Уйғурларда көрүлүватқан рак кесәллики нисбитиниң юқирилиқи диққәт қозғимақта

Мухбиримиз қутлан
2017.09.07
osme-kesel-bimar-1-305.jpg Өсмә кесәлликлири дохтурханисида ятаққа пули йоқ, кечини талада өткүзүватқан уйғур бимарлири сахавәтчиләр әкәлгән тамаққа өчирәт туруватқан көрүнүш. 2013-Йили авғуст, үрүмчи.
ijtima’iy alaqe wasitiliri

Хитайда чиқидиған “җуңхуа еғиз бошлуқи тебабити илмий журнили” ниң 2010-йиллиқ 9-санида уйғур дияридики еғиз бошлуқи вә йүз әзалири ракиға гириптар болған 2161 бимарниң клиникилиқ статистикиси берилгән.

Юқириқи 2161 нәпәр рак бимари ичидә уйғурлар 40.27 Пирсәнтни, хитайлар 29 пирсәнтни игиләйдикән. Ундин башқа, “шинҗаң медитсина университети илмий журнили” да елан қилинған уйғур елидики рак кесәлликигә аит тәтқиқат мақалилиридә тарим ойманлиқидики йәрлик уйғурларда көрүлүватқан рак кесәллики нисбитиниң әтраптики башқа хәлқләргә селиштурғанда көрүнәрлик юқирилиқи илгири сүрүлмәктә.

Муһаҗирәттә яшаватқан медитсина саһәсидики уйғур мутәхәссисләр радиомиз зияритини қобул қилип, бу һәқтә пикир баян қилди. Ню йорктики коломбийә университети медитсина тәтқиқат институтиниң тәтқиқатчиси доктор мәмәт имин әпәнди өзиниң бу җәһәттә издинип көргәнликини баян қилиду. У, атом бомбиси партлитиш вә ядро қораллирини синақ қилиш җәрянида қоюп берилгән күчлүк радиатсийә билән һавадики зәһәрлик маддиларниң инсанлардики түрлүк рак кесәлликлирини пәйда қилишта көрүнәрлик тәсири барлиқини тәкитләйду.

Илгири үрүмчидики уйғур аптоном районлуқ өсмә кесәлликлири дохтурханисиниң сөңәк раки бөлүмидә дохтур болуп ишлигән, нөвәттә америкада яшаватқан медитсина пәнлири доктори җүрәт обул әпәнди уйғур рак кесәллири бимарлириниң мутләқ көп қисминиң турпан, корла, лопнур, чәрчән, чақилиқ вә хотән қатарлиқ тарим ойманлиқидики ядро синиқи базисиға йеқин болған районлардин келидиғанлиқини илгири сүриду.

Әнглийәдә олтурушлуқ уйғур паалийәтчи вә медитсина пәнлири доктори әнвәр тохти уйғур дияри билән хитай өлкилиридики өсмә кесәлликлири дохтурханисиниң әмәлий әһвалини селиштуруп, мундақ дәйду: “уйғур диярида тунҗи өсмә кесәлликлири дохтурханиси 500 кариват билән 1994-йили қурулған. Хенән өлкисидиму шу йили 500 кариватлиқ тунҗи өсмә кесәлликлири дохтурханиси қурулған. Әмма 2007-йилиға кәлгәндә үрүмчидики өсмә кесәлликлири дохтурханисиниң кесәл каривити 2 миңдин ешип кәткән. Хенән өлкисидики өсмә кесәлликлири дохтурханисиниң кесәлләр каривити аран 800 гә көпәйгән. Мана бу хитай статистикисида 20 милйон нопус яшайдиған уйғур аптоном райони билән 100 милйон нопус яшайдиған хенән өлкисидики рак кесәллириниң әһвали.”

У, хитай һөкүмитиниң 1964-йилидин тартип таки 1996-йилиға қәдәр тарим ойманлиқида җәмий 46 қетим ядро синиқи елип барғанлиқини, буниң райондики йәрлик хәлқләрниң саламәтликигә мөлчәрлигүсиз хирис елип кәлгәнликини тәкитләйду.

Доктор җүрәт обул әпәнди үрүмчидики өсмә кесәлликлири дохтурханисида ишләватқан йиллирида чәрчән, чақилиқ вә хотән районидин һәтта түрлүк рак кесәлликигә гириптар болған уйғур балилириғиму химийәлик давалаш елип барғанлиқини тилға алди.

Доктор мәмәт имин, хитай гәрчә тарим ойманлиқида 40 йилдәк ядро синиқи елип барған болсиму, лекин буни авамдин мәхпий тутқанлиқини, әтраптики йәрлик хәлқтә ядро тәсиридин қоғдиниш җәһәттә һечқандақ тәйярлиқниң болмиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Фирансийәлик журналист антонетте де җуң бу һәқтә “йеңи таңлиқлар” телевизийәсигә инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң чәтәл мухбирлириға виза бәрмәслик вә таримда елип барған ядро синиқи вә униң тәсирини һәтта етирап қилмаслиқ позитсийәсидә болуп кәлгәнликини тәнқид қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.