Мутәхәссисләр уйғур дияридики “саламәтлик тәкшүрүш” кә баһа бәрди
2017.11.09
Хитай таратқулирида 2017-йил 30-өктәбиргичә, уйғур аптоном районидики 18 милйон кишиниң “һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши” гә қатнаштурулғанлиқи, буниң ичидә 13 милйон кишиниң шәхсий саламәтлик учурлириниң архиплаштурулғанлиқи хәвәр қилинған иди. Америкидики уйғур теббий мутәхәссисләр, уйғур диярида давамлишиватқан “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши”, шәхсләрниң саламәтлик учурини архиплаштуруш вә DNA әвришкисини топлаш қатарлиқ мәсилиләр һәққидә хәлқара теббий әхлақ нуқтисидин пикир баян қилди.
Нөвәттә уйғур диярида давамлишиватқан мәҗбури саламәтлик тәкшүрүши вә қан елинип DNA әвришкисиниң топлиниши шундақла саламәтлики тәкшүрүлгән һәр бир уйғур үстидин архип турғузулуши, муһаҗирәттики уйғур җамаити вә уйғур вәзийитигә диққәт қиливатқан көзәткүчиләр арисида һәр хил гуманий қарашларға һәм пәрәзләргә сәвәб болмақта.
Радиомиз зияритини қобул қилған теббий мутәхәссисләр өзлириниң узун йиллиқ тәтқиқати вә дохтурлуқ қилиш җәрянидики теббий әхлақ қариши вә хәлқарада омумлашқан қануний бәлгилимиләр нуқтисида туруп, бу һәқтики қарашлирини баян қилди.
Ню-йорктики коломбийә университетиниң тәтқиқатчиси мәмәт имин әпәнди өзи ишләватқан коломбийә университетниң теббий тәҗрибилиридә DNA әвришкисини топлаш мәшғулати болсиму, әмма бу хил мәшғулат вә тәтқиқат түригә қатнашқучиларниң өз ихтиярлиқи билән қатнишидиғанлиқи вә тегишлик һәқ алидиғанлиқини билдүрди. У, уйғурларниң “саламәтлик тәкшүрүш” баһанисидә мәҗбури қан беришкә зорлиниши вә уларниң сағламлиқ архипиниң мәҗбури турғузулушиниң хәлқара теббий әхлақ вә қануний бәлгилимиләргә хилап қилмиш икәнликини билдүрди.
Вашингтондики мәлум дохтурханида ишләйдиған медитсина пәнлири доктори җүрәт обул әпәндиниң қаришичә, кишиләрниң биологийилик кимлики болған DNA әвришкисини шу шәхсниң рухситисиз мәҗбури топлаш қилмиши японийәдә шу кишиниң шәхсийити вә инсаний һоқуқиға қилинған таҗавузчилиқ дәп қарилидиғанлиқини тәкитлиди.
Мәмәт имин әпәндиниң билдүрүшичә, ғәрб дөләтлиридики дохтурханиларда сақлиниватқан саламәтлик архиплири вә шәхсләрниң DNA әвришкилирини йиғиштики мәқсәт ениқ болуп, дохтурханиларниң бу санлиқ мәлуматлардин пайдилиниш муддиаси кесәл давалаш икән. Шуңа бу дөләтләрдики кесәллик архиплири вә DNA әвришкилири шу кесәлниң өз разилиқи билән теббий тәтқиқатқа ианә қилинидикән. Һалбуки, нөвәттә уйғур диярида елип бериливатқан саламәтлик тәкшүрүши вә архип турғузуш ишлири мәҗбури елип бериливатқан болуп, наразилиқ билдүргәнләргә “миллий бөлгүнчи” яки “икки йүзлүмичи” дегән қалпақлар кийдүрүлидикән. Шундақла улар “тәрбийәләш мәркәзлири” гә әвәтилидикән.
Мәмәт имин әпәнди йәнә алдинала турғузулған сағламлиқ архипиниң орган алмаштуруш оператсийәсиниң үнүмлүк болушиға шараит яритип беридиғанлиқини билдүрди. У, бөрәк алмаштуруш, җигәр алмаштуруш вә илик алмаштуруш қатарлиқ оператсийәләрдә алдинала сақланған санлиқ учур амбириниң наһайити муһимлиқини тәкитлиди.
Мәмәт имин әпәнди йәнә нөвәттә хәлқарада қанунсиз орган көчүрүш содиси әвҗ еливатқан шараитта, хитай һөкүмитиниң бунчә зор мәбләғ сәрп қилип вә мәҗбурлаш васитиси қоллинип, уйғурларниң DNA әвришкисини топлишида мәлум шум мәқсәт болуши мумкин дегән гуманий қарашларниң мәвҗутлуқини тәкитлиди.
Җүрәт әпәнди нөвәттә уйғур диярида давамлишиватқан бу хил мәҗбури саламәтлик тәкшүрүшигә қатнаштурулуп архип турғузулуши вә DNA әвришкисини топлаш қилмишиниң пүтүнләй қанунсиз елип бериливатқанлиқини тәкитлиди. У, “уйғур дияридики 13 милйон кишиниң шәхсий саламәтлик әһвали үстидин архип турғузуш вә DNA әвришкисини топлаштәк қанунсиз қилмишиниң җавабкарлиқи сүрүштүрүлүши керәк,” деди.