30 Миң киши қатнашқан “хәлқара мусулманлар һәмкарлиқ учришиши” да уйғур ирқий қирғинчилиқи оттуриға қоюлди
2024.05.21

19-Май белгийәниң һасселт шәһиридики чоң бир тәнтәрбийә сарийида “хәлқара мусулманлар һәмкарлиқ учришиши” өткүзүлгән. Йиғинға 5 қитәдин кәлгән 30 миңдин артуқ киши қатнашқан. Йиғинни дуняниң һәрқайси җайлирида 500 миңдин артуқ әзаси болған, йиллардин буян уйғур дәвасиға маддий вә мәнивий тәрәпләрдин ярдәмдә болуп кәлгән мәркизи германийәниң көлин шәһиридики “хәлқара миллий гөрүш” тәшкилати тәшкиллигән болуп, д у қ ниң бир горуппа вәкиллириму йиғинға тәклип билән қатнашқан.
Д у қ рәһбәрлиридин турғунҗан алавудин әпәндиниң билдүрүшичә, йиғин әһли уйғур вәкиллиригә алаһидә һөрмәт билән муамилә қилған. Д у қ рәиси долқун әйса әпәндигә рәисләр сәһнисидин орун берилгән һәмдә тунҗи нутуқ долқун әйсаниң шәрқий түркистанда давам қиливатқан хитайниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини паш қилиши билән башланған.
Долқун әйса әпәнди нутқида “түрк вә ислам дунясиниң шәрқтики қорғини болған, тунҗи мусулман түрк дөлити һесабланған ‛хақанийә дөлити‚ қурулған, түркий тилларниң тунҗи луғити болған ‛түркий тиллар дивани‚ һәмдә тунҗи пәлсәпә вә қанун китаби болған ‛қутадғу билиг‚ дуняға кәлгән шәрқий түркистандики мәзлум уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек қатарлиқ тәхминән 25-30 милйон түркий милләтләрниң бүгүнки күндә хитай һакимийитиниң түрлүк зулуми, хорлуқлири, ирқий қирғинчилиқлириға дуч келип, йәр йүзидин коллектип һалда йоқилишқа йүз тутуватқанлиқи” ни конкрет мисаллири билән оттуриға қойған. Йиғин әһли униң нутқини қизғин алқишлар билән қоллиған.
Мәзкур йиғинға иштирак қилған д у қ хадимлиридин иптихар тәңриқутниң билдүрүшичә, бу йиғинға түркләрдин сирт, дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулман дөләтлиридин көп санда вәкилләр келип қатнашқан болуп, долқун әйса әпәндиниң нутқини аңлиған бәзи дөләтләрниң рәһбәрлири шәрқий түркистанда 21-әсирдә йүз бериватқан бу паҗиәләрдин қаттиқ чөчүгәнликини билдүрүшкән һәмдә бундин кейин өзлириниң шәрқий түркистанлиқлар үчүн қолидин келишичә ярдәмләрдә болидиғанлиқи ипадә қилишқан. Униң қәйит қилишичә, шунчә көп инсан қатнашқан бу йиғинда уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисиниң оттуриға қоюлуши, хитайниң бесими астидики бәзи мусулман дөләтлиридә уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшниң бир ишикини ечип бәргән.
Д у қ қаримиқидики “уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә мәркизи” ниң мудири зумрәтай әркинниң тилға елишичә, бәзи дөләтләрниң һөкүмәт әрбаблирини өз ичигә алған бу қәдәр көп киши иштирак қилған чоң сорунда уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисиниң оттуриға қоюлуши, һаяҗанлинарлиқ бир һадисә болған.
Мәзкур йиғин һәққидики нәқ мәйдан син көрүнүшлиригә асасланғанда, долқун әйса әпәнди өз нутқида йәнә хитай коммунистлири 1949-йили шәрқий түркистанға бесип киргән 75 йилдин буян, бу земинниң игиси болған уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләр үстидин изчил һалда динсизлаштуруш, ассимилятсийә қилиш сиясәтлирини йүргүзүп кәлгәнликини, ахирқи йилларда ирқий қирғинчилиқ арқилиқ уларни тарих бетидин пүтүнләй сүпүрүп ташлашқа урунғанлиқини баян қилған. Хитайниң бу вәһший сиясәтни иҗра қилишта аталмиш “террорлуқ” қа зәрбә беришни баһанә қилғанлиқи һәмдә ислам динини йоқитишқа тегишлик “роһи кесәллик” дәп қарайдиғанлиқи тилға елинған.
Долқун әйса әпәндиниң сөзигә асасланғанда, мәзкур йиғинни тәшкиллигән “хәлқара миллий гөрүш” тәшкилати уйғурларниң көплигән паалийәтлиригә маддий җәһәттин зор һәссиләр қатқан бир тәшкилат икән. Мәсилән: “уйғур сот коллегийәси” уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан хитай зулумини “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” дәп қарар елан қилиш җәрянидики зор иқтисадий чиқимларниң бир қисмиға ярдәм қолини сунған. явропа парламентида өткүзүлгән “хәлқара уйғур мунбири” йиғиниң чиқимлирини үстигә алған.