Әхмәт қурбан: “уйғур елиниң әйдиз вәзийити һәммимиздин йүксәк инсаний мәсулийәтчанлиқ күтиду”

Уйғур елидики әйдизгә қарши тунҗи, шундақла бирдин-бир әл ичи тәшкилатниң қурғучиси, психика мәслиһәтчиси, мутәхәссис әхмәт қурбан болса, 20 йилдин буян һәр күнини әйдиз бимарлири, зәһәрлик чекимликкә хумар болғучиларни давалаш, қутқузуш вә бу һәқтә аммиға психикилиқ мәслиһәт бериш мулазимити билән өткүзүп келиватқан бир пидакар роһниң саһиби.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.12.04
exmet-qurban-305.jpg "Йарип зәһәр чәкләш вә әйдизниң алдини елиш понкити" ниң мәсули әхмәт қурбан
www.yarp.net.cn

Униң пидакарлиқ көрситишигә немиләр сәвәб, йәнә немиләр илһам болмақта? бу қандақ бир роһ?

Әйдиз юқумлуқ кесәлликләр ичидә унчә қорқунчлуқму әмәс, уни чүшәнгәндә, сақлиниш йоллирини билгәндә, уни юқтурувелиштин тамамән мудапиә көргили болиду, һәммидин хәтәрлики, әйдиз саватсизлиқи, җәмийәткә болған мәсулийәтсизлик, әйдизләргә болған кәмситиш, мәсул һөкүмәт органлири вә кишиләрниң мәсулийәтсизлики. Мана бу мәсилиләрниң һәммиси уйғур елидә әйдиз күришигә риқабәт яритиватқан мәвҗут мәсилиләр.

Әхмәт қурбанниң әйдиз һәмдә зәһәрлик чекимликтин һәқсиз мәслиһәт сораш қизиқ линийиси вә тор бекити шундақла тәшвиқат паалийәтлири уйғур вә башқа милләтләрни әйдиздин сақлиниш, зәһәр чәкләш билимлири билән һәқсиз тәминләп кәлмәктә. Әхмәт қурбан, өзиниң вә өзигә охшаш санақлиқ кишиләрниң һәргизму уйғур елидә барғанчә күчийиватқан әйдиз юқум вәзийитини өзгәртишкә күчи йәтмәйдиғанлиқини, әйдизни юқтурувалмаслиқ вә башқиларға юқтурмаслиқта һәр қандақ инсан өзиниң мәсулийитини ада қилиши керәкликини тәкитлиди.

Уйғур елидә әйдиз тарқилиш йоллириниң көпийиши, адәттики кишиләр арисида тарқилишқа башлиғанлиқи, әйдизгә тақабил туруш күришини йеңи хирисларға дучар қилмақта, әйдиз юқум вәзийити йәнила интайин хәвплик, тақабил туруш қийин болмақта.

Хитай компартийиси мәркизи комитет сиясий бюроси даимий комитетиниң әзаси, дөләт ишлири мәһкимисиниң муавин башлиқи ли кечяң, дөләт ишлири мәһкимиси әйдизниң алдини елиш хизмәт комитетиниң 4-қетимлиқ омумий әзалар йиғинида тәкитләп, әйдизгә тақабил турушта, иҗтимаий тәшкилатларниң ролини җари қилдуруш керәк деди шундақла “әл ичи әйдизгә қарши туруш тәшкилатлириниң орнини һечнемә басалмайду” дәп алаһидә тәкитлиди.

Ли кечяңниң бу баянлири әйдизгә қарши йеганә шундақла мүшкүл күрәш қиливатқан әхмәт қурбанға бир аз илһам болған, у өзиниң ли кечяңниң әйдизгә қарши күрәш қиливатқанларға көңүл бөлгәнликигә миннәтдарлиқ билдүрүш билән тәң, униңға уйғур ели әйдиз юқум вәзийити вә бу һәқтә бәзи пикир вә тәклиплирини йәткүзүш бурчи бар дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Гәрчә, хитай тәшвиқат васитилиридә ле кечяңниң, әйдизләргә йеқиндин көңүл болуватқанлиқи, һөкүмәтниң әйдизләргә йәниму күчлүк ярдәм сиясәтлири йүргүзүшни тәшәббус қиливатқанлиқи тәкитлиниватқан болсиму, әмма хитайдики әйдиз әрздарлар блоглирида “ли кечяңни хәлқ сөйүнгүдәк рәһбәр әмәс, бәлки булғанған қан арқилиқ хенәндә йүз миң пуқраниң әйдиз билән юқумлинишидәк зор апәттә мәсулийити еғир болған, сотлинишқа тегишлик җинайәтчи” дәп әйибләнди.

Чүнки, хитай сәһийә саһәсидики әң чоң номус болған, хенәндә әйдиз юқумдарлириниң қан сетиши вә вирус бар бу қанларниң давалашта кәң қоллиниши сәвәблик йүз миңлап кишиләргә әйдизниң тарқилип, нурғун кишиләрниң өлүши вә нурғун балиниң әйдиз йитимлиригә айлинишидәк зор әйдиз апити шундақла кейин йәнә нарази болған, төләм тәләп қилған әйдиз әрздарлири қаттиқ бастурулған вәқәләр йүз бәргән пәйттә, ли кечяң хенәндә өлкә рәиси вә партком секретари болуп вәзипә өтигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.