Абдурахман уйғур өзтүрк түркийәдә “калман синдроми” үчүн фонди қуруш илтимаси сунған

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.04.19
abduraxman-ozturk-kitab-yighin.jpg Тунҗи қетим ечилишиға түркийәдики кино режиссори абдурахман өзтүрк әпәнди(оңдин биринчи)ниң “мән калман” намлиқ китаб сәвәб болған “калман синдроми” темисидики хәлқаралиқ йиғиндин көрүнүш. 2018-Йили апрел, түркийә.
RFA/Gülchéhre
abduraxman-ozturk-kitab-yighin-1.jpg

“калман синдроми” темисида өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин мутәхәссисләр вә бимарлар қатнашти. 2018-Йили апрел, түркийә. RFA/Gülchéhre

abduraxman-ozturk-kitab-yighin-2.jpg

“калман синдроми” темисида өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин мутәхәссисләр вә бимарлар қатнашти. 2018-Йили апрел, түркийә. RFA/Gülchéhre

abduraxman-ozturk-kitab-yighin-3.jpg

“калман синдроми” темисида өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин мутәхәссисләр вә бимарлар қатнашти. 2018-Йили апрел, түркийә. RFA/Gülchéhre

abduraxman-ozturk-kitab-yighin-4.jpg

“калман синдроми” темисида өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин мутәхәссисләр вә бимарлар қатнашти. 2018-Йили апрел, түркийә. RFA/Gülchéhre

Өткән шәнбә “калман синдроми” темисида түркийәдә тунҗи хәлқаралиқ йиғин ечилди. Мәзкур йиғинниң ечилишиға түркийәдики кино режиссори абдурахман өзтүрк әпәндиниң “мән калман” намлиқ китаби сәвәб болған иди.

Йиғинниң мувәппәқийәтлиримниң бири болса абдурахман өзтүрк әпәнди вә мәзкур йиғининиң ечилишини иқтисадий җәһәттин қоллиған японийәлик сахавәтчи фуруси мамико ханим һәмдә йиғинға қатнашқан теббий мутәхәссисләр бирликтә, түркийәдә “калман синдоми” кесәлликини давалаш қатарлиқ хизмәтләр үчүн хәлқаралиқ фонди қурушқа илтимас сунған. Мубада бу фонди җәмийәтниң қурулуши ишқа ашса, бу “калман синдроми” үчүн түркийәдә қурулған тунҗи фонди җәмийәт болуп қалидикән.

Түркийәдә яшаватқан уйғур режиссор абдурахман уйғур өзтүрк әпәндиниң тәшәббуси билән “калман синдроми” кесәллики һәққидә истанбулда ечилған хәлқаралиқ йиғинниң баш уюштурғучиси, программа мудири дуйгу ханим, “әл аләм”, вә “б фикир” ширкәтлириниң һәмкарлиқида уюштурулған бу йиғинда медитсина вә иҗтимаий саһәдики мутәхәссисләр, әрләрдә 10 дә бир, аялларда 50 миң дә бир, ирсийәт характерлик һормон кәмтүклүктин болидиған “калман синдроми” кесәллик тәтқиқати һәққидә интайин әһмийәтлик тәтқиқат мақалилирини сунғанлиқини билдүрди. У йәнә японийәлик психологийә доктори такакуса мамору әпәндиниң йиғинда калман кесәллики вә униң психикилиқ аламәтлири темисида илмий тәтқиқат мақалисини сунғанлиқини алаһидә тилға елип, калман бимарлириниң давалинип сақиялмиғанлириниң сәвәбиниң әслидә, пураш иқтидарини йоқитиш билән башлинидиған өзидики пәрқлиқ аламәтләрни вақтида байқиялмаслиқи вә йошуруши икәнлики, әмәлийәттә балдур байқап, балдур давалаш елип барған бимарларниң сақийидиғанлиқи һәққидики мисаллириниң, “бу хил кесәллик билән яшаватқан вә нурғун роһий азаб тартиватқан бимарларғила үмид беғишлайду”, дәп ишинидиғанлиқини ипадилиди.

Биз японийәдин мәзкур йиғинға қатнишиш үчүн түркийәгә кәлгән доктор такакуса мамору әпәндини телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ. У киши “калман синдроми” кесәллики һәққидә қисқичә чүшәндүрүш бәргәндин кейин, бу кесәлни давалашта, бимарниң өзидики аламәтләрни балағәткә йетиштин бурун, қанчә балдур байқап дава издишиниң, шундақла роһий тосалғуни йеңишиниң һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқини тәкитләп өтти.

Йиғинниң программа мудири дуйгу ханим йәнә йиғинниң әң муһим нәтиҗисиниң “калман синдроми” фонди җәмийитиниң түркийәдә қурулуши үчүн илтимас сунулғанлиқи икәнликини билдүрди. У йәнә мубада, алдимиздики айларда бу илтимас қобул қилинса буниң мәзкур саһәдә хәлқарадиму тунҗи фонди җәмийәт болуп қалидиғанлиқи һәққидә учур бәрди.

“калман синдроми” темисида ечилған мәзкур хәлқаралиқ йиғин, түркийәдики кино режиссори шундақла өзиму калман кесәллики билән яшап кәлгән абдурахман уйғур өзтүрк әпәндиниң тәшәббуси вә шундақла японийәниң “пилатинум ву ву ширкити” саһиби, иҗтимаий саһәләргә мәбләғ салғучи вә даңлиқ сахавәтчи фурусе мамико ханимниң иқтисадий ярдими билән рояпқа чиққан болуп, биз бу йиғинниң ечилиши вә қурулғуси “калман синдроми фонди җәмийити” ни иқтисад билән тәмин әткүчи мамико ханимни зиярәт қилдуқ.

У өзиниң калман кесәллики билән тонушушиниң, әслидә уйғур болған һазир түркийәдә яшаватқан режиссор абдурахман уйғур билән тонушуш билән башланғанлиқини ейтти вә шундақла “калман синдроми фонди җәмийити” қурушқа илтимас қилғанлиқини, буниң алдимиздики 7- айларда әмәлгә ешиши мумкинликини билдүрди.

Режиссор абдурахман уйғур өзтүрк әпәндиниң “мән калман” намлиқ китаби 2018- йили, йил бешида йоруқ көргәндин буян түркийә җәмийитидә вә калман тәтқиқати елип бериватқан мутәхәссисләрдә зор қизиқиш қозғиған.
Режиссор абдурахман әпәнди кейин йәнә бу һәқтә кино ишләш пиланлири үчүн издәнмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.