Қазақистанлиқ уйғур тәнһәрикәтчиси иляр иминоф хитайда болидиған мусабиқигә йәнә қатнашмақчи
2017.01.05
Мәлумки, қазақистан яш тәнһәрикәтчилири арисида йетишип чиқиватқан уйғур балилириму көп болуп, улар тәнһәрикәтниң бокс, карате, чамбашчилиқ, қаидисиз челишиш вә башқиму түрлиридә яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрмәктә.
Өткән йилниң 2-декабир күни хитайниң шенҗу шәһиридә болуп өткән арилашма челишиш сәнити бойичә хәлқара мусабиқигә қазақистан командисиму қатнашқан иди. Игилишимизчә, қазақистан командиси бәш тәнһәрикәтчидин тәркиб тапқан болуп, уларниң иккиси уйғур йигитлиридин иляр иминоф вә баһадур вилямусофтур.
Мәзкур шәһәрдә болуп өткән мусабиқидики 84 килограмлиқларниң елишишида хитай маһирини йеңивелип, биринчи орунни игилигән алмата шәһириниң турғуни иляр иминоф радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң тәнһәрикәтчи сүпитидики дәсләпки қәдәмлири вә утуқлири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “тәнһәрикәтни 3-синиптин тартип башлидим. Дәсләптә һәрбий челишиш, андин 6-синипта кикбокс(әркин муштлишиш), 9-синипта арилашма челишиш сәнити бойичә (һазирқи)мушу тренеримға мәшиқ қилишқа кәлдим. Биринчи мусабиқәм алматада бокстин болуп, биринчиликни алдим. 19 яш вақитлиримда қазақистан бойичә чемпийон болдум. 2016-Йили хитайда өткән мусабиқидә утувалдим. Уйғурлардин мән вә баһадур вилямусоф кәспий тәнһәрикәтчиләр тәркибидә мусабиқигә чүштуқ. У, 6 секунтта утувалди. Мәнму 22 секунтта бир хитайни утувалдим. Мусабиқидә шинҗаңдики қазақ балилириму ойниди. Улар билән тонуштуқ”.
Иляр иминоф ата-анисиниң дәсләптә өзиниң бу ишиға қарши болған болсиму, амма кейинки вақитларда, болупму хитайда болуп өткән мусабиқидә еришкән утуқлиридин кейин, уни һәр җәһәттин қоллашқа башлиғанлиқини, мушу йилниң үчинчи ейида йәнә хитайға баридиғанлиқини, шуниң үчүн һазир җиддий мәшиқлинишкә киришкәнликини һәм өзиниң бу утуқларға еришишида тренери ренат вәлиәхмәтофниң алаһидә төһписи барлиқини тәкитлиди.
Иляр иминофниң тренери ренат вәлиәхмәтоф зияритимизни қобул қилип, шагирти һәққидә тохтилип, мундақ деди:“иляр яхши шагирт. Биз униң билән үч йил болди ишләватқинимизға, у дәсләптә өсмүрләр командисида болди, һазир мана чоңлар тәркибигә кирди. У башта өсмүрләр командисида болсиму, даим чоңлар тәркибидә мусабиқиләргә қатнишишқа интилип кәлди. Мениң шагиртлиримниң толиси арилашма челишиш түрлири билән шуғуллинип келиватиду. Балилар, болупму уруш техникиси үстидә көп мәшиқлиниватиду. Йеқинда хитай шәһири шенҗуда болуп өткән мусабиқигә иляр кәспий тәнһәрикәтчи сүпитидә дәсләп қетим қатнишип, 22 секунтниң ичидә боғуш усули билән риқабәтчисини йеңивалди”.
Ренат вәлиәхмәтоф шагиртиниң техи яш болғанлиқидин униң йәнә көп ишлиши лазимлиқини, мубада у мушундақла қаттиқ тиришса, йәниму көплигән ғәлибиләргә йетидиғанлиқини һәм буниңға өзиниңму ишинидиғанлиқини илгири сүрди.
Бокс бойичә баш тренер долқун камекофниң ейтишичә, һазир қазақистанда әнә шу иляр иминоф, баһадур вилямусоф охшаш тәнһәрикәтниң башқиму түрлиридә йетилип чиқиватқан яш уйғур тәнһәрикәтчилири көпийиватқан болуп, уларниң кәлгүсидин көп үмидләр күтүлмәктә. У, өзи узун йиллардин буян ишләп келиватқан бокс бойичиму бир гуруппа уйғур яшлириниң йетилип чиқиватқанлиқини, уйғур вә башқиму милләт вәкиллиридин шагирт тәйярлаватқан уйғур тренерлириниңму һәр хил тәнһәрикәт мәркәзлиридә ишләватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди:“бокс бойичә пәрһатова ранә, дилмурат миҗитоф чиқиватиду. яш өсмүрләр арисидиму уйғурлар бар. Тренерлардин болса, һазир карате бойичә ғопур тохтийеф, қаидисиз челишиштин һемит тохтахуноф ишләватиду. Бокстин рәһимҗан сидиқоф, тәнһәрикәт академийисидә хәмит бәрайеф вә бизниң шагиртлиримиздинму яш тренерлар чиқиватиду”.
Долқун камекоф кичик вақтидин башлап мәшиқләндүрүватқан дилмурат миҗитофниң өткән йиллири көплигән җумһурийәтлик вә хәлқара мусабиқиләргә қатнишип, яхши утуқларға еришкәнликини, йеқинда униң қазақистан яшлар командисиға қобул қилинғанлиқини, һазир йерим кәспий боксчилардин тәркиб тапқан гуруппида олимпик мусабиқилиригә тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүрди.