Уйғур дияри хәлқаралиқ зәһәр әткәсчиликиниң асаслиқ базири болуп қалди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.09.05
yarp-zeher-cheklesh-305 Ярп зәһәр чәкләш вә әйдизниң алдини елиш мәслиһәт сораш мәркизиниң тор бәт көрүнүши
www.yarp.net.cn

Уйғур аптоном районлуқ зәһәр чәкләш хизмити йиллиқ йиғинида ашкариланған мәлуматларға қариғанда, хитай җамаәт хәвпсизлики зәһәр чәкләш тармақлири уйғур ели миқясида, йеқинқи 8 ай ичидә қолға чүшүргән зәһәрлик буюмларниң миқдари 2 тоннидин ашқан.

Уйғур дияри “алтун үч бурҗәк” вә “алтун һилал ай” дин ибарәт дунядики әң чоң зәһәр увилириниң әң асаслиқ зәһәр йөткәш қанили вә мәркәзлик зәһәр әткәсчилик базири болуп қалған. Зәһәр вәзийити интайин кәскин болуп, интайин йеңи типтики зәһәрниң тез ямриши яш өсмүрләргә тәһдит елип кәлмәктә икән.

8 Ай ичидә икки тоннидин артуқ зәһәр байқалған

“зәһәр әткәсчилири уйғур елини, алтун һилал ай зәһәрлирини хитайниң башқа өлкилиригә тошуп тарқилиш мәркизи, шундақла алтун үч бурҗәк зәһәрлириниң хитай өлкилиридин кирип ғәрбий шималдики өлкә шәһәрләргә тарқитиш вә истемал базири қиливалғанлиқтин,уйғур елиниң зәһәр чәкләш вәзийити техиму җиддийләшти. Уйғур ели хәлқарадики икки чоң зәһәр базилириниң икки тәрәптин һуҗумиға дуч кәлмәктә, зәһәрни қолланғучилар, зәһәр әткәсчиликигә четилидиған адәм көпәймәктә, зәһәрни пишшиқлап ишләшкә қарита қаттиқ зәрбә бериш хизмити һазирға қәдәр йетәрлик әмәлийләшмиди” бу баянлар, 2-сентәбир үрүмчидә ечилған уйғур аптоном районлуқ зәһәр чәкләш хизмәт йиғинида оттуриға қоюлған, хитайниң уйғур елидики зәһәр чәкләш тармақлириниң 8 айлиқ зәһәр чәкләш хизмәт хуласиси.

Зәһәр чәкләш хизмәт йиғини һәққидә хитайниң қанун торлири, шинҗаң тинчлиқ тори қатарлиқларда елан қилинған хәвәрләрдин ашкарилинишичә, бу йил киргәндин буянқи 8 ай ичидә уйғур диярида зәһәр делосидин 1326 си паш болған, 1541 зәһәр сатқучи тутулған, даириләр тәрипидин йиғивелинған зәһәрлик чекимлик буюмлириниң миқдари җәмий икки тонна 30килограмға йәткән.

Йеңи типтики зәһәр яш өсмүрләрни нишан қилмақта

Йиғинда, мунасивәтлик тармақларниң зәһәр чәкләштә йәниму күчлүк тәдбир қоллинип, наһийә дәриҗилик тармақлардин башлап зәһәрниң тарқилишини қәдәм, басқучлуқ қаттиқ контрол қилиш, зәһәрни чәкләшкә тосалғу болуватқан нуқтиларға қаратмилиқ зәрбә берип зәһәр чәкләш хизмитидә йеңи унум яритиш тәкитләнгән.

Үрүмчи шәһәрлик зәһәр чәкләш баш әтритиниң муавин қомандани җу җйе қанун тори мухбириға “үрүмчи шәһириниң зәһәр чәкләш вәзийитидин қариғанда, йеқинқи бир қанчә йилдин буян зәһәр чәкләш вәзийити барғанчә кәскинләшмәктә, зәһәр әткәсчилики билән шуғулланғучилар вә зәһәр қолланғучилар сани барғанчә көпәймәктә, бу йил бизниң әтрәт тәрипидин көйдүрүп бир тәрәп қилинған зәһәр буюмлар 700 килограмдин ашиду, буниң ичидә хроиндин башқа йәнә һәр түрлүк сезим пәйда қилидиған, роһландуридиған хумар қилиш күчи болған зәһәр түригә киридиған нурғун зәһәрлик буюмлар бар. Қаттиқ зәрбә бериштә бу түрдики зәһәрләргә бәкрәк күч сәрп қиливатимиз” дәп билдүргән.

Җу җйениң чүшәндүрүшичә, илгири хроин әң кәң таралған зәһәр болған болса, нөвәттә униң орнини барғанчә сезим пәйда қилиш күчи болған түрлүк бирикмә йеңи зәһәрлик буюмлар елишқа башлиған шундақла бу хил зәһәрни истемал қилғучи яш өсмүрләрниң барғанчә көпийиши диққәтни тартидиған мәсилә икән.

Зәһәр чәкләш йәнила кәскин вәзийәттә

Уйғур аптоном районлуқ җинайәтниң алдини елиш җәмийитиниң муавин башлиқи ялқун тиллайоф илгири ярп зәһәр чәкләш торида бу һәқтә тохтилип “йеңи типтики зәһәрлик чекимликләр химийиви бирикмиләрдин ясалған, хиялий сезим пәйда қилидиған, роһландуридиған дорилар түригә киридиған зәһәрлик буюмларни көрситиду. Һазир аптоном районимизда кәң тарқитиватқан гилдиңбаш кумиличи қатарлиқ йеңи типтики зәһәрлик чекимликләр көпинчә көңүл ечиш сорунлири қатарлиқ орунларда тарқиливатиду. Униң үстигә йеңи типтики зәһәрләргә адәм асанла хумар болуп қалиду. Шуңа ата-анилар йеңи типтики зәһәрниң зийини вә зәһәр чәкләш билимлирини игилиши, балилириниң зәһәргә қарши туруштики устази болуши, балилириниң дост тутушиға диққәт қилиши һәм балилириниң миҗәзи вә һәрикитидә бинормаллиқни байқиғанда, вақтида сәвәбини ениқлашқа маһир болуши керәк. Шундақла яшлар-өсмүрләргә йеңи типтики зәһәрниң алаһидилики вә зийинини толуқ тонутуп, уларниң өзини қоғдаш еңини күчәйтиши керәк” дегән.

Уйғур елидә тунҗи вә бирдин-бир әличи зәһәр чәкләш мәслиһәт бериш мәркизиниң қурғучиси, уйғур тилидики тунҗи зәһәргә қарши туруш савадлиқи болған “хроин” намлиқ китабиниң муәллипи мутәхәссис әхмәт қурбан, йеқинқи йиллардин буян хроинға хумар болған зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң сани азайған болсиму, зәһәр вәзийитиниң йәнила әндишилик бир әһвалда икәнликини, болупму йеңи типтики зәһәрләрниң көпийиши билән, уйғур елидә зәһәргә қарши турушниң техиму риқабәтлик кәскин бир вәзийәткә дуч келиватқанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.