Мутәхәссисләр: “уйғур дияридики нәпәс йоли вә өсмә кесәлликлирини муһит булғиниши кәлтүрүп чиқарған”
2018.04.25
Чәтәлләрдики бир қисим муһит мутәхәссислири билән теббий хадимлар уйғур дияридики муһит булғиниши һәққидә тохтилип, йеқинқи йиллардин буян районда барғансери көпийиватқан нәпәс йоли вә өсмә кесәлликлиригә муһит булғинишиниң биваситә сәвәб болуватқанлиқини оттуриға қойди.
Улар, йеқинқи 20 йилдин буян хитай һөкүмитиниң уйғур елида шиддәт билән кан байлиқлирини ечиши, болупму райондики көмүр, төмүр, мис вә башқа қезилма байлиқларни һәддидин артуқ қезиши шуниңдәк көмүргаз завутлирини көпләп қуруши түпәйлидин район муһитиниң еғир дәриҗидә булғанғанлиқини тилға елишмақта. Улар йәнә бу әһвалниң районда яшаватқан уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрдә бурун яллуғи, өпкә яллуғи, канай-боғуз яллуғи қатарлиқ нәпәс йоли кесәллирини һәмдә қизил өңгәч раки, ашқазан раки, үчәй раки, лимфа раки, җигәр раки аяллардики әмчәк раки вә балиятқу раки қатарлиқ яман сүпәтлик өсмә кесәллирини кәлтүрүп чиқириватқанлиқини тәкитлимәктә.
21-Апрелдики “дуня йәршари күни” мунасивити билән уйғур муһит мутәхәссислиридин доктор мухтәр чоң радийомиз зияритини қобул қилди. У илгири шинҗаң университетиниң җуғрапийә факултетида хизмәт қилған болуп, кейинчә японийәдә уйғур дияриниң екологийәлик муһити бойичә тәтқиқат елип барған иди. У, уйғур дияридики муһит мәсилиси вә униң тәсири һәққидә өз қарашлириму баян қилди.
Униң қаришичә, тарим ойманлиқида нефит вә тәбиий газ қатарлиқ йәр асти байлиқлирини һәддидин зиядә ечиштәк инсанлар тәрипидин сүний йосунда пәйда қилинған муһит бузғунчилиқи әслидинла һава килимати қурғақ болған хотән, қәшқәр, ақсу қатарлиқ җәнубий уйғур дияридики бостанлиқларниң қумлишишини, су йүзиниң төвәнлишини, тоғрақ-янтақ қатарлиқ тәбиий орман яки йепинча өсүмлүкләрниң қуруп кетишини, боранлиқ вә чаң-тозанлиқ күнләрниң көпийишини кәлтүрүп чиқарған. Буниң нәтиҗисидә уйғур диярида, болупму җәнубий уйғур диярида яшайдиған йәрлик аһалиләр арисида түрлүк өсмә кесәллири вә нәпәс йоли кесәлликлириниң әвҗ елишидәк бир яман әһвал көрүлүшкә башлиған.
Теббий саһәдики уйғур мутәхәссисләрму бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, пикир баян қилди. Илгири уйғур аптоном районлуқ өсмә кесәлликләр дохтурханисиниң дохтури болған, кейинчә японийәдә ген тәтқиқати вә өсмә кесәллири бойичә докторлуқ илмий унваниға еришкән, һазир вашингтондики мәлум дохтурханида ишләватқан җүрәт обул әпәндиму бу һәқтә өз қарашлирини баян қилди.
Униң билдүрүшичә, уйғур дияридики өсмә кесәллири вә нәпәс йоли кесәлликлириниң нисбити хитайдики һәрқандақ бир өлкә вә райондин еғир икән. Буниң асаслиқ сәвәбини уйғур диярида өткән әсирниң 60-йиллиридин 90-йилларниң оттурилириға қәдәр елип берилған атом синақлири билән йеқинқи 30 йилдин буян районда көрүлгән еғир дәриҗидики муһит булғинишидин издәшкә болидикән.
Муһаҗирәттики уйғурлардин бир қисим кишиләрму бу һәқтә пикир баян қилип, илгири өзлири көргән яки шаһит болған муһитқа даир бәзи тәпсилатларни баян қилип өтти. Канадада яшаватқан мукәррәм ханим әнә шулардин бири. У илгири уйғур аптоном районлуқ көмүр кан назаритиниң үрүмчи шорбулақтики көмүркан-химийә завутида узун йил ишлигән икән. У илгири өзи ишлигән мәзкур завутта көргән әһвалларни баян қилди.
Униң билдүрүшичә, үрүмчи шәһиридики аһалиләр райониға қурулған бу завутта көмүр канларни партлитидиған партлатқуч дорилар ишләпчиқирилидикән. Лекин зәһәрлик мадда т н т вә завуттин қоюп берилидиған паскина суларға қарита әйни чағда һечқандақ бихәтәрлик тәдбирлири елинмиған икән. Үрүмчи шорбулақтики бу завут әтрапида қуруқлуқ армийә мәктипи, боғалтир-кадирлар мәктипи, иттипақ мәктипи қатарлиқ мәктәпләр бар болуп, нурғун оқутқучи-оқуғучилар вә олтурақ аһалиләр яшайдикән.
Медитсина пәнлири доктори җүрәт обул әпәнди, уйғур дияридики муһит булғиниши сәвәблик районда әвҗ алған һәр хил өсмә кесәлликлири билән нәпәс йоли кесәлликлириниң истатескилиқ мәлуматлири хитай һөкүмити тәрипидин үзлүксиз һалда йошуруп келиниватқан мәхпийәтлик болғини үчүн хәлқарада уйғур дияридики кесәлликләрниң келип чиқиш сәвәбини ениқлаш тәтқиқатиниң интайин тәс болуватқанлиқини билдүрди.
Һалбуки, мухтәр чоң әпәндиниң қаришичә, йеқинқи бир икки йилдин буян хәлқарада уйғур дияриниң муһити һәққидики хәвәрләр вә доклатлар көпәйгән. Бу сәвәбтин хитай һөкүмитиму райондики муһит булғинишиниң зиян-зәхмәтлири һәққидики бир қисим хәвәр вә доклатларни елан қилиш мәҗбурийитидә қалған.