Уйғур районидики омумий саламәтлик тәкшүрүшкә қарита бәзи кишиләрдики гуман йәнила йешилмиди

Мухбиримиз әркин
2017.03.06
osme-kesel-bimar-1-305.jpg Өсмә кесәлликлири дохтурханисида ятаққа пули йоқ, кечини талада өткүзүватқан уйғур бимарлири сахавәтчиләр әкәлгән тамаққа өчирәт туруватқан көрүнүш. 2013-Йили авғуст, үрүмчи.
ijtima’iy alaqe wasitiliri

Хитай сәһийә тармақлири 2016‏-йили сентәбирдә башланған уйғур илиниң омумий хәлқ һәқсиз саламәтлик тәкшүрүши бу йил 3‏-айниң башлирида ахирлашқанлиқини елан қилди. Хитай һөкүмәт ахбарати‏-шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 6 ай давам қилған омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүшигә 17 милйон 500 миң адәм қатнишип, район нопусини 90.03 Пирсәнтигә архип турғузулған. Буниң ичидики 83.11 Пирсәнт кишиниң саламәтлик архипи компютер системисиға киргүзүлүп болған.

Уйғур райониниң җәнубидики 3 вилайәт 1 областта 9 милйон 170 дин артуқ адәмниң саламәтлики тәкшүрүлгән. Уйғур илиниң башқа вилайәт, областлирида болса җәмий 8 милйон 300 миң адәм тәкшүрүшкә қатнашқан.

Бу қетимқи саламәтлик тәкшүрүши уйғур райони тарихидики түзүми әң қаттиқ вә вә қатнашқан адәм сани әң зор бир қетимлиқ саламәтлик тәкшүрүшидур. Уйғур илиниң җәнубидики мәлум нәһийәдә олтурушлуқ бир уйғур аял кәспий хадимниң билдүрүшичә, саламәтлик тәкшүрүш җәдвилини бәзи идариләр бир туташ тошқузған.


Уйғур кәспий хадим: бизниң идаридин бир туташ қатнаштурған. Мәнму идаридин қатнаштим. Йолдушумму өзиниң хизмәт орнидин дегәндәк тәкшүрттуқ.

Мухбир: аилә, балиларничу? балиларни қандақ қилдиңлар?
Уйғур кәспий хадим: балиларни мәктәптин қилдимикин, мәнму төвәнгә чүшүп кәткән, техи кәлгили бир қанчә күн болди. Балиларни мәктәптә қилдимикин, уни сүрүштүрүп бақмамтимән.

Мухбир: җәдвәл тошқузғанда миллитиңизниму язисизғу, дәймән, һәә, миллитиңизни?
Уйғур кәспий хадим: һәә, һәә.

Мухбир: диний етиқадни яздиңизму?
Уйғур кәспий хадим: диний етиқадни, ашуларни мән, җәдвәлни мән өзүм тошқузмидим. Биз кәлсәк, һәммини тошқузуп тәйяр қилип қоюптикән. Шу бойичә берипла тәкшүрттуқ. Мән башқа җәдвәл тошқузуп бақмидимғу.

Мухбир: тәкшүргәндә сизгә нәтиҗисини дәрһал бәрмәйдиғу, дәймән?
Уйғур кәспий хадим: яқ, яқ. Бәрмәйду.

Мухбир: буниңға пикри барму хәқниң? йәни нәтиҗисини бәрсун, дәйдиған?
Уйғур кәспий хадим: униңға нисбәтән әмди мән, униму таза уқуп кәтмидим.

Лекин җәнубий уйғур райониниң мәлум наһийисидә олтурушлуқ йәнә бир яш оқуғучи қизниң билдүрүшичә, уларниң мәктипи барлиқ оқуғучилардин саламәтлик тәкшүрүш испатини елип келишни тәләп қилған. У, даириләрниң һазирға қәдәр қан тәкшүрүш нәтиҗисини чиқирип бәрмигәнликини билдүрди.

Оқуғучи қиз: тәкшүрди. (Бизниң аилидин) бәшәйлән тәкшүрдуқ. Дадам, анам, мән, икки акам.

Мухбир: қәйәрдә тәкшүрди? йезида тәкшүрттиңизму яки мәктәптә тәкшүрдиму?
Оқуғучи қиз: йезида тәкшүрди. Нәтиҗисини бәрди һәм сағламкән, сақкән, деди.

Мухбир: қан тәкшүрдиму сиздин?
Оқуғучи қиз: тәкшүрди. Қан тәкшүрди, көзни тәкшүрди, чиш тәкшүрди, йүрәк, өпкә шуларни тәкшүрди.

Мухбир: қан тәкшүрүшни қандақ қилди?
Оқуғучи қиз: шу биләктин қан алидикән. Униң нәтиҗиси чиқмиди. Кейин өзимиз, кесәл чиқса тәкшүрүп бир нәрсә дәймиз, дегән. Сақкән дәп бирнәрсә демиди һазирға қәдәр. Униң нәтиҗисини бизгә дәп бәрмиди иш қилип. Кесәл болса телефон қилимиз, дәптикән, бир нәрсә демиди қан тәкшүрүшкә. Қалғини сағламкән дегән.

Мухбир: қачан тәкшүрүш қилдиңлар?
Оқуғучи қиз: 2016-йили 12‏-айда қилған. Нәтиҗиси чиққанда биз көрүп қандақ кесилиңлар болса өзимиз телефон қилимиз,дегән. Сақ чиқтимикин, телефон қилмиди.

Мухбир: мәктәптики пүтүн балилар һәммиси саламәтлик тәкшүрүшкә қатнаштиму бу қетим, пүтүн балилар?
Оқуғучи қиз: һәммиңлар қатнишип, ашу нәтиҗәңларни елип келиңлар, дегән.

Даириләр бу қетимқи саламәтлик тәкшүрүшиниң пуқраларниң саламәтликини қоғдашни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрсиму, бирақ бу, уйғур паалийәтчилиридә униң мәқситигә қарита бәзи гуманларни пәйда қилған иди.

Америка коломбийә университетиниң теббий пәнләр мутәхәссиси, доктор мәмәтимин әпәнди, буниң қандақ мәқсәтни нишан қилғанлиқиға пакит болмисиму, бирақ бу хил тәкшүрүшләр шәхсләрниң биологийәлик учурини йиғишни өз ичигә алған һәр хил мәқсәтләрдә елип берилиши мумкинликини билдүрди.

У мундақ дәйду: “бу тәкшүрүшкә кәлсәк, бу һәр хил мәқсәтләрдә елип берилиши мумкин. Инсанларниң саламәтлик санлиқ амбирини пәйда қилиш. Буниң ичидә DNA бар, мәсилән, биологийилик бәлгә дәйду, бу, һәр бир инсан өзигә хас. Буни охшимиған мәқсәтләрдә ишлитиш мумкин. Инсанларниң саламәтлики үчүн ишлитиш мумкин. Униңдин кейин һәрбир шәхсниң биологийилик кимликигә архип турғузуш үчүн ишлитиши мумкин. Һазир аңлаватимиз, чәтәлликләрниң бармақ изини алидиған түзүминиму йолға қоюватиду. Буму һәммиси бир дөләтниң бихәтәрлики үчүн санлиқ мәлумат амбири турғузуш. Бу ишлар ғәрб әллиридә хели бурун башланған. Бирақ ғәрб әллиридә бәзи нәрсиләрни тәкшүрүшниң мәқситигә асасән тәкшүрмәкчи болған адәмниң иҗазитини алиду. Ениқ чүшәндүрүп маву қан елишниң мәқсити мундақ, қошуламсиз-қошулмамсиз дәп. Бизниң у йәрдә қан елип тәкшүрүшниң охшимиған мәқсәтлири болуши мумкин. Йәнә бири, теббий саһәсидики мәлум тәтқиқатлар үчүн санлиқ мәлумат елиш мәқсити болуши мумкин”.

Лекин доктор мәмәтимин әпәндиниң қәйт қилишичә, ғәрб әллиридә шәхсләрниң биологийилик учур мәхпийәтлики қаттиқ қанунлар арқилиқ сақлиниду. У, хитайда шәхсләрниң биологийилик учуриниң қандақ мәқсәткә ишлитилишини назарәт қилидиған контрол механизм йоқлуқини билдүрди.

Мәмәтимин әпәнди мундақ дәйду: “ишлитиш мәқситидә, әмди бу йәрдә у, ғәрбниң кишилик һоқуқ яки шәхсийити дегән нуқтинәзәрдин алғанда, бу, хәқниң райини алмиған. Буни пәқәтла шундақ, дәп қарашқа болиду. Әмди у хитайниң өлчими бойичә шәхсийгә келидиған зиян пәқәтла шу алған қанниң аз-көплүки биләнла чәкләнди,дегән гәп. У йәрдә инсанларниң райиға, шәхсийәт һоқуқиға ялғуз бу қан елиш җәһәттә әмәс, башқа нурғун җәһәттиму һечқандақ етибар беридиған иш йоқ. ялғуз бу шәхсийити әмәс, нурғун башқа җәһәттики шәхсийәтләргә, мәсилән, дохтурханиларға келип палани кесәл мениң туғқунимти, шуниң кесәл немисини бериң, десә бериду. Буни чәкләйдиған ундақ бир қанун-түзүм йоқ.”

Хитай ахбаратиниң ашкарилишичә, даириләр бу қетимқи омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүшкә 36 миң 400 нәпәр сәһийә хадимини сәпәрвәр қилип, униңға бир йерим милярд сом хәҗлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.