Муһит мутәхәссиси станли топсниң тәклимакан муһити һәққидики тәклиплири
2016.09.27
Уйғурлар яшаш ишләпчиқириш җәрянида екологийилик муһитни асрашқа алаһидә әһмийәт берип, тәбиәтниң қанунлириға риайә қилған асаста униңдин пайдиланған вә бу хил яшаш қанунийитини әвладму-әвлад сақлап кәлгән. Әпсус бүгүнки күнгә кәлгәндә бу диярниң ечинишлиқ муһит мәсилиси һәтта чәтәл муһит мутәхәссислириниму муһит мәсилиси тоғрисида әтраплиқ ойлинишқа үндәйду. Әмәлийәттә хитай бир дөләт болуш сүпити билән иқтисад вә техника җәһәттә муһит асрашқа пайдилиқ сиясәт вә тәдбир қоллинип, уйғур елидики иқтисадий қурулуш вә иҗтимаий тәрәққиятни муһит асраш хизмитини билән маслаштуруши керәк иди. Муһит мутәхәссислири хитайда муһитқа нисбәтән пассип позитсийә тутулуватқанлиқини изчил тәнқидләп кәлмәктә. Бу һәқтә америкидики миами университетиниң җуғрапийә пәнлири профессори станли топс хитай даирилиригә уйғур елиниң учраватқан муһит мәсилилирини илмий тәдбирләр арқилиқ түзәш һәққидә тәклипләр бәрди.
Соал: асия киндики тори хәвиригә қариғанда мәкит наһийисидә қумлуқ байлиқи әвзәллики, мәдәнийәт әвзәллики, марка әвзәллики болуп, шинҗаңға ярдәм бериш вә қәшқәр районида “хәлқаралиқ саяһәт нуқтиси” қуруш пурситини чиң тутуп, 350 милйон йүән мәбләғ селип, екскурсийә, дәм елиш, саяһәт бир гәвдә қилинған қумлуқ саяһәт нуқтиси қурушни пиланлиған. Хитай даирилири бу йил 7-январ, уйғур аптоном районида наһийә дәриҗилик қурумқаш шәһирини қуруш қарарини қобул қилди вә шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң 14-девизийисини наһийә дәриҗилик қурумқаш шәһири қилип қуруп чиқиш мақулланди.
Һазир 14-девизийә қармиқиниң омумий нопуси 47 миң 500 адәм, қурумқаш шәһириниң мәркизий шәһәр райони 14-девизийәниң 224-полликиға җайлашқан болуп, бу шәһәр хотән вилайитидики иккинчи чоң мәркизий шәһәр болуш сүпити билән, 2030-йилиғичә нопус санини 170-200 миңға йәткүзүшни пиланлиған.
Тәклимаканниң фонкитсийиси қурумқаш шәһиридәк вә чоң типтики саяһәт мәркизи бәрпа қилиштәк универсал тәрәққият әндизисигә чүшәмду? мувапиқ келәмду сизниңчә?
Җаваб: бу толиму қорқунчлуқ һадисә, тәбиий шәһәр көз алдимизға кәлгәндә нопус уларниң яшаш, иш орни, мәктәп вә қатнаш, мәшғулатиға мунасивәтлик нурғун еһтияҗини қандуруш лазим, бу қурулушларға шараитни тәклимакан тәбиий муһити һазирлимиған. Һәммә билиду, у җайда әң нуқтилиқ чәклимә болған су кәмчилдур. Бу қурулушларға керәклик су мәнбәси йоқ, бу қурғақ райондики су мәнбәси әслидики нопусқа аранла йетиватқан бир шараитта, йәнә йүз миңлап, милйонлап нопусни йөткәш толиму қарамлиқ вә хәтәрлик.
Соал: хитай һөкүмити йәнә қарақаш, лоп, қурумқаш шәһәр-базири билән бирликтә иқтисад, мәдәнийәт, тәрәққият мәркизи шундақла җәнубий шинҗаң райони чегра муқимлиқини қоғдаштики истратегийилик таянч база қурушни, қурумқаш шәһирини чегра муқимлиқидики қорған вә боз йәр ечиш базиси, йипәк йолидики гүлләнгән, мәдәнийәт бирләшкән мәрвайит шәһәр қилип қуруп чиқишни пиланлиған, бу реаллиққа айланғанда уйғур елиға йәнә қайси җәһәтләрдин тәһдит елип келиши мумкин?
Җаваб: хитай һөкүмити бу һәқтики хәвәрлиридә бу җәнубий шинҗаң районлириниң иқтисад тәңпуңсизлиқ һалитини яхшилаш, нопус нисбити турақсизлиқини тәңшәш, биңтуәнниң шу йәрниң нопус байлиқини әлалаштуруш ролини үнүмлүк җари қилдурушқа пайдилиқ болупла қалмай, милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүп, инақ җәмийәт бәрпа қилип, шинҗаңниң әбәдий әминликини ишқа ашурушта муһим рол ойнайду дәп көрсәтти, йәни буниң екологийә билән һеч қандақ алақиси йоқ, пәқәт сиясий пиланлиқи ашкара тилға елиниватиду. Бу қурулушларни елип бериш мәқсити һеч болмиғанда тәбиәт қанунийитигә хилап болмаслиқи шәрт. Дәл әксичә, лайиһисиз, реаллиққа зит илмий болмиған ишләпчиқиришниң тәрәққияти, пән- техникиниң илгирилиши, су кәмчил йерим бостанлиқ районлардики нопус зичлиқиниң шиддәт билән ешиши, дәриҗидин ташқири тезлишиши, атмосфера, су, тупрақтики апәт характерлик булғанмиларниң көп хиллишиши қошулуп, химийиви зәһәрлик маддиларниң қоюп берилиши, пиластик булғанмиларниң бир тәрәп қилиш системисиниң шәкилләнмигәнлики қатарлиқ, түрлүк амиллар сәвәблик, татлиқ су мәнбәсиниң кемийиши, йәр асти су орниниң төвәнлиши, қумлуқни тутуп турған тәбиий орманларниң чекиниши, җанлиқларниң азийиши, қатарлиқ зәнҗирсиман еко муһит апәтлиригә айлинип кетиду. Мениңчә бу йәрниң тәрәққиятидин бәкрәк муһит қурулуш тәрәққиятиға мәбләғ вә күч топлиши зөрүр. Тәклимакан чөллүкидики инсан вә чәклик җанлиқларниң әң нормал яшишидики әслидики тәңпуң муһитни сақлашқа һәрикәт қилиш тәхирсиз бир мәсилә.
Соал: бу нуқтидин инсанийәтниң екологийилик муһит мәсилисидәк дуняви мәсилилиригә қарита дуняви һәмкарлиқлар күчәймәктә, һәрқайси дөләт, районларниң мәхсус екологийә муһит кәспигә мунасивәтлик пән- тәтқиқат хадимлири бу мәсилидә хитай даирилиригә муһит мәсилиләрдә ениқ вә җиддий агаһландуруп бәрмәмду?
Җаваб: бундақ тәклипләр бериливатиду, тәтқиқатларму елип бериливатиду. Хитайниң мунасивәтлик орунлириғиму бу һәқтики тәтқиқат доклатлири әвәтилиду, тегишлик мәслиһәт пикирләр берилиду, җүмлидин өзимизму бу ишларни қилип кәлдуқ, әмма хитай һөкүмити буни етибарға аламду йоқ, бу йәнә бир мәсилә.
Буниңдики асаслиқ сәвәб, һазирғичә хитай екологийилик муһитни әслигә кәлтүрүшни йүзәки билиши вә әмили тәдбир қоллиниватқиниға техи нәччә йилла болғачқа,техника күчи, малийә күчи, маддий күчләр кәмчил болушиму мумкин.Йоқитиш характерлик апәтләр дәвригә киргән мәсилиләр еғир. Йеқин кәлгүсидә хитайда тез сүрәттә кетиватқан муһит кризисини тизгинләшкә үлгүрмәсликидинму әндишилиниватимиз. Бу йәр шари характерлик мәсилигә айлиниватиду.
Соал: сиз ейтқандәк тәклимаканда екологийилик муһитни әслигә кәлтүрүш қандақ шараитта вуҗудқа келиду? қандақ тәртипләр асасида әмәлгә ашиду?
Җаваб:муһит билән сиҗил тәрәққиятниң мунасивити бир- биригә чәмбәрчас бағланған, иккиси охшашла муһим һалбуки йәккә һалдики тәрәққият бир қисим мәбләғ салғучиларниң пул тепивелиши йәнә келип қисқа муддәтлик пул тепиши үчүнла болса бу зор мәсулийәтсизлик тәбиәткә һаятлиққа қилинған мәсулийәтсизлик. Бу, болупму тәклимакан әтрапидики екологийилик муһити аҗиз, булғиниши еғир, орман билән қаплиниш нисбити төвән, қурғақ районлар муһитида яшаватқан барлиқ инсанларниң һаятиға биваситә тәһдит яритиду. Хитайниң җүмлидин аптоном район даирилириниң екологийилик муһит чүшәнчисини бәлгилик сәвийигә көтүрүши, уни барлиқ сиясәтләрниң алдин ойлинидиған асасиға айландурулуши шәрт, уйғур аптоном райониниң тәклимакан чөлидә дуняға даңлиқ саяһәт мәркизи әмәс екологийилик муһит универсал тәтқиқат мәркизи қурушқа еһтияҗи бар икәнликини һазирқи екологийилик муһити реаллиқи көрситип бәрди, реаллиқларни көздә тутқанда хитай даирилириниң уйғур дияриниң шундақла пүтүн хитайниң екологийилик муһит қурулуш тәрәққиятиға сәл қаримаслиқини, қәтий бихәстәлик қилмаслиқини, шәкилвазлиқниң алди елишини тәвсийә қилимән.