Истанбулда “хитай компартийәсиниң 100 йиллиқи вә йеңи дуня тәртипи” намлиқ муһакимә йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.07.12
Истанбулда “хитай компартийәсиниң 100 йиллиқи вә йеңи дуня тәртипи” намлиқ муһакимә йиғин өткүзүлди Уйғур академийиси вәхпиниң уюштуруши билән истанбулда ечилған “хитай компартийәсиниң 100 йиллиқи вә йеңи дуня тәртипи” дегән темида муһакимә йиғиндин көрүнүш. 2021-Йили 10-июл. Түркийә.
RFA/Arslan

10-Июл шәнбә күни уйғур академийиси вәхпиниң уюштуруши билән истанбулда “хитай компартийәсиниң 100 йиллиқи вә йеңи дуня тәртипи” дегән темида муһакимә йиғин ечилди. Бу йиғинға “йәр шарилишиш, иқтисад, кишилик һоқуқ вә шәрқий түркистанниң кәлгүси” дәп қошумчә нам қоюлған болуп, йиғинға уйғур академийәси вәхпиниң идарә һәйәт әзалири, түркийәдики бир қсим илмий тәтқиқатчилар вә мухбирлар қатнашти.

Йиғинда уйғур академийиси вәхпиниң мәсуллиридин профессур алимҗан инайәт “хитайниң милләтләр сиясити вә шәрқий түркситан” дегән темида, доктур пәрһат қурбан тәңритағли “җаһангирликкә қарши инқилабтин туғулған җаһангир күч-хитай компартийси вә инсанийәтни күтиватқан хитай тәһтиди” дегән темида, уйғур академийиси вәхипиниң муавин рәиси доктур мәғпирәт камал ханим “хитай компартийиси вә сосялизимниң һәқиқити” дегән темида, газиантип универистетиниң профессури һабип түркәр “хитай компартийәси идеологийисиниң өзгиришчанлиқи” дегән темида, истанбул йилтиз техник универстетиниң оқутқучиси доктур али чаксу “хитай коммунист партийиси вә ислам дүшмәнлики” дегән темида сөз қилди.

Йиғинда йәнә маниса җалалбайир универистетиниң тәтқиқатчиси халок доған әпәнди “қуллуқ, мәҗбурий әмгәк вә ассимилиятсийә қилишниң васитиси-җаза лагерлири” дегән темида, тәтқиқатчи оғуз качмаз әпәнди “немә үчүн коммунист хитайдин узақ туруш керәк?” дегән темида сөз қилди.

Һабиб түркәр әпәнди бүгүнки күндә нами “хитай коммунист партийәси” дәп аталған бу партийәниң әмәлийәттә өзгиришчан бир идеологийигә игә гуруһ икәнликини, униң хитай хәлқи үчүнла әмәс, бәлки пүткүл инсанийәтниң әркинлик қиммәт қарашлири үчүнму җиддий бир тәһдит икәнликини билдүрди.

У йәнә хитай коммунист партийәси тоғрисида тохтилип мундақ деди: “сиз дунявий каптализимни тәнқид қилалайсиз, бирақ хитайда әң аддий вә әқәллий кишилик әркинликни тәрғип қилғили болмайду. Ипадә әркинлики техиму йоқ. Хитай хәлқи өз вәтинидә кишилик һәқ-һоқуқтин еғиз ачалмайду һәм компартийәни тәнқид қилалмайду. Мушуниңға охшаш әһвал ялғуз хитайдила әмәс, һазир бизниң дөлитимиздә вә башқа көплигән дөләтләрдә һәм йүз бериватиду. Биз хитайни көрмәймиз, әмма хитайниң тәсири худди корона вирусиға охшаш һеч қандақ аламәт көрсәтмәстин әтрапимизға тарқилип бизни юқумландурмақта. Шуңлашқа инсанийәт бу палайи апәткә қарши ортақ қаршилиқ көрситиши керәк. Һеч болмиғанда, бүгүнки күндә әң җиддий мәсилә болған уйғурлар үстидин йүргүзүливатқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиш керәк. Чүнки уйғурлардин ибарәт бир хәлқ дуняниң көз алдида йоқ болуп кетиш хәвпигә учраватиду. Биз бу саһәдә һәм илмий тәтқиқат елип беришимиз һәм бу тәтқиқатларни инсанларниң пикир-чүшәнчилиригә сиңдүрүшимиз керәк.”

Йиғинда сөз қилған доктур али чаксу әпәнди хитайниң һәргизму дунявий күч болалмайдиғанлиқини ипадиләп мундақ деди: “милйонлиған инсанни җаза лагерлириға қамиған, пәқәт уйғурлар әмәс, һәтта өз хәлқигиму зораванлиқ қиливатқан, хитай сиртидики пуқралириғиму арамчилиқ бәрмәйватқан бир дөләт дуняға һәргизму хоҗидар болалмайду. Техиму тоғриси, сәлибий образи болған, яман атақ билән тонулған хитайдәк бир дөләт дуняға һәргизму хуҗидар болалмайду. Хитайни америка билән селиштурғили болмайду, америка әркинликни шуар қилип, әркинлик қиммәт қарашлири билән дунявий күч болалиди. Шуниң үчүн дуняда ‛америка чүши‚ дегән бир арзу кишиләрни җәлп қилған. Бирақ хитайда әркинлик дәйдиған бир уқум йоқ, аталмиш ‛хитай чүши‚ хитайниң мустәбитликкә толған вә дуняға һөкүмран болушни чүшәйдиған қабаһәтлик чүшидур, халас.”

Доктур али чаксу әпәнди йәнә түркийәниң хитай билән болған иқтисадий алақилири вә корона вирусиға охшаш бәзи сәвәбләр түпәйли хитайға қарши учуқ-ашкара бир нәрсә дийәлмәйватқанлиқини тәкитләп өтти. У әгәр америка бесим қилса, хитайдики вәзийәтниң дәл әксигә өзгириши мумкинликини сүрди.

Йиғинда сөз қилған доктур мәғпирәт камал ханим мундақ деди: “хитай дуняға һаким болаламду яки америкаға охшаш бир дунявий күчкә айлинип оттуриға чиқаламду? мениңчә, буниң еһтималлиқи итяйин йирақ. Чүнки дунявий күч болуш үчүн иқтисади күч болушниң өзила йетәрлик әмәс. Буниң үчүн дуняниң сиясий сәһнисидә башламчи болуши вә илғар мәдәнийәт асасий болуши керәк, әмма хитайда бу иккисиниң һеч қайсиси йоқтур.”

Зияритимизни қобул қилған уйғур академйиси вәхпиниң рәиси доктур пәрһат қурбан тәңритағлиму хитай компартийәсиниң инсанийәт үчүн бир тәһдит икәнликини көрситип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.