Ғулҗида ямғур-су апити давамлишиватиду, пуқраларниң ианә топлиши чәкләнди
2016.06.23

Радийомизға әһвал инкас қилған уйғурларниң билдүрүшичә, или вадисида 6-айниң 17-күни башланған апәт характерлик қаттиқ ямғур йәнила давамлишиватқан болуп, бу қетимқи тәбиий апәтниң пәвқуладдә еғир икәнлики мөлчәрләнгән. Әмма үндидар қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда пуқраларниң ианә топлиши чәкләнгәнлики һәққидә учурлар көпәйгән. Ғулҗадики мәлум сақчиханиниң кечилик нөвәтчи хадими “ғулҗида ямғур вә кәлкүн апитиниң еғирлиқини билдүрүп, районда муқимсизлиқ вәқәлири йүз беришниң алдини елиш үчүн, апәттин қутқузуш ишиға һәрбийләр, қораллиқ сақчилар вә сақчихана хадимлири қатнишиватқанлиқи, үндидар қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда апәттин қутқузушни баһанә қилип, ианә топлаш қатарлиқ паалийәтләрниң чәкләнгәнлики” ни билдүрди.
Өткән һәптиниң ахири или диярида башланған яққан қаттиқ ямғур вә ямғурдин кейинки кәлкүн или уйғурлириға охшимиған дәриҗидики иқтисадий зиянларни елип кәлгән.
Или районидики деһқанларниң инкаси вә мунасивәтлик һөкүмәт хадимлиридин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, 17-июн җүмә күнидики 1-қетимлиқ қаттиқ ямғурдин кейин, 21-июн сәйшәнбә күнидин башлап йәнә қаттиқ ямғур йеғишқа башлап, әслидики кәлкүн апити техиму еғирлашқан, болупму ғулҗа наһийисидики қарияғач, мазар, чолуқай қатарлиқ йезиларда апәт бир қәдәр еғир болған. Бу йезилардики или дәрясиниң тармақ еқинлири бойиға җайлашқан деһқанларниң өйлири вә мал-қотанлирини су бесип кетиш, өй җабдуқлири вә чарвилири кәлкүндә еқип кетиш, етиздики буғдай, зиғир, қатарлиқ зираәтләр су астида қелиш әһваллири көрүлгән.
Түнүгүн йәни 22-июн чаршәнбә күниму ғулҗа наһийисидә қаттиқ ямғур йеғип деһқанлардики вәһимини күчәйткәнликини билдүргән бир ханим, йезилиқ һөкүмәт әвәткән кадирлар өй-өйләргә кирип деһқанларниң зиян әһвалини игиләватқан болсиму, әмма һөкүмәт беришни вәдә қилған төләмниң деһқанларниң бу қәдәр еғир зиянлирини толдурушқа имкансизлиқини, нөвәттә деһқанларниң техиму еғир күнләрниң йүз беришидин әнсирәш ичидә туруватқанлиқини билдүрди.
Игилигән әһваллардин мәлум болушичә, или районида қара ямғур вә кәлкүн апити йүз бәргәндин буян, җай-җайлардики уйғурлар апәткә учриған қериндашлириға болған һесдашлиқини билдүрүп, иҗтимаий алақә торлирида ианә топлаш чақириқини қилған. Әмма 20-июн дүшәнбә күнидин башлап үндидар салунида пуқраларниң өз алдиға ианә топлишиниң чәклинидиғанлиқи һәққидә ғулҗа шәһәрлик сақчи идарисиниң уқтуруши барлиқи һәққидә учурлар тарқилип, уйғурлар халиғанчә ианә топлимаслиққа агаһландурулған.
Биз мунасивәтлик һөкүмәт органлиридин ғулҗида елип бериливатқан апәттин қутқузуш ишлириниң әмәлий әһвалини игиләш үчүн, ғулҗа наһийилик партком, наһийилик һөкүмәт вә наһийилик сақчи идариси, һәрқайси йезилардики сақчиханиларға телефон қилдуқ. Наһийилик партком вә наһийилик һөкүмәткә урған телефонлиримиз җавабсиз қалған болсиму, әмма пәнҗим йезисиниң кечилик нөвәтчиликтә туруватқан сақчи хадими телефонимизға җаваб берип, илгири бу йезиға қарашлиқ болсиму, һазир ғулҗа наһийисигә биваситә қарайдиған қараяғач йезида йүз бәргән қазақ момай вә униң икки нәврисини өз ичигә алған бир аилә кишилириниң кәлкүндә еқип өлүш вәқәси вә йәнила давамлишиватқан ямғур вә кәлкүн апити һәққидики әһвалларни аңлатти.
Бу нөвәтчи хадим йәнә, үндидар торида тарқалған пуқраларниң ианә йиғмаслиқи һәққидики агаһландурушниң растлиқини дәлилләп, “апәттин қутқузушни баһанә қилип, қалаймиқан ианә топлап, җәмийәттә муқимсизлиқ амиллириниң пәйда болушиниң алдини елиш үчүн, бу хил уқтуруш чиқирилған” лиқини, “апәттин кейинки қутқузуш ишлириғиму ғулҗадики һәрбийләр, қораллиқ сақчи қисимлири вә һәрқайси йезилардики сақчиханилардин адәм тәшкилләнгәнлики” ни билдүрди.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмәт таратқулири ғулҗида вә уйғур аптоном райониниң башқа җайлирида йүз бериватқан қаттиқ ямғур, кәлкүн қатарлиқ апәтләр һәққидики хәвәрләрни аз бериш яки хитайниң шинхуа агентлиқи, хәлқ гезити қатарлиқларниң хәвәрини көчүрүп бериш билән чәкләнгән. Уйғур елидики һөкүмәт таратқулиридин шинҗаң гезити, шинҗаң телевизийиси қатарлиқларниң апәт һәққидики хәвәрлиридә һәрқайси җайлардики апәтниң тәпсилати вә әмәлийити һәққидики хәвәрләр аз учрайду. Гогулдин тәкшүргән әһваллардин мәлум болушичә, йәрлик даириләрниң апәт һәққидә берилгән көчүрүлмә хәвәрлириму 20-июн күнидики шинхуа агентлиқиниң хәвирини асас қилған болуп, хәвәрдә или вадисида тәхминән 300 миң аһалиниң апәткә учриғанлиқи тилға елинған, әмма 21-июн 22-июн күнлиридики кейинки нөвәтлик ямғур апити һәққидики конкрет тәпсилатлар берилмигән. Уйғур аптоном район даирилириниң һөкүмәт таратқулирида һәрқайси йәрлик һөкүмәтләрниң җиддий қутқузуш елип бериватқанлиқи мәдһийилинидиған хәвәрләр вә һөкүмәт әмәлдарлириниң апәт районлирида муқимлиққа капаләтлик қилишни тәкитлигәнлики һәққидики хәвәрләр асасий хәвәр еқимини тәшкил қилған.