24-февралда алмута шәһиридики мурат һәмрайеф намидики 150-оттура мәктәптә атақлиқ уйғур алими мурат һәмрайефниң вапатиниң 40 йиллиқиға беғишланған "алим нами мәңгү өчмәйду" мавзусида оқуғучилар арисида илмий лайиһә йезиш мусабиқиси болуп өтти.
униңға мәзкур мәктәп мәмурийити, муәллимләр, алимлар, җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири қатнашти. мусабиқә җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи тәркибидики "оқутуш уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш" аналитикилиқ мәркизи тәрипидин қоллап-қуввәтләнди.
алди билән мурат һәмрайефниң һаяти вә илмий-педагогикилиқ паалийити һәққидә доклат қилинди. доклатта шуниңдәк мәктәпниң ахирқи вақитларда қол йәткүзгән утуқлириму тәкитләнди. мәктәп мудириниң оқуш ишлири бойичә орунбасари һакимҗан һәмрайеф мусабиқә шәртлирини тонуштурғандин кейин оқуғучилар өзлириниң әдәбият, математика, биологийә вә башқиму пәнләр бойичә тәйярлиған илмий доклатлирини тонуштуруп, соалларға җаваб бәрди.
мусабиқә ахирида алимлардин тәркиб тапқан қазилар комиссийәси йәкүн чиқирип, ғалиб чиққанларни вә барлиқ қатнашқучиларни пәхрий гуваһнамә вә маддий соғатлар билән тәқдирлиди. униңда сөзгә чиққан алимлар мурат һәмрайефниң қазақистан уйғуршунаслиқ илмигә қошқан төһписини алаһидә тәкитлиди. улар бу хилдики илмий мусабиқиләрниң тәрбийәвий әһмийитиниң чоң икәнликини оттуриға қойди.

мәктәп мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари ялқун мөмүноф әпәнди мундақ деди: "мәктипимиз көрүнәрлик алим мурат һәмрайефниң нами билән аталғанлиқидин биз пәхирлинимиз. у пәқәт қазақистанғила әмәс, бәлки дуняға тонулған алим. шуниң үчүн биз униң вапатиниң 40 йиллиқи мунасивити билән оқуғучилар арисида илмий лайиһә йезиш бойичә чоң мусабиқә уюштурдуқ. униңға көплигән чоң вә кичик синипларниң оқуғучилири қатнишип, бу күни биз уларниң ичидин әң алдинқи қатардики тоққуз оқуғучини таллавалдуқ. оқуғучилиримиз өзлириниң һәр хил пәнләр бойичә билимини, тиришчанлиқини, тапқурлиқини намайиш қилди. қазилар узаққа созулған муһакимидин кейин алдинқи үч орун игилирини ениқлап чиқти. мундақ мусабиқиләрни өткүзүш мәктипимиздә әнәнигә айланди. бу оқуғучиларниң билим дәриҗисиниң өсүшигә, билимгә болған қизиқишиниң күчийишигә, өз елиниң, хәлқиниң өтмүш тарихиға, мәдәнийитигә болған һөрмитиниң өсүшигә иҗабий тәсирини йәткүзиду, дәп ойлаймән".

мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң профессори, филологийә пәнлириниң доктори алимҗан һәмрайеф әпәнди мурат һәмрайефниң болупму әдәбиятшунаслиқ илиминиң нәзәрийәвий мәсилилирини һәртәрәплимә вә чоңқур тәтқиқ қилған, қазақистан уйғуршунаслиқ илиминиң асасини салғучи алим сүпитидә тарихта қалғанлиқини илгири сүрди.
у мундақ деди: "никита хрушоф келип, сталинниң сияситини әйиблигәндин кейинки дәвр мәлум бир әркинликкә қәдәм басқан дәвр болғанлиқтин бу дәврдә совет иттипақида түркүм-түркүмләп йеңи шәхсләр мәйданға кәлгән. қазақ хәлқиниң ичидин даңлиқ шаир олҗас сүлейменоф, биздин мурат һәмрайеф чиқти. бу тасадипий әмәс. буни сиясий өзгиришләрниң нәтиҗиси дәп қараймән. униң үстигә совет-хитай достлуқи бузулған бир дәврдә мурат һәмрайефниң илмий паалийити бизниң әдәбиятшунаслиқ пәнимизниң наһайити раваҗланған, қазақистандики уйғур әдәбиятиниң гүлләнгән бир пәйтигә тоғра кәлди. у докторлуқ диссертатсийә яқлиши билән пүткүл илмий муһитни өзгәртивәткәниди. бу уйғур зиялийлириға зор үмид бәргән иди".

игилинишичә, мурат һәмрайеф 1936-йили алмута шәһиридә туғулған. у ташкәнттики оттура асия дөләт университетини тамамлап, алмутадики қазақистан пәнләр академийәси әдәбият вә сәнәт институтиниң аспирантурисиға оқушқа киргән. 1964-йили 28 йешида "түркий шеирийитиниң асаслири" мавзусида докторлуқ диссертатсийәсини яқилап, уйғурлар ичидин чиққан тунҗи пән доктори, мәркизий асиядики әң яш докторларниң бири дегән намға игә болған. мурат һәмрайеф көплигән илмий әмгәкләрниң вә уйғур мәктәплири үчүн оқуш қораллириниң аптори, шуниңдәк юқири дәриҗилик мукапатларниң саһиби. алим 1977-йилдин һаятиниң ахириғичә, йәни 1983-йил 14-февралғичә өзбекистан пәнләр академийәсиниң педагогика пәнлири илмий-тәтқиқат институтини башқурған. у вапат болғанда 47 яшта иди.