“ақ өстәң” өзимизниң тетимсулирини аилиләргә башлап кирмәкчи?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.03.11
tebii-achchiq-su.jpg “ақ өстәң” маркилиқ аччиқсу(сиркә).
Social Media

Хитайда ишләпчиқирилған түрлүк маркилардики аччиқсу (сиркә), “җаңю” дин ибарәт кәм болса болмайдиған тәм тәңшәш буюмлириниңму мусулманлар истемалидики һарам яки шүбһилик йемәкликләр қатариға кириши, болупму хунән җаңю завути ишләпчиқарған җаңюниң адәмниң чечи билән һайванларниң юңини асас қилип ясалғанлиқи аммиви тор бәтләрдә ашкарилиниши билән, уйғурлар йемәкликләрниң бихәтәрлики мәсилисигә техиму әһмийәт беридиған болди. Бәзи миллий карханичилар хәлқниң күндин-күнгә ешиватқан еһтияҗ тәлипигә мас һалда йәрлик аччиқсуларни ишләпчиқирип базарға салған иди. Ғулҗа кепәк йүзигә җайлашқан “ақ өстәң” аччиқсу завути йеқинда йәнә пурчақ, көммиқонақ қатарлиқ тәбиий ашлиқларни хам әшя қилип пүтүнләй йәрлик усул билән җаңю ишләпчиқирип базарға селиш алдида туруватқанлиқи вә “җаңю” ға уйғурчә исим тепиш һәққидә җәмийәткә мураҗиәтнамә елан қилди. Бу уйғурларниң иҗтимаий алақә васитилиридә һазирқи қизиқ параңниң бири болуп қалди.

Уйғурларда аччиқсуниң истемал қилиниш тарихи интайин узун. Униң тәми чүчүмәл һәм күчлүк, пуриқи мәззилик һәм йеқишлиқ болуп, уйғурларниң дастихинида кәм болса болмайдиған бир хил тәм тәңшәш материялидур. Һазир уйғур елида йемәклик вә ичимликләрниң ‛‛мусулманчә‚‚ яки әмәсликигә әһмийәт беришниң күчийишигә әгишип мусулманчә аччиқсуларму базарға селинди, әмма қоруминиң йеңи, мәззилик темилирини ашурушқа, ғәйрий пуриқини түгитишкә ишлинидиған йәнә бир хам материял болған “җаңю”ға болған еһтияҗ асасән йәнила хитайлар ишлигән ишәнч қилип кәткили болмайдиған “җаңю”мәһсулатлири арқилиқ қамдалмақта иди.

Ундидар суписида йеқинда ғулҗа “ақ өстәң” аччиқсу завути, уйғур елиниң өзидә һәқиқий сап ашлиқтин ишләнгән җаңю болмаслиқтәк бошлуқни толдуруш үчүн синақ тәриқисидә җаңюни ясап мувәппәқийәт қазанғанлиқи вә пат арида базарға селиш алдида туруватқанлиқи, әмма җаңю дегән хитайчә намниң орниға уйғурчә нам қоллинишни ойлишиватқанлиқи, бу һәққидә җамаәтниң ярдимигә моһтаҗ икәнлики қатарлиқларни елан қилди. Бу һәқтики җәмийәт муназириләр уйғур аммисиниң һәқиқәтәнму өзиниң ишәнчлик тәм тәңшәш мәһсулатлириға еһтияҗиниң күчлүк икәнликини көрситип турупту.

Биз аңлиғучилиримизниң тәклип пикирлиригә асасән ақ өстәң маркилиқ аччиқсу завути базарға селиш алдида турған җаңю мәһсулатлириниң ясилиши вә алаһидилики һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елишқа тириштуқ, завутниң мал сетишқа мәсул хадими абдусәмәт зияритимизни қобул қилип, йеңи мәһсулатниң июн айлирида рәсмий базарға селинидиғанлиқини, амминиң уйғурчә исим қоюш җәһәттә қизғин пикир бериватқанлиқини, һазирчә завутниң җяңюға “тетимсу” дегән намни мувапиқ көрүватқанлиқини билдүрди.

Уйғурлар йеқинқи йилларда йемәклик ишләпчиқириш, сетиш, мулазимәт кәсиплири бойичә әнәниви саһәләрдә илгириләп, иқтисадий вә иҗтимаий нәтиҗилири көрүнәрлик болди. Уйғур карханилири ишәнчлик мәһсулатлири арқилиқ уйғур җәмийитигә мәнпәәт йәткүзүпла қалмай йәнә ишсизлиқ, хәйр-сахавәт, маарипни қоллаш җәһәтләрдә зор рол ойнап кәлмәктә. Уйғурларниң миллий игиликиниң тәрәққий қилиши, уларниң өз тиришчанлиқи, сода пурсәтлирини чиң туталишидин башқа йәнә, йәрлик амминиң “өзимизниң мәһсулатлири” дегән күчлүк бир ишәнчи билән қоллишидин айрилалмайду әлвәттә, ғулҗа шәһиридә олтурушлуқ, аччиқсу қуймиғучә ләңмән йемәйдиған бир ханим, өзиниң йәрлик хам әшядин ишләпчиқирилған өзимизниң “ақ өстәң” аччиқсуйимиздин башқисини ичмәймиз дәйду.

Уйғурлар қилалайдиған әнәниви саһәләрдә көп сандики уйғур карханилири өзи билән алақидар чоң типлиқ сода йиғилишлири, йәрмәнкиләргә қатнишиш пурситигә көп еришәлмәйду. Бу содидин ибарәт “алмаштуруш” саһәсидики тосалғудур.

Ақ өстәң аччиқсу завутиму бундин кейинки тәрәққиятида һәр дәриҗилик сода түрлири, йәрмәнкиләргә қатнишиш арқилиқ техиму кәң тиҗарәт йоллири һазирлаш, һәмкарлиқ пурситини илгири сүрүшни мәқсәт қилмақта. Завутниң мал сетишқа мәсул хадими абдусәмәт зияритимиз ахирида мәбләғ салғучи карханиларни, техник күчлирини һәмкарлиққа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.