Хитай нопус мутәхәссислири хитайдики бу нопус қурулмисиниң тәңпуңсиз икәнликини оттуриға қоймақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.12.03
xitay-nopus.jpg Мәлум кочида кетиватқан хитай пуқралири. 2013-Йили 28-март, бейҗиң.
AFP

Хитай нопус қурулмисиниң дөләт вәзийити вә иқтисадиға көрситидиған тәсирлири һәққидә тәтқиқат елип бериватқан америка җорҗ вашингтон университетиниң иқтисад пәнлири доктор кандидати пәрһат билгин әпәнди хитай һөкүмити пиланлиқ туғут сиясити тәсиридә мәйданға кәлгән нопус тәңпуңсизлиқини һәл қилиш үчүн, омумйүзлүк икки пәрзәнтлик болушқа үндәш сиясити йүргүзмәктә.

Униң қаришичә йәнә, уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә болса аз туғуш, йәни пиланлиқ туғут сияситиниң иқтисадни юқири көтүрүшкә пайдилиқ икәнликиму тәшвиқ қилинип, хитай нопусини уйғур елигә көпләп йөткәш билән тәң уйғур вә башқа милләтләрниң нопус нисбитиниң өз районлирида төвәнләш әһвали йүз бериватқанлиқини оттуриға қойди.

“хәлқ тори” ниң хәвәр архипидин ашкарилинишичә, хитай дөләт нопус вә пиланлиқ туғут комитети 2009-йилидин башлап уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити билән шинҗаңниң нопус вә пиланлиқ туғут ишлириниң тәрәққиятиға ярдәм бериш тоғрисида һәмкарлиқ келишими имзалап, пүтүн аптоном райондики 26 намрат наһийә вә чегра наһийидә, “пиланлиқ туғут алаһидә тәқдирләш сиясити” ни йолға қойған.

Бу һәқтики хәвәрдә аптоном районлуқ пиланлиқ туғут комитети сиясәт-қанун башқармисиниң башлиқи или ялиниң муну сөзлири нәқил елинған. Хәвәрдә мундақ дейилгән: “26 намрат наһийә вә чегра наһийиләргә қарита ‛пиланлиқ туғут алаһидә тәқдирләш сиясити‚ ни йолға қоюшта, кәң деһқанчилиқ-чарвичилиқ районидики аз санлиқ милләт аилиси ичидә икки пәрзәнтлик болғандин кейин, үчинчи пәрзәнтлик болуштин актип ваз кечип кинишка алған аилә бир қетимлиқ 3000 сом мукапатқа еришәләйду.”

Бу бәлгилимиләрниң һазир һәм давам қиливатқанлиқи мәлум болуп, уйғур аптоном райони хәлқ һөкүмити торида: “уйғур аптоном районлуқ нопус вә пиланлиқ туғут вә дөләтниң пиланлиқ туғут ‛аз туғуп тез бейиш‚ қурулушида шәрткә уйғун мукапатлаш обйектлири бирла вақитта бир түрлүк узақ үнүмлүк туғут чәкләш тәдбири қолланғанлар мукапат тарқитиш өлчими бойичә бир қетимлиқ 3000 сом билән мукапатлиниду. Шәһәр вә наһийәләр 2014-йилдин башлап йәнә 2000 сом қошуп 5000 сом қилип мукапатлайду” дәп көрситилгән.

Уйғур райониниң нопус, екологийә вә башқа әһваллири һәққидә тәтқиқат елип барған миами университетиниң профессори станлий тупс әпәндиму, хитайниң уйғур райониға көпләп нопус йөткишиниң “натоғра бир сиясәт” икәнликини көрсәткән иди.

Униң қаришичә, уйғур райониниң чәклик су мәнбәси вә инсан яшашқа мувапиқ келидиған тәбиий шараитиниң чәклик болуши артуқ нопусни көтүрәлмәйду, әгәр хитай нопус йөткәшни бу сүрәттә давам қилдурса, уйғур райониниң су байлиқи вә башқа инсанлар яшашқа моһтаҗ болған барлиқ тәбиий екологийәси хорайду, ичимлик су мәнбәси мувапиқ теҗилип вә қоғдалмиғанда, у пәқәт 50 йил йетиши мумкин.

Америкидики “бейҗиң баһари” журнилиниң муһәррири ху пиң әпәндиниң ейтишичә: “хитайдики әрләрниң болупму яш той қилмиған әрләрниң көпийиши җәмийәт вә дөләт бихәтәрликигә бир тәһдит чүнки уларниң қорсиқи тоймиса, өйлинәлмисә, асаслиқ физикилиқ, вә һессий тәләплириму ишқа ашмиса улар чоқум иш чиқириду, җәмийәт аманлиқини бузиду, җинайәтләр көпийиду. Хитай һөкүмити уларни тарқақлаштурушниң ғемидә әмма мәйли улар қайси җайға бармисун бу қәдәр зор көләмлик тәңпуңсиз нопус һәр қандақ җайниң тәбиий муһити, иҗтимаий муһити вә иқтисадиға охшаш тәсир пәйда қилалайду. Чәклик яшаш муһити вә иқтисади бир қәдәр арқида туруватқан миллий зиддийәт кәскин болған уйғур районида болса көчмән нопуси пәйда қилидиған турақсизлиқ техиму күчлүк.” болидикән.

Америкидики хитай зиялийлардин чен покуң әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити өзигә тәһдит болуватқан турақсиз амил болған хитай яш әр әмгәк күчлирини нопуси шалаң шинҗаңға охшаш җайларға көпләп йөткәшкә киришкән. Хитай һөкүмитиниң хитай нопусини шинҗаңға йөткәп уйғурларни өз тилини ишлитәлмәслик, өз тилида оқуялмаслиқ, иш тапалмаслиқ арқилиқ уларни аз санлиққа вә чәтәлликкә айландурушни мәқсәт қилған сиясити уйғурларни әлвәттә нарази қилидикән.

У мундақ деди: “хитай һөкүмити өзи наразилиқ пәйда қилип пурсәттин пайдилинип уйғурларни техиму қаттиқ бастуруп кәлмәктә, бу натоғра сиясәтләр муқимсизлиқ пәйда қилмақта техиму зор қанлиқ қаршилиқлар пәйда болмақта..”

“уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ мувәппәқийәт көргәзмиси” дики еланда көрситилишичә, 2014-йили уйғур районидики 23 милйон 225 миң 400 нопусниң ичидә хитай миллитидикиләрниң нопуси 8 милйон 595 миңдин ешип, уйғур аптоном райони омумий нопусиниң 37% тин артуқрақини игилигән. Үрүмчидики 3 милйон 530 миңдин ашидиған нопус ичидә болса хитай нопуси 75% йеқин санни игилигән болуп, уйғур вә башқа милләтләрниң нопуси 25% ни игилигән. Әмма, статистикиларда уйғурларниң уйғур аптоном районида нопус җәһәттә йәнила көп санлиқни игилигәнлики, уларниң шималий районлардики нисбитиниң төвәнләп, җәнуби районларға мәркәзләшкәнлики оттуриға қоюлмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.