Җиң наһийисидә йәр тәврәш һәққидики учурлар қамал қилинған

Мухбиримиз меһрибан
2017.08.10
jing-nahiyesi-toli-yezisi-yer-tewresh.jpg Җиң наһийисидә йүз бәргән 6.6 Бал йәр тәврәштин кейин, қутқузуш әтритидикиләр толи йезисидики өрүлгән өйләрни тәкшүрмәктә. 2017-Йили 9-авғуст.
XINHUA

Хитай һөкүмәт таратқулирида 8-авғуст сичүән өлкисиниң җю сәйгу дегән йеридә 7 бал йәр тәврәш йүз бәргәндин кейин, 9-авғуст күни уйғур аптоном райониниң бортала области җиң наһийисидиму 6. 6 Бал йәр тәврәш йүз бәргәнлики хәвәр қилинди. Хитай хәвәрлиридә сичүәндики йәр тәврәштә 20 адәмниң өлгәнлики тилға елинған болсиму, лекин уйғур аптоном райониниң бортала области җиң наһийисидә йүз бәргән йәр тәврәштә һазирғичә өлгән адәмниң йоқлуқи илгири сүрүлди. Әмма, җиң наһийисидин радийомиз зияритини қобул қилған меһманхана хадимлири вә йәрлик аһалиләр апәтниң һөкүмәт таратқулиридики хәвәрләргә селиштурғанда еғирлиқини, әмма апәт һәққидики хәвәрләрни һөкүмәт органлиридин башқиларниң хәвәр бериши чәкләнгәнлики үчүн, өзлириниң йәр тәврәш апити һәққидә мухбирниң соаллириға җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Хитай таратқулиридин “хәлқ тори, шинҗаң гезити, шинҗаң телевизийәси” қатарлиқларниң 10-авғусттики хәвиридә бортала җиң наһийисидә 9-авғуст шу йәр вақти кәч саәт 7 дин 27 минут өткәндә йүз бәргән йәр тәврәшни қалдуқ йәр тәврәш дәп елан қилип, апәткә учриған районда 10миң 500 адәм йөткәп орунлаштурулғанлиқи хәвәр қилинди.

10-Авғуст хәлқ ториниң йәр тәврәш апити һәққидә берилгән хәвиридә, апәт еғир болған җиң наһийисидә йәр тәврәш дәриҗисиниң 6. 6 Бал дәп бекитилгәнлики тилға елинип, апәттин кейин 10 миң 500 адәмниң йөткәп орунлаштурулғанлиқи, җиң наһийисидә 32 адәм яриланғанлиқи, буларниң ичидә 3 кишиниң еғир яриланғанлиқи, әмма шу күни йәр тәврәш сәвәбидин адәм өлгәнлики һәққидә доклат йоқлуқи, нөвәттә, апәткә учриған районниң хәвәрлишиш, су, газ, ток билән тәминлиниши нормал икәнлики, апәткә учриған амминиң мувапиқ орунлаштурулғанлиқи, авам пуқраниң кәйпияти муқим, йәр тәврәшкә тақабил туруш вә апәттин қутқузушниң түрлүк хизмәтлири җиддий вә пухта елип бериливатқанлиқи” тәкитләнди.

“шинҗаң гезити”ниң 10-авғуст пәйшәнбә күнидики санида йәнә, бортала моңғул аптоном областлиқ партком даимий комитетиниң муавин башлиқи ву феңҗүнниң апәт һәққидә мухбирларға бәргән баянатидин нәқил елинип, җиң наһийисидә 10-авғуст саәт 16гичә, 212 аилиниң 307 еғиз өйиниң өрүлүп чүшкәнлики, 4032 аилиниң 5469 еғиз өйи зиянға учриғанлиқи, 213 җайниң 2535 метир тамлири өрүлүп чүшүп, 195 җайниң 3600 метир тамлири бузулғанлиқи, 153 җай чарва лаписи өрүлүп чүшкәнлики, көп хил усуллар арқилиқ йөткәп орунлаштурған һәр милләт аммисиниң сани 10 миң 500 гә йәткәнлики, дәсләпки мөлчәрдә биваситә иқтисадий зиянниң 150 милйон йүәнгә йәткәнлики қатарлиқлар хәвәр қилинди.

Җиң наһийисидики өз кимликини ашкарилимаслиқни тәләп қилған бир ханимниң билдүрүшичә, наһийә тәвәсидә өрүлүп чүшкән вә дәз кәткән қурулушларниң көп қисми җиң базири, мананбулақ базири, толи йезиси қатарлиқ җайлардики мәһәллиләргә җайлашқан уйғурларниң өйлири вә мал қотанлири. Наһийә базирида там өрүлүп чүшүп топа астида қалған, яриланған һәтта өлүп кәткүчиләрниң барлиқи һәққидә коча хәвәрлири тарқалған. Әмма, һөкүмәт таратқулирида бу әһваллар берилмигән. Һөкүмәт таратқулирида апәттин қутқузуш хизмити һәққидики тәсирлик хәвәрләр көпәйгән. Бу хил тәшвиқатлардин радио-телевизорларда әң көп тәшвиқ қилиниватқини йәнила муқимлиққа капаләтлик қилиш, йәр тәврәш апити һәққидә иҗтимаий алақә торлирида ялған, сахта хәвәрләрни тарқатмаслиқ вә коча-койларда апәт һәққидә өсәк сөз тарқатмаслиқ қатарлиқ хәвәрләр болған.

Радийомиз җиң наһийилик хәлқ һөкүмити вә җиң наһийә тәвәсидики җиң базири, мананбулақ базири, толи йезиси қатарлиқ җайлардики һөкүмәт ишханилириға телефон қилип апәт һәққидә учур игиләшкә тиришқан болсақму, әмма телефонлар уланмиди яки мәшғул чиқти. Наһийигә қарашлиқ бирқанчә меһманханиға урған телефонимиз уланған болсиму, әмма сигнал начар болғанлиқи үчүн телефондики авазлар үзүлүп чиқти.

Җиң наһийә мәркизидики меһманхана хадими соаллиримизға җаваб берип, 9-авғуст кәчқурун йүз бәргән йәр тәврәш һәққидә йәрлик таратқуларда һазирғичә тәпсилий хәвәр берилмигәнлики үчүн, өзиниң йәр тәврәшниң әмәлий зийини һәққидә җаваб берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди:“биз һазирғичә йәр тәврәш әһвали һәққидики хәвәрләрни көрмидуқ. Сиз җиң наһийисидики йәр тәврәш һәққидә торда берилгән башқа хәвәрләрни издәп беқиң. Меһманханимиз җайлашқан җиң наһийиси бу қетимқи йәр тәврәшниң мәркизидә, әмма наһийилик һөкүмәт һазирға қәдәр бу қетимқи йәр тәврәшниң әмәлий әһвали вә зиян һәққидә рәсмий хәвәр бәрмиди. Шуңа мән йәр тәврәштин ибарәт бу тәбиий апәтниң зийини һәққидики соаллириңизға җаваб беришкә амалсиз.”

Униң билдүрүшичә, әйни чағда йәр тәвригәндә, уларниң меһманханисида қаттиқ силкиниш йүз бәргән. Улар наһийә тәвәсидә пуқраларниң өйлири өрүлүп чүшкәнлики, яриланғанлар һәққидиму хәвәрләр аңлиған. Әмма апәтниң әмәлий зийини тоғрилиқ җиң наһийилик һөкүмәт вә партком қатарлиқлар техи рәсмий уқтуруш елан қилмиған. Шуңа пуқраларниң бу қетимқи йәр тәврәш һәққидә билидиған мәлуматлириму аз.

Җиң наһийисигә қарашлиқ ебнур көли саяһәт орнидики меһманхана хадиминиң билдүрүшичә, уларниң меһманханиси җиң наһийә базиридин 100 нәччә километир йирақлиқта болсиму, әмма апәт йүз бәргән чағда меһманханида силкиниш хели еғир болған.

Бу хадим мундақ деди: “меһманханимиз җиң наһийисигә 100 километир келиду. Әмма меһманханимиздиму тәврәш сезими хели еғир болди. Түнүгүндин буян қалдуқ йәр тәврәшләр көп йүз берип турди. Аңлишимизчә, кейинки бирнәччә күн ичидә қалдуқ йәр тәврәшләр давамлиқ йүз бериш еһтимали бар икән. Шуңа бизгә меһманханида ятақ алмақчи болған саяһәтчиләргә алди билән бихәтәрлик әһвалини ойлишини әскәртишимиз тәкитлиниватиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.