2017Йилида уйғур дияридики әйдиз юқуминиң ямриши йәнила еғир
2017.12.13

Әйдиз инсанлар сағламлиқи вә һаятиға еғир зиян йәткүзүватқан созулма характерлик юқумлуқ кесәл. Уйғур аптоном райони болса йиллардин буян хитай бойичә әйдиз кесилиниң юқум әһвали әң еғир районларниң бири болуп кәлмәктә.
Уйғур аптоном районлуқ даириләрниң 2017-йили 1-айдин 9-айғичә болған арилиқта елан қилған әйдиз һәққидики доклатида көрситилишичә, уйғур елидики юқумдарлар өткән йилдики охшаш мәзгилдикидин йәнә 5227 нәпәр көпәйгән. Қәшқәр, хотән, ақсу, турпан қатарлиқ уйғурлар зич олтурақлашқан җайлар әйдиз юқуми әң тез сүрәттә ешиватқан нуқтиға айланған. Чәтәлләрдики уйғур теббий мутәхәссисләр, уйғур районидики әйдиз юқуминиң изчил түрдә ямришини хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан сияситигә бағлап мулаһизә қилмақта.
1-Декабир 30-нөвәтлик “дуня әйдиз күни”. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати әйдиз пилан мәһкимисиниң 2017 -йилдики әйдиз күниниң баш темиси “мениң сағламлиқ һоқуқум” дәп бекитилгән. Бу мунасивәт билән уйғур аптоном районлуқ сәһийә назарити елан қилған әйдиз юқум әһвалиниң алаһидилики йиғинчақлиғанда төвәндикичә:
2017-Йили 9-айниң ахириғичә уйғур дияридики әйдиз юқумдарлириниң омумий сани 43484 нәпәр болуп, буниң ичидики әйдиз бимари 11322 нәпәр. Бу мәзгилдә йеңидин йәнә 5227 юқумдар көпәйгән, әйдиз юқумдарлири вә бимарлири ичидики әр-аяллар нисбити 5:1.1 Болуп, ишпирсни ортақ ишлитиш арқилиқ тарқилиш нисбити 7.21 Пирсәнтни, җинсий мунасивәт арқилиқ тарқилиш нисбити (һәмҗинслар мунасивити арқилиқ тарқилишиниму өз ичигә алиду) 3.72 Пирсәнтни игиләйду.
Или қазақ аптоном областиға охшаш област дәриҗилик кона юқум районлирида юқум әһвали турақлишишқа башлиған болсиму, омумий адәм сани көпрәк болғанлиқтин алдини елиш вә давалаш вәзиписи еғир; ақсу, қәшқәр, хотән, турпан қатарлиқ районлардики юқум әһвали тез сүрәттә ашмақта, алдини елиш вә давалаш вәзийити кәскинләшмәктә.
Әйдиз юқуминиң җинсий мунасивәт арқилиқ тарқилиши асаслиқ тарқилиш шәкли болуп, әр һәмҗинсларниң җинсий мунасивәт арқилиқ юқумлиниш сүрити тезликтә ашмақта. Бәзи җайларда әр һәмҗинсләр арқилиқ әйдизниң юқуш-тарқилиш нисбити тез өрләп 7 пирсәнттин ашқан. 2017-Йили һәмҗинслар җинсий мунасивити арқилиқ юқумланғанлар сани бир йил ичидә байқалған әйдиз юқумдарлири вә әйдиз бимарлири нисбитиниң 7.5 Пирсәнтини игилигән.
Ундин башқа әйдиз кесили вирусиға қарши давалашқа бекитилгән дохтурханиларниң сани 2010-йилидики 48 дин 2017-йилидики 94 гә йетип, әйдиз вируси билән юқумланғучилар вә бимарлирини давалаш хизмитини үнүмлүк тәдбир билән тәминлинилди, дәп көрситилгән.
Уйғур аптоном районлуқ әйдизниң алдини елиш вә давалаш хизмитигә мәсул орунлар көп йиллардин буян “аптоном районда баштин-ахир әйдизниң алдини елиш вә контрол қилишта көрүнәрлик үнүм һасил қилинди,” дәп тәшвиқ қилиниватқан болсиму, әмма юқириқи санлиқ мәлуматлар уйғур дияридики әйдиз вәзийитиниң барғанчә җиддийлишиватқанлиқини йошуруп қалалмиди.
Уйғур елидики әйдиз вәзийити үстидә тәтқиқатлар елип бериватқан америка коломбийә университетиниң теббий тәтқиқатчиси мәмтимин әпәнди һәр бир адәм өз сағламлиқиниң әң чоң җавабкари дәп қарайду. Шундақ болсиму у әйдизниң алдини елиш вә давалаш һөкүмәтниң тәшкилләп рәһбәрлик қилиши, җәмийәт вә һәр бир шәхсниң өз мәсулийитини ада қилишиға еһтияҗлиқ икәнликини алаһидә тәкитләйду. У йәнә уйғур елидики әйдиз вәзийитидә һечқандақ яхшилиниш көрүнмәй, күндин күнгә юқумлинишниң еғирлишиши, юқуш йоллириниң мурәккәплишип, алдини елиш техиму мүшкүл болуштәк вәзийәтниң яритилиши хитай һөкүмитиниң бу ишқа сәл қараватқанлқидин айрип қариғили болмайду, деди. Униң қаришичә, уйғурларда әйдиздин мудапиәлиништики саватсизлиқ түпәйлидин әйдиздин юқумлиниш мумкинчилики артип бериватқан икән. Буниңда һөкүмәтниң әйдиздин мудапиәлиниш һәққидики зөрүр билимләрни хәлққә йәткүзүштә сәл қариғанлиқи асаслиқ сәвәб болған икән. Униң тәкитлишичә, хитай һөкүмити 19-қурултайниң роһини өйму-өй кирип йәткүзгәндәк әйдиздин сақлиниш билимлириниму уйғурларниң өз тилида бирму-бир йәткүзәлиши пүтүнләй мумкин икән.
Һазир дуняда вә хитайда мәвҗут болған медитсина шараити бойичә, навада әйдиздин юқумланғанлиқи тәкшүрүп байқалса, дөләт һәқсиз тәминләп бериватқан вирусқа қарши дора йейиш арқилиқ бәдән суюқлуқидики вирусниң давамлиқ көпийишини тизгинләп, вирус миқдарини әң төвән чәккә чүшүрүп, юқумланмиған кишиләргә охшаш нормал давамлаштурғили болидиғанлиқи һәм юқумланғучиларниң башқиларға юқтуруп қоюш нисбитини әң төвән дәриҗигә чүшүргили болидиғанлиқи тамамән мумкин икән. Бу нуқтини алаһидә тәкитлигән мәмтимин әпәндиниң тәкитлишичә, хитай даирилири һәр бир инсанниң һәрқандақ болуң-пучқақтики һәр секнутлуқ һәрикитини көзитип назарәт қилалайдиған бихәтәрлик системисини бәрпа қилған бүгүнки күндә, уйғур аптоном райони тәвәсидә әйдиз юқумини контрол қилиш техиму мумкин икән. Әмма мәсилә хитай һөкүмитиниң мәсулийәтни өз үстигә елип, әйдизниң алдини елиш вә давалаш хизмитидики ролини толуқ җари қилдурмай кәлгәнликидә икән.
Хитай миқясидила әмәс йеқиндин буян уйғур аптоном районида әр һәмҗинсләр арқилиқ әйдизниң юқуш-тарқилиш нисбити тез өрләп 7 пирсәнттин ашқан болуп, яшлар, җүмлидин алий мәктәп оқуғучилири арисидики әр һәмҗинисларниң әйдиздин юқумлиниши нисбәтән гәвдилик болмақтикән.
Түркийәдә давалаш ишлирини давам қиливатқан дохтур гүлгинә ханим, өзиниң үрүмчидә 20 йиллиқ аяллар кесәллири дохтури болуп хизмәт қилиш җәрянида өзидә әндишә пәйда қилған мәсилиниң дәл әр һәмҗинсләр арқилиқ әйдиздин юқумлинип қалған яшлар һәм алий мәктәп оқуғучилири икәнликини илгири сүрди.
Гүлгинә ханимниң көзитишичә, йеқинқи йилларда һәмҗинисларниң әйдиз юқтурувелиши адәттики кишиләрниң әйдиз юқтурувелишиға қариғанда алаһидә юқири болған. Шундақла һәмҗинисларниң йеңи таратқу васитилиридин пайдилинип алақилишиш йоллириму наһайити қолайлашқан болуп, уларниң өзара қалаймиқан мунасивити әйдиздин юқумлиниш хәвпни чоңайтқан икән.
Гүлгинә ханим йәнә “әйдизниң тарқилиш йоллири ениқ, әйдизниң һәр хил қилмишлар арқилиқ тарқилиш йоллириға сүкүт қилишқа болмайду. Адәмләрниң һәмҗинислиқ сәвәбидин әйдиздин юқумлинип қалмаслиқи үчүн, даириләр уйғур елида һәмҗинсларға әйдиздин юқумлинип қелишниң алдини елиш тәрбийәси елип беришни муһим орунға қуюши керәк,” дәп көрсәтти.