Уйғур деһқанлар: “давалиниш картимиз дохтурханиларда ишлимәйду!” (1)

Мухбиримиз әзиз
2015.11.25
hemkarliship-dawalinish-kartisi.jpg Уйғур диярида 2003-йилидин буян омумйүзлүк йолға қоюлушқа башлиған “һәмкарлишип давалиниш картиси”.
Social Media

Уйғур дияридики деһқанчилиқ вә чарвичилиқ районлирида йолға қоюлуватқан давалиниш суғуртиси-“һәмкарлишип давалиниш картиси” ниң әмили давалиниш җәрянида деһқан вә чарвичиларға һәқиқий мәнидики қулайлиқ елип кәлмигәнлики аян болмақта.

Уйғурлар диярида 2003-йилидин буян омумйүзлүк йолға қоюлушқа башлиған “һәмкарлишип давалиниш картиси” шәһәрләрдә олтурақлашмиған деһқанлар вә чарвичиларниң дохтурханиларда кесәл көрситиш, шундақла зөрүр болған давалиништин бәһримән болушидики түрлүк қийинчилиқлирини һәл қилиш мәқситидә тарқитилған иди.

Әмма мәзкур сиясәт йолға қоюлуватқан он нәччә йилдин буян бу хил картиниң һәрқайси җайлардики дохтурханиларда даваланмақчи болған деһқан-чарвичиларға әмәлий ярдәмдә болуш ролини ойниялмиғанлиқи көп тәрәплимә мәнбәләрдин давамлиқ мәлум болмақта.

Мутәхәссисләрниң бу һәқтики алақидар тәтқиқат нәтиҗилириму бу җәһәттики асаслиқ мәсилиләрниң һөкүмәтниң бу хилдики давалиниш түзүмигә болған әмәлий вә биваситә қоллишиниң йетәрлик болмаслиқи, шундақла мушу хилдики давалаш түзүминиң мәзмун җәһәттә мукәммәл әмәслики, бу хилдики сиясәтниң обйекти болған кәң деһқанларниң вә чарвичиларниң өз һоқуқ-мәнпәәтини қоғдаш еңиниң төвән болуши, техиму муһими мушу хилдики давалаш вә давалиниш түзүмигә қарита һөкүмәт тәрәптин йолға қоюлған үнүмлүк назарәтниң кәмчил болуши қатарлиқларда ипадилиниватқанлиқини көрсәтмәктә.

Биз бу һәқтики һәқиқий әһвалларни игиләп беқиш үчүн уйғурлар дияридики деһқанчилиқ вә чарвичилиқ билән шуғулланғучи бир қисим йәрлик кишиләр билән телефонда сөһбәтләштуқ. Зиярәт җәрянида тоққузтара наһийисидики деһқан шаһидә ханим деһқанларниң “һәмкарлишип давалиниш картиси” арқилиқ дохтурханиларда давалинишниң қийинлиқини, давалиништин кейин алақидар орунлардин хираҗәт атчот қилишниң техиму қийинлиқини, көп қисим дохтурханиларда бу хилдики давалиниш картиси ишләткүчиләргә дохтурларниң қопал муамилидә болидиғанлиқини ейтти.

Бу хилдики давалиниш картисиниң зади қанчилик даиридә бимарларниң һаҗитидин чиқидиғанлиқини билип беқиш үчүн, биз ақсу шәһәрлик “һәмкарлишип давалиниш картисини башқуруш ишханиси” билән алақиләштуқ.

Мухбир: яхшимусиз?

Хитай кадир: яхшимусиз.

Мухбир: бу “һәмкарлишип давалаш картиси” ни башқуруш ишханисиму?

Хитай кадир: шундақ.

Мухбир: йезидикиләр мушу картини қандақ шәкилдә ишлитиду? мушу һәқтә биз әһвал игиләп бақайли дегәнтуқ.

Хитай кадир: буниң даирисини десиңиз, бу мундақ: бизниң давалаш органлиримизниң өзигә яриша бәлгилимилири бар. Бимарлар дохтурханиларда кесәл көрситип болғандин кейин, һәрқайси тәрәпләрниң өз алдиға зиммисигә алидиған қисми һәққидә наһайити ениқ қилип уқтуруш чиқирилған. Әмма қайсила тәрәп болсун 15 миң сомдин ешип кәтсә болмайду, қәтий болмайду.

Мухбир: давалиналмайдиғанлар чиқип қалса қандақ қилиду?

Хитай кадир: бу дегән давалаш органлириниң түзүмидә ашундақ бекитилгән мәзмун.

Мухбир: бимарлар адәттә давалинип болғанда андин атчот қилип берәмсиләр?

Хитай кадир: һазир мушундақ қиливатиду. Бимар өзиниң давалинишиға даир әһвални мәлум қилғандин кейин биз нисбәт бойичә қутқузуш беримиз.

Мухбир: йеңи түзүм бойичә һөкүмәт нәччә пирсәнтни үстигә алиду?

Хитай кадир: 8-айдин буянқи кесәлләргә 70 пирсәнт бойичә беримиз. Әмма, әң юқири чәк бойичә 15 миң сомдин ешип кәтсә болмайду. Буниңму өзигә яриша чеки бар.

Көзәтчиләрниң қаришичә, кесәлләрниң характери һәр хил болидиғанлиқи, шундақла буниңға қарита лазимлиқ давалаш вә алақидар хираҗәтниңму охшаш болмайдиғанлиқини нәзәрдә тутқанда, бу хилдики давалаш вә давалиниш түзүминиң өлүк һалда тәтбиқлиниши кишиләрниң диққитини тартиду. Бу хилдики тәтбиқлиниш арқисида бир қисим пәвқуладдә әһвалдики бимарлар, болупму һаят-мамати пәқәт чоң дохтурханиларла қилалайдиған оператсийәгә бағлинип қалған деһқан бимарларниң әһвали һәқиқәтәнму кишини тәшвишләндүриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.