Түркийәдики яш уйғур чиш дохтуриниң йеңи мувәппәқийити

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.06.01
abdukerim-bughra-chish-doxtur-turkiye-7.jpg Түркийәдики яш уйғур чиш дохтури доктор абдукерим буғра ачқан “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” дохтурханисиниг ечилиш мурасимида қиршәһир шәһәр башлиқи яшар бағчәчи әпәндиму лента кәсти. 2015-Йили май, түркийә.
RFA/Erkin Tarim
abdukerim-bughra-chish-doxtur-turkiye-1.jpg

Түркийәдики яш уйғур чиш дохтури доктор абдукерим буғра ачқан “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” дохтурханисиниг ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили май, түркийә. RFA/Erkin Tarim

abdukerim-bughra-chish-doxtur-turkiye-2.jpg

Түркийәдики яш уйғур чиш дохтури доктор абдукерим буғра ачқан “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” дохтурханисиниг ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили май, түркийә. RFA/Erkin Tarim

abdukerim-bughra-chish-doxtur-turkiye-3.jpg

Түркийәдики яш уйғур чиш дохтури доктор абдукерим буғра ачқан “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” дохтурханисиниг ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили май, түркийә. RFA/Erkin Tarim

abdukerim-bughra-chish-doxtur-turkiye-4.jpg

Түркийәдики яш уйғур чиш дохтури доктор абдукерим буғра ачқан “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” дохтурханисиниг ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили май, түркийә. RFA/Erkin Tarim

abdukerim-bughra-chish-doxtur-turkiye-5.jpg

Түркийәдики яш уйғур чиш дохтури доктор абдукерим буғра ачқан “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” дохтурханисиниг ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили май, түркийә. RFA/Erkin Tarim

abdukerim-bughra-chish-doxtur-turkiye-6.jpg

Түркийәдики яш уйғур чиш дохтури доктор абдукерим буғра ачқан “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” дохтурханисиниг ечилиш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили май, түркийә. RFA/Erkin Tarim

abdukerim-bughra-chish-doxtur-turkiye-7.jpg

Түркийәдики яш уйғур чиш дохтури доктор абдукерим буғра ачқан “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” дохтурханисиниг ечилиш мурасимида қиршәһир шәһәр башлиқи яшар бағчәчи әпәндиму лента кәсти. 2015-Йили май, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Түркийәдә чиш дохтурлуқ саһәсидә оқуп йетишкән доктор абдукерим буғра түркийәниң қиршәһир шәһиридә “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” намида дохтурхана ечип өзиниң кәспи саһәсидики йеңи мувәппәқийәтлирини намаян қилишқа башлиди.

Дохтурханиниң ечилиш мурасимиға қиршәһир шәһәр башлиқи яшар бағчәчи әпәнди, парламент әзаси намзатлири, абдукерим буғраниң оқутқучилири, кәсипдаш достлири вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти. Дохтурхана қиршәһир шәһиридики чоң җамә имаминиң дуаси билән башланди. Икки қәвәтлик кичик бинада ечилған чиш дохтурханисини абдукерим буғра билән абдуллаһ сулубулут әпәнди ортақ ачқан болуп, дохтурханида 9 чиш дохтури хизмәт қилидикән.

Абдукерим буғра йеқинқи йилларда уйғур елидин түркийәгә оқушқа келип, тиришип оқуп, нәтиҗә қазанған уйғур яшлириниң биридур.

Абдукерим буғра 1977-йили 9-айниң 1-күни қаримай шәһиридә туғулған. 1978-Йили дадисиниң хизмити мунасивити билән поскам нәпиткә көчүп барған. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни поскамда оқуғандин кейин хитайниң нәнҗиң шәһиригә толуқ оттура мәктәпни оқуш үчүн әвәтилгән. Тунҗи қарар ичкиридә толуқ оттура мәктәп оқуш үчүн әвәтилгән 32 оқуғучи арисида орун алған абдукерим буғра 1996-йили бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң тәйярлиқ синипида бир йил оқуған. 1997-Йилидин 2002-йилиғичә шин җяң теббий университетиниң чиш дохтурлуқ факултетида оқуған. 2005-Йили магистир вә докторлуқ унвани үчүн оқуш мәқситидә түркийәгә кәлгән абдукерим буғра әпәнди, 2013-йилида әнқәрә ғази университети чиш дохтурлуқ факултетиниң еғиз бошлуқини давалаш вә түзәш кәспидә докторлуқ унвани алди.

Дохтур абдукерим буғра әпәнди 10 йил вақит ичидә түркийәдики бу кәсиптики 1500 дохтур арисида орун алди. У көп санда хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинлириға қатнашқандин сирт йәнә өзи явропа өлчәмлиригә тошидиған дохтурхана ечиш сәвийәсигә йәткән.

30- Май күни түркийәниң ички анатолийә районидики қиршәһир шәһиридә ечилған шәһиридә “инҗи чиш вә еғиз саламәтлики мәркизи” ниң ечилиш мурасимида др. Дохтур абдукерим буғра әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

У: “сиз чәтәлдики 10 йиллиқ һаятиңизда зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрдиңиз, нурғун мәбләғ селип дохтурхана ачидиған сәвийигә кәлдиңиз буниң сири немә?” дегән соалимизға җаваб берип, буниң сириниң тиришиш вә көп тиришиш икәнликини тәкитлиди.

У, түркийәгә йеңи кәлгәндә нурғун қийинчилиқларға дучар болғанлиқини, һәтта мәктәпкә бериш үчүн аптобусқа чиқидиған пули йоқ күнләрни бешидин өткүзгәнликини, соғуқта газ пули алидиған пули йоқ соғуқ өйләрдә йотқанға йөгинип олтуруп дәрс тәкрарлиғанлиқи, кечә-күндүз җапалиқ тиришиш нәтиҗисидә бүгүнки күндә дохтурхана ачалайдиған күчкә йәткәнлики ейтти. У, чәт ‘әлдә оқуватқан уйғурларни кичик қийинчилиқлардин қорқуп, оқуштин ваз кәчмәсликкә тиришип өгинишкә чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.