Тайландтики уйғур аяллар түрмигә йөткиветилгән

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.10.14

Бундин 7 ай бурун тайландтики бир орманлиқтин 296 уйғурниң байқалғанлиқи, буларниң көпинчисиниң ханим-қизлар вә балилардин тәркиб тапқанлиқи тоғрисидики хәвәр тарқалғандин кейин дуня ахбарат васитилириниң диққәт-етибари буларға буралған иди.

Ениқлишимизчә һазир тайландтики охшимайдиған лагер вә қамақханиларда җәмий 496 әтрапида уйғур тутуп турулмақта. 10-Айниң 10-күни тайланд сақчилири қораллиқ бесип кирип 7 уйғур аялниң қолиға койза( кишән) селип башқа түрмигә елип кәткән. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда бу аяллар еғир түрмигә қамалған. Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн түрмидә йетиватқан исмини ашкарилашни халимиған бир яш билән телефон сөһбити елип бардуқ. У бизгә уйғурлар тартиватқан чидиғусиз дәрд-әләм тоғрисида мәлумат бәрди.

У “бәзи аялларни башқа түрмигә елип кәткәнлики тоғрисида хәвәр игилидуқ, бу һәқтә мәлумат бәрсиңиз” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
“бизниң аяллиримиз биздин йүз нәччә километир узақлиқта икки орунға қамалған болуп, 90 әтрапида аял бир йәрдә, 80 нәччә кичик бала вә бовақларни өз ичигә алған тапқан гуруппа йәнә бир җайда қамақлиқ. Кичик гуруппидики аяллар болса, он нәччә чоң аял, йигирмә нәччә кичик балидин тәркиб тапқан. Мушу айниң 10-күни көп санда қораллиқ сақчи кичик гуруппидики аяллар қамалған җайға бесип кирип аялларниң йенини ахтурған. Бир аялниң йенида 8000 доллар пул бар икән. Сақчилар бу пулни маңа тапшурисән дәпту. Уйғур аял пулни бәрмәймән дәп қаршилиқ көрсәтсә, сақчи сән бизгә қаршилиқ көрсәттиң дәп қолиға койза селип, арғамча билән һәммә йерини чәмбәрчас бағлиған. Буни көргән аяллар чидап туралмай уйғур аялға яндашқан. Буни көргән сақчилар буларму қаршилиқ көрсәтти дәп қоллириға койза селип қопаллиқ билән елип кәткән. У елип кетилгән аялларниң кичик балилириму бар болуп, анилири елип кетилгән бу балилар йиғлап қалған. Сақчилар елип кәткән 7 аялниң ичидә 3 аялниң ери бар, акилири бар. Қалған 4 нәпәр аялниң һеч немиси йоқ. Мәзкур аялларниң ичидики икки аялни мәлум бир җайға айрим солап қойған болғачқа улардин хәвәр уқалиған болсақму қалған 5 нәпәр аялдин һәрқанчә қаттиқ сүрүштүрүп баққан болсақму хәвәр йоқ. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда икки нәпәр аял чоң түрмигә қамап қоюлған. Бизниң игилишимизчә бу аяллар биздин 450 километир узақлиқтики бир түрмигә қамап қоюлған.”

“һазир силәр тайландтики бир қамақханида туруветипсиләр, һазирқи әһвалиңлар қандақ?” дегән соалимизға, исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур мундақ җаваб бәрди:
“биз 496 әтрапида уйғур һазир тайландниң һайтай өлкисидики охшимайдиған 5 йәргә қамақлиқ. Қамақханиларниң ятақ шәрт-шараити интайин начар. Һазир һәммимиз семонт йәрниң үстидә йетиватимиз. Һава алмаштуруш, күн нури көрүш шараитлиримиз наһайити начар. Униң үстигә һава килимати, тамақ вә су қатарлиқларниң бизниң бәдинимизгә маслашмаслиқи, давалиниш шәрт-шараитлириниң начар болуши қатарлиқ һәр хил амиллар түпәйлидин аримизда қичишқақ, юқумлуқ терә кесәлликлири, көз кесәлликлири һәммимиздә омумий йүзлүк мәвҗут. Униң үстигә 7 айдин бери семонт йәрниң үстидә йетиватқан болғачқа бәдәнлиримиз күн нури көрмигәнлики сәвәбтин 80%tin артуқ адәмдә бөрәк кесәлликлири бар, бәдән аҗизлап шамалдарип кетиш кесәлликлири бар. Бәл, пут боғум ағриқ кесәлликлири бар. Бу кесәлликләр һәммәйләндә еғир. Оқуш йешидики балилиримиз биз чоңлардәкла түрмә камирлириға қамақлиқ болуп, йеңи туғулған балиларму қамақханиларниң дәрдини тартиватиду. яш-өсмүрлиримиз тәрбийилиниш, маарип һоқуқидин мәһрум қеливатиду. Бурун 8 күндә бир қетим бала-чақилиримиз, аяллиримиз билән көрүштүрәтти. Һазир 45 күндә бир қетим көрүштүрүватиду. Мана һазир бир ай болди аяллиримиз, балилиримиз билән көрүшүп бақмидуқ. Бала-чақилиримиз дадисидин айрим турған болғачқа психикилиқ җәһәттин ғәйрий йетишип қалмақта.”

“мениң игилишимчә силәрни йеқинда сотлап андин бир тәрәп қилидикән, растинила шундақму?”дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
“йеқинда сотқа чиқиш тоғрисида һечқандақ мәлумат тапшуруп алмидуқ. Лекин, биз бундин 7 ай илгири тутулған вақтимизда сотланған. У, вақтида сот мәһкимиси бизгә 6 айлиқ қамақ җазаси, адәм бешиға миң бәт тайланд пули җәриманә қойған иди. Сақчидин қачмай сақчиларға маслишип бәргәнликимиз үчүн миң бәт, йәни 30 доллар җәриманә қойған, әмма бизгә һечқандақ җинайәт бекитмигән. Сотта 6 айлиқ қамақ җазайимиз түгигәндин кейин турмуш шараитимизни яхшилап беридиғанлиқиға, башқа дөләткә кетиш рәсмийәтлиримиз узирип кетип қалса аилимиз билән җәм болуп аилә турмуши яшишимизға шәрт-шараит яритип беридиғанлиқиға вәдә бәргән иди. Әпсуски бүгүнки күндә 45 күндә бир қетим аран көрүштүрүватиду. Тайландниң мунасивәтлик органлири бизгә бәргән вәдисидә турмайватиду. Әмди бу қетим қачан? немә дәп сотлайду? бу тоғрида биздә һечқандақ мәлумат йоқ.”

Тайландтики қамақханиларда чидиғусиз еғир шәрт-шараитта яшаватқан 496 уйғурниң бири, исмини ашкарилашни халимиған киши бизниң “силәр дуня хәлқи вә дөләтлиридин немиләрни күтисиләр?” дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди:
“дуня хәлқидин биз немини күтимиз, биз миллий вә диний җәһәттин зулумға учриғачқа зулумдин қечип чиққан кишиләр. Бизниң әң чоң арзуйимиз болса биз билән тил, дин, мәдәнийәт вә қандашлиқ җәһәттин ортақлиқ болған, уруқ-туғқан вә қериндашлиримиз яшаватқан түркийәгә тезрәк кетиш. Әгәр буниңға мумкин болмиса, мәйли түркийә тәрәптин болсун мәйли тайланд тәрәптин буниңға йол ечип бәрмигән шараитта бизгә диний вә миллий җәһәттин һечқандақ зулум салмайдиған миллий вә диний әркинликимиз, кишилик һоқуқлиримиз капаләткә игә болидиған һәрқандақ бир дөләт болса, шу йәрдә бизгә инсаний адаләт билән муамилә қилидиған бир дөләт болса шу дөләткә тез сүрәттә кетишни халаймиз. Һазирқи бу әсирдәк һаяттин қутулушни, башқа кишиләрдәк әркин нәпәс елишни, хотун вә бала чақилиримиз билән биллә яшайдиған аиливи турмушқа игә болушни, адаләтпәрвәр инсанпәрвәр дуня хәлқиниң демократийә билән башқурулуватқан дөләтләрниң ярдимини биздин айимаслиқини сәмимий тәләп қилимиз.”

“силәр түркийәгә беришни халаймиз дәватисиләр, мениң билишимчә дәсләп тутулғанда ‛биз түрк‚ дәп хитай граждани икәнликиңларни демәй турувалдиңлар, түркийә әлчилики силәр билән көрүшүватамду?”
“биз дәсләптә тутулғанда түрк әлчиханисидин кәлди, бизгә силәр сақчилар билән маслишиңлар, материялиңларни турғузуп пат йеқинда түркийәгә елип кетимиз, деди. Әмма кейин йоқ болуп кәтти, пәқәтла кәлмиди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хадимлириму мәхсус биз билән көрүшүшкә кәлмиди, башқа дөләттин кәлгән мусапирлар билән көрүшкили кәлгәндә бизни көрди.”

Қамақханида туруп телефон зияритимизни қобул қилған бу киши 7 айдин бери тайланд, түркийә, германийә қатарлиқ дөләтләрдин бәзи аммиви тәшкилатларниң өзлиригә иқтисадий җәһәттин ярдәм қилғанлиқини, уларға рәһмәт ейтидиғанлиқини дегәндин кейин дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурларни тайландтики уйғурларниң қамақ турмушидин қутулуп башқа дөләтләргә кетиши үчүн күч чиқиришини тәләп қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.