хитай компартийәсини ислаһ қилғили болмайду. Биз уларни бойсундуралмаймиз яки яхшилиялмаймиз. Биз һәр қанчә қилсақму улар билән биллә мәвҗут болуп туралмайдиғанлиқимизни узаққа қалмайла һес қилимиз. Хитай демократик дөләткә айланмиғичә һәргиз бихәтәр дөләт болмайду”.

Бу қолланминиң мәзмуни кәң болуп, “йәрлик аптономийә”, “демократийә зәрбә нишаниға айланди”, “зораван һакимийәтниң ишлири”, “хитайниң пән-техника һакимийәтчилики”, “истратегийәлик һесаб-китаб”, “бирликтә қудрәт тепиш” қатарлиқ баблардин тәшкил тапқан. “йәрлик аптономийә” бабида хитайниң ялған аптономийәси вә аз санлиқ милләтләргә қаттиқ зулум салидиғанлиқи баян қилинған болуп, уйғур мәсилисигә аит мундақ җүмлиләргә орун берилгән: “хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мөлчәрлишичә, мусулман уйғур түрклиридин бир милйон киши шинҗаң өлкисидә ˃тәрбийә арқилиқ өзгәртиш мәркизи˂дәп аталған лагерларға қамалған. Мәзкур тәшкилатниң билдүрүшичә, лагердики тутқунлар хитай һөкүмити тәрипидин етиқадидин вә кимликидин ваз кечишкә һәмдә компартийәгә садиқ болушқа мәҗбурланған. Йеқинқи бир нәччә айдин буян, нәччә миң парчә сүний һәмраһ сүрәтлиридин кишини әндишигә салидиған испатлар ашкариланған болуп, шинҗаңда ғайәт зор лагерларниң йеңидин селиниватқанлиқи яки кеңәйтип селиниватқанлиқи мәлум. Йәрлик һөкүмәт ахбаратлиридин ашкарилинишичә, ши җинпиң вә башқа әмәлдарлар уйғурларни бастуруш һәрикитигә биваситә йетәкчилик қилған”.

Бу қолланмида хитайниң хәлқарада һәқиқий иттипақдиши йоқ икәнлики, пәқәт мустәбит шималий корейә, пакистан вә башқа әрәб әллиригә охшаш мәнпәәтдашлиридин шәкилләнгән “хитай һәмкарлиқ гуруһи” барлиқи, әмәлийәттә уларниң бир-биригә һәқиқий ишәнмәйдиғанлиқи оттуриға қоюлған. Гордон чаң әпәнди уйғурлар гәрчә мусулман хәлқ болсиму мустәбит әлләрниң, җүмлидин әрәб-ислам әллириниң хитайни қоллаватқанлиқини, чүнки уларниң хитайға иқтисад җәһәттин беқинип қелиш билән биргә, өзлиридиму демократийә вә кишилик һоқуқ еңиниң төвәнликини тилға елип мундақ деди: “мусулманлар көп санлиқни игиләйдиған дөләтләр хитайниң инсанийәткә қарши җинайитигә сәл қарайду, чүнки бу ишқа уларниң мәсулийәтсиз рәһбәрлири һөкүм чиқириду. Мусулманлар әлвәттә башқа мусулманларниң өлтүрүлүшигә, қийнилишиға қул қилинишиға вә дәпсәндә қилинишиға қарши, шуниң үчүн мусулманлар нопуси көп болған демократик әлләр хитай билән йеқин мунасивәт бағлимиди”.

“демократийә зәрбә нишаниға айланди” дегән бабта болса хитайниң америкадики холливод, дисней қатарлиқ чоң ширкәтләргә буйруқ қилалайдиған болуши, дисней ширкитиниң уйғур районидики хитай бихәтәрлик тармақлири вә тәшвиқат орунлири билән һәмкарлишип, “хуа мулән” намлиқ кинони ишлигәнлики, холливодниң хитайға бойсунидиған болуп қалғанлиқиниң башқа дөләтләргә яман тәсир елип кәлгәнлики қатарлиқлар баян қилинған.

Бу қолланмида демократик дуняниң өз қиммәт қариши вә мәвҗутлуқини сақлаш йолиға бузғунчилиқ қилидиған төвәндики 7 түрлүк иштин сақлиниш керәклики оттуриға қоюлған: биринчи, хитайниң демократик җәмийәткә арилишишиға сәл қараш; иккинчи, хитайға мунасивәтлик һәр қандақ мақалә, баянат яки сәнәт әсирини идийә җәһәттин тәкшүрүшкә арилишип қелиш, уни қоллаш яки тәстиқлаш; үчинчи, хитайниң өз хәлқини бастурушиға ярдәм беридиған техника вә сода алақисигә қатнишиш; төтинчи, хитайниң хәлқара интернет вә техника өлчимини контрол қилиш вә уни өз қиммәт қариши үчүн хизмәт қилдуруш қара нийитигә сәл қараш; бәшинчи, хитайни тәнқид қиливатқанларни һәр хил усуллар билән чәкләш вә җазалаш; алтинчи, дуня миқясида хитайниң бесими вә тәһдитигә учриған һөкүмәт вә демократик затларни қоллимаслиқ; йәттинчи, хитайдики мәҗбурий әмгәк вә әқлий мүлүк оғрилиқиға четишлиқ мәһсулатларни билип туруп сетивелиш. Бу йәттә түрлүк қилмишни көрситиш мәзкур қолланминиң әң муһим нуқтиси болуп, халифәкс мунбириниң тор бетидә айрим һөҗҗәт шәклидә елан қилинған.

Бу қолланминиң ахирида мундақ дейилгән: “коммунист хитай һөкүмити дунядики демократик дөләтләрни мәзкур дөләтләр һәмдә уларниң хәлқи халимайдиған дүшмәнлик гирдабиға қистап қойди. Әгәр хитай рәһбәрлири вақтида һошини тепип, қара нийитидин йенип, өз йолини тоғрилап маңалиса зиддийәт вә тоқунуштин сақлиналайду. Әгәр һошини тапмиса, қара нийитидин янмиса, қаршилишишни давамлаштурувәрсә, демократик дөләтләр билән хитай арисида бу әсирлик әң чоң оюн башлиниду”.

Гордон чаң әпәнди “әгәр дунядики демократик әлләр билән хитайниң зиддийәт-тоқунушлири техиму күчәйгән тәқдирдә америка башчилиқидики ғәрб әллири хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан җинайитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп рәсмий етирап қиларму?” дегән соалға җаваб берип мундақ деди: “хитайниң шинҗаңда йүргүзүватқан сиясити ирқий қирғинчилиқ характеригә игә. Америка ташқи ишлар министири майк помпейому хитайниң уйғур вә қазақларға йүргүзүватқан сиясити һәққидә тохталғанда бу сөзни ишләткән, мәнчә хәлқара җәмийәтму бу сөзни пат арида ишлитиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.