Керийәгә әвәткән шәхсий ярдәм буюмлирини һөкүмәткә тизимға алдуруш тәләп қилинған
2014.02.17
Керийәдә 12-феврал йүз бәргән 7.3 Бал йәр тәврәш апитидин кейин уйғур аптоном райони миқясида шәхси вә җамаәтләрниң тәшкиллинип, апәткә учриған аһалиләргә ярдәм бериш қизғинлиқи қозғалған иди.
Бирақ апәт районидики йәрлик аһалиләрдин игилишимизчә, даириләр шәхсий ярдәмгә йол қойған болсиму, бирақ ярдәм буюмлирини аһалиләргә йәткүзүштин бурун һөкүмәткә тизимға алдурушни тәләп қилған. Һалбуки, һөкүмәт апәткә учриған аһалиләргә ярдәм қилишқа вәдә бәргән болсиму, бирақ аһалиләрниң өй-макани, учриған зиянлириниң орнини толдуруп, турмушини йолға селивелишиға конкрет қандақ ярдәм қилидиғанлиқи мәҗһул.
Хотәнниң керийә наһийисидә 12- феврал йүз бәргән 7.3 Бал йәр тәврәш апитигә бүгүн йәни 17-феврал нәқ 5 күн болди. Бу қетимқи йәр тәврәш апитидә болупму керийәниң атчан йезисиға қарашлиқ кәнтләр әң еғир бузғунчилиққа учриған. Уларниң ичидә әң еғир бузғунчилиққа учриған кәнтләрниң бири пишкәр кәнти.
Йәр тәврәштин кейинки қутқузуш хизмити уйғур җәмийити көңүл бөлидиған асаслиқ мәсилигә айланған. Үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа, бөртала, хотән қатарлиқ шәһәрләрдә җамаәт вә шәхсләр өзлүкидин тәшкиллинип, апәт райониға ярдәм бериш һәрикити қозғиған. Бу уйғур җәмийитидә иҗабий иҗтимаий һава яратқан иди.
Керийәдики йәр тәврәш апитигә учриған аһалиләрниң нөвәттики әһвали, қутқузуш хизмити вә аммиви ярдәм буюмлириниң апәткә учриғучиларға йетип барған-бармиғанлиқи қатарлиқ мәсилиләрни ениқлаш үчүн биз апәт йүз бәргән райондики бәзи йәрлик кадирларни вә апәткә учриғучи аммини зиярәт қилдуқ.
Йәр тәврәш районидики бир хадимниң билдүрүшичә, һөкүмәт шәхсий вә җамаәт намидики ярдәм буюмлириниң тарқитилишиға йол қойған болсиму, бирақ йәрлик қизил крест җәмийити яки алақидар органларға тизимға алдурушни бәлгилигән.
Хитай тәрәпниң бәргән хәвәрлиридә қәйт қилишичә, бу қетимқи йәр тәврәш кәлтүрүп чиқарған иқтисади зиян аз дегәндә 271 милйон йүәнгә йетиду. 3281 Еғиз өй өрүлгән, бузғунчилиққа учриған башқа мал-мүлүкләрниң сани 30322, аз дегәндә 2160 туяқ мал-чарва өлгән. Бу өткән җүмә күнгә қәдәр ениқлап чиқилған һөкүмәт тәрәп статистика болуп, бу сан алдимиздики күнләрдә давамлиқ көпийиши мумкин.
Лекин, нөвәттики әң һалқилиқ мәсилә һөкүмәтниң апәткә учриғучи амминиң өй-маканлирини тәкрар қуруп чиқишиға, учриған зиянниң орнини толдуруп, турмушини рәткә селивелишиға конкрет қандақ ярдәм қилиш мәсилиси болуп қалди. Һалбуки, нөвәттә һөкүмәт әмәлдарлириниң апәткә учриғучиларға бәргән қуруқ вәдисидин башқа, конкрет қандақ ярдәм пилани барлиқидин һечқандақ шәпә йоқ. Йәр тәврәш районидики юқириқи хадим өзиниң буниңға алақидар һечқандақ бир пилан көрүп бақмиғанлиқини билдүрди.
Хитай қизил крест җәмийити қатарлиқ һөкүмәткә қарашлиқ рәсмий хәйр-сахавәт органлириниң бурун йәр тәврәш, кәлкүн, қурғақчилиқ вә башқа һәр хил апәтләрдә хәлқ топлиған ианә пулға хиянәт қилиш яки йәрлик даириләрниң хәлқ ианә қилған пул вә қутқузуш буюмлирини бастуруп қоюп, апәткә учриғучи аммиға тарқитип бәрмәйдиған әһваллар көп қетип йүз бәргән. Нәтиҗидә бу хәлқниң хитай рәсмий хәйр сахавәт органлириға яки йәрлик даирилиригә ишәнмәслик әһвалини кәлтүрүп чиқарған иди.
Шу сәвәблик керийәдә йүз бәргән бу қетимқи йәр тәврәш апитидә охшашла хәлқ ярдәм буюмлирини шәхсән өзи йәткүзүп бериш яки ишәнчлик шәхс, җамаәтләргә һавалә қилиш йолини тутқан. Бөрталада ярдәм буюми топлаватқан бир хәйр сахавәтчи, топланған ярдәм буюмлирини үрүмчидики кишиләргә һавалә қилип, шулар йәткүзүп бериватқанлиқини билдүрди.
Биз җамаәт вә шәхсләр әвәткән ярдәм буюмлириниң апәт райониға йетип бериш әһвалини игиләш үчүн керийәниң йирақ тағлиқ райони-шуңгила йезисиға телефон қилдуқ. Бу йил 70 нәччә яшлиқ пешқәдәм бовай роза ака, өзиниң һазирға қәдәр бир халта ун вә бир йотқан тапшуруп алғанлиқини билдүрди.
Хитай тәрәпниң өткән җүмә күни елан қилған санлиқ мәлуматида көрситишичә, бу қетимқи йәр тәврәш хотән вилайитиниң 6 наһийисигә тәсир қилған. Аз дегәндә 58 миң адәм тәсиргә учриған вә аз дегәндә 19 миң адәм бихәтәр җайға көчүшкә мәҗбур болған. Даириләр илгири апәтниң тәсиригә учриғанларни 7800, дәп елан қилған иди.