Уйғурларниң рак кесили болуп өлүш нисбити дуня бойичә юқири болмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2013.04.23
Xitay-atom-sinaqliri-Sherqi-Turkistan-Enver-Toxti-305 Сүрәт, хитай атом синиқи тәсиридә һейипнақ туғулған бир уйғур балиниң сүрити.
www.youtube.com Дин елинди.

Хитай ахбарат вастилири бүгүн уйғурларниң рак кесилигә гириптар болуп өлүш ниспитиниң ялғуз хитай бойичила әмәс, дуня бойичиму алдинқи қатарда туридиғанлиқини тунҗи қетим етирап қилди.

Һалбуки, хитай һөкүмити йиллардин буян уйғурларниң рак кесилигә гириптар болуш нисбитиниң тизлик билән өрләватқанлиқини рәт қилип кәлгән иди.

Шинхуа агентлиқиниң 23 - април күни хәлқ гезити торидин көчүрүп елан қилған хәвиридә баян қилинишичә, мушу айниң 15 - күнидин 21 - күнигичә хитайда “муһитни қоғдап, кесәлликтин йирақ турайли” намлиқ 9 - нөвәтлик мәмликәтлик өсмә кесәлликлиридин мудапиәлиниш, давалаш тәшвиқат паалийити елип берилған. Паалийәт хәвиридин мәлум болушичә, уйғур илида нәпәс йоли арқилиқ пәйда болидиған рак кесәлликлириниң көпийиш нисбити көрүнәрлик юқирилапла қалмай, өлүш нисбитиму зор дәриҗидә артип барған.

“шинҗаңда рак кесәлликлириниң өрләш нисбити мәмликәтниң оттуричә сәвийисидин юқири, балиятқу ракиниң өрләш ниспити әң юқири” намлиқ бу хәвәрдә көрситилишичә, уйғур вәтинидә алдинқи қатардики яман характерлик 5 хил өсмә кесәлликлири ичидә балиятқу ракиға гириптар болғучиларниң ниспити 33.14%Ни, қизил өңгәч ракиға гириптар болғучилар 23.95%Ни, җигәр ракиға гириптар болғучилар 12.37%Ни, өпкә ракиға гириптар болғучилар 7.55%Ни, чоң үчәй ракиға гириптар болғучилар 5.11%Ни игиләйдикән.

Хәвәргә асасланғанда, һазир дунядики 7 милярд инсан ичидә һәр йили йеңидин байқиливатқан өсмә кесәлликлири бимарлириниң сани 12 милйон 700 миң киши болуп, өлүватқанларниң сани 7 милйон 600 миң кишигә йәтмәктә. Йәни һәр 5 секунтта бир адәм рак кесили билән өлмәктә. Хитай дунядики рак кесилигә гириптар болғучилар сани әң көп дөләт. Хитайда йилиға 2 милйон 400 миң киши өсмә кесилигә гириптар болуп, буниң ичидики 1 милйон киши рак билән өлиду. Һәр күни дохтурлар 8550 кишиниң рак кесилигә гириптар болғанлиқини ениқлайду. Хәвәрдин, буларниң ичидики мутләқ көп қисим кишиниң уйғур илидики бәхтсиз хәлқләр икәнлики мәлум.

Хәвәрдә баян қилинишичә, уйғур илиниң җәнубида балиятқу раки, җигәр раки, көкрәк раки, өпкә ракиға гириптар болғучилар көп санлиқни игилисә, шималида қизил өңгәч раки вә ашқазан ракиға гириптар болғучилар көп санлиқни игиләйду.

Уйғур вәтинидә рак кесилигә гириптар болғучилар сани немә үчүн бу қәдәр көп? бу кесәлликләр зади қандақ пәйда болди?

Уйғур илидики тиббий университетлар, өсмә кесәлликлири дохтурханиси, ракқа қарши туруш, давлаш тәтқиқат оргини қатарлиқлар тәрипидин мәзкур хәвәрдә оттуриға қоюлған ортақ йәкүнгә көрә, уйғурлар арисида рак кесилиниң ямрап кетишигә сәвәб болған түпки амил муһит булғинишидин ибарәт. Ундақта, нә машинисазлиқ санаити, нә ядро санаитиниң тайини болмиған уйғур илидики бу муһит булғинишини зади немә кәлтүрүп чиқарди?

Һазир әнгилийидә яшаватқан уйғур зиялийси әнвәр тохти әпәнди 1994 - йилила бу хил бинормал һадисә үстидин тәтқиқат елип беришни башлиған болуп, униң әйни чағдики тәтқиқат нәтиҗиси хитай даирилири тәрипидин рәт қилинған. У тәтқиқатида, хитай бойичә уйғурларниң рак кесилигә гириптар болуш ниспитиниң әң юқирилиқини, уйғурларни рак кесилигә гириптар қиливатқан асаслиқ амилниң атом синақлири вә униңдин кейинки радиатсийилик булғиниш икәнликини илгири сүргән иди. У 1998 - йили әнгилийә мухбирлири билән бирлишип ишлигән “йипәк йолидики өлүм” намлиқ һөҗҗәтлик филимдиму атом синақлириниң уйғур хәлқигә елип кәлгән балайи - қазалирини тонуштурған. Бу тема һәр саһәниң зор диққитини қозғап кәлгән иди.

Әмма, хитай һазирға қәдәр уйғурларниң рак кесилигә гириптар болуш ниспитиниң хитай бойичә әң юқирилиқини инкар қилипла қалмай, уйғур илидики еғир радиатсийилик булғинишниму итирап қилмиған иди. Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди хитайни бу қетим азрақ болсиму раст сөзләшкә мәҗбур қилған амил һәққидә тохтилип өтти. У сөзидә, хитайниң атом синақлирини тохтатқандин буян уйғур вәтинидә атом радиатсийилирини тазилаш йолида һечқандақ тәдбир қолланмиғанлиқини тилға алди һәмдә хитайниң түпки мәқсити һәққидә тохтилип өтти.

Бирақ, хитай даирилири бүгүнгә кәлгәндә, дөләт ахбарат вастилиридә уйғурларниң рак кесилигә гириптар болуш нисбитиниң хитай бойичә әң юқирилиқини етирап қилған болсиму, уйғур рак бимарлириниң хитайдики омумий рак кесәллири нисбитиниң зади қанчә пирсәнтини игиләйдиғанлиқини йәнила йошуруп қалған. “шинҗаңда рак кесәлликлириниң өрләш нисбити мәмликәтниң оттуричә сәвийисидин юқири, балиятқу ракиниң өрләш ниспити әң юқири” намлиқ бу хәвәрдә, хитай мутәхәссислириниң тили арқилиқ уйғур дияридики рак апитиниң хәвпи көп тилға елинған болсиму, униң алдини елиш тәдбирлири вә давалаш мәблиғи җәһәттә һечнәрсә оттуриға қоюлмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.