Исимшунас мутәллип сидиқ қаһиригә 4 йил кечиктүрүлүп 2 йил 6 айлиқ қамақ җазаси һөкүм қилинған
Радийомиз йеқинда қәшқәр педагогика университетиниң профессори мутәллип сидиқ қаһириниң “миллий бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш” җинайити билән әйиблинип, қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидә учур алди.
-
Мухбиримиз меһрибан
2020-03-13 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Радийомиз йеқинда қәшқәр педагогика университетиниң профессори мутәллип сидиқ қаһириниң “миллий бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш” җинайити билән әйиблинип, қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидә учур алди.
Исимшунас мутәллип сидиқ қаһириниң германийәдә оқуватқан оғли таһир мутәллип қаһириниң 12-март күни радийомизға билдүрүшичә, 2019-йили 3-айда лагердин қоюп берилип аилисидә нәзәрбәндтә туруватқан дадиси мутәллип сидиқ қаһири үстидин 2-айниң ахири қәшқәрдә сот ечилған.
Таһир мутәлләп қаһириниң хитай тонушлириниң 8-март күни телефонда униңға йәткүзишичә, қәшқәрдә ечилған сотта дадиси мутәллип сидиқ қаһиригә 2 йил 6 айлиқ қамақ җазаси һөкүм қилинған икән. Әмма сотта униңға берилгән қамақ җазасини 4 йил кечиктүрүлүп иҗра қилиш қарар қилинған.
Таһир мутәллип йәнә мәзкур учурни елиштин илгирики әһвалларни әсләп өтти. Униң билдүршичә, дадиси лагердин қоюп берилгәндин буян униң билән телефонда көрүшүп турған. Дадиси қәшқәрдики сақчи даирилириниң көрсәтмиси бойичә униң германийәдә сиясий паалийәтләрдә болмаслиқини үзлүксиз агаһландуруп кәлгән. Әмма дадиси 7-март күни униң германийәдин қилған телефониға қисқила салам билән җавап қайтурған. Андин телефонни аписиға берип, униң билән қайта сөзлишишни рәт қилған. Дадисиниң телефондики соғуқ вә үмидсиз кәйпияти уни әнсирәткән. Таһир мутәллип 8-март күни хитай тонушлиридин сүрүштүрүш арқилиқ дадисиниң сотқа чақиртилип, бу ғәлитә сот һөкүмини алғанлиқидин хәвәр тапқан.
Таһир мутәллипниң билдүрүшичә, у дадисиға техиму көп аваричилиқ тепип бәрмәслик үчүн өткән һәптидин буян дадисиға қайта телефон қилмиған. Әмма у қәшқәр вилайәтлик оттура сот мәһкимиси қатарлиқ орунларға қайта-қайта телефон қилип дадиси һәққидә техиму көп учур елишқа тиришқан.
Таһир мутәллипниң радийомизға йоллиған аваз хатирисидин мәлум болушичә, у телефонда өзиниң мутәллип сидиқ қаһириниң германийәдики чоң оғли икәнликини билдүрүп, қәшқәр вилайәтлик оттура сотқа телефон қилған. Қәшқәр оттура соттин телефонни алған аял хадим униңға дадисиниң сот һөкүми һәққидә тәпсилий учурни беришни рәт қилған. Әмма бу хадим таһир мутәллипкә дадисиниң җинайи җавапкарлиққа тартилғанлиқи вә җаза һөкүминиң дадисиниң қолиға берилгәнликини билдүргән.
Биз таһир мутәллип тәминлигән телефон номурлириға асасән мутәллип сидиқ қаһири ишлигән қәшқәр педагогика университети вә қәшқәр вилайәтлик оттура сот мәһкимисигә телефон қилип, әһвал игиләшкә тириштуқ.
Қәшқәр педагогика университетиға қилған телефонимиз җавапсиз қалди.
Қәшқәр вилайәтлик оттура сотқа қилған телефонимизни мәзкур соттики икки нәпәр хитай хадим алған болсиму, әмма уларниң бири қайта телефон қилишни ейтип, телефонни қоювәтти.
Йәнә бир хитай хадим болса бу хил сәзгүр сиясий делолар һәққидә телефонда сөзлишәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, сөзлишишни рәт қилди.
Таһир мутәллип зияритимиз җәрянида йәнә даириләрниң 70 яштин ашқан дадисини 2018-йили лагерға қамиғандин буянқи әһвалларни әсләп өтти.
У хитай даирилириниң икки йилдин буян дадиси вә башқа аилә әзалириниң униң билән телефонда сөзлишиш пурситидин пайдиллинип, өзигә үзлүксиз бесим қилип кәлгәнликини билдүрди.
Униң қаришичә, бу қетим даириләрниң дадиси үстидин бу хил ғәлитә сот һөкүмини чиқириши униңға вә башқа аилә әзалириға писихик бесим пәйда қилип, уларниң бу һәқтә дуняға “еғиз ечиши” ни тосуш үчүн икән. Дадиси лагерда йетиш җәрянида саламәтликидин пүтүнләй айрилған болуп, аилисидики башқа кишиләрму йәткүчә қорқунуч вә роһи бесимда қалған икән.
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, бу йил 70 яштин ашқан тәтқиқатчи мутәллип сидиқ қаһири илгири “қәшқәр педагогика институти илмий журнили” ниң муавин баш муһәррири болуп, 20 йилдин артуқ хизмәт қилған. У бу җәрянда уйғур оқурмәнлиригә “уйғур киши исимлири қамуси” қатарлиқ қиммәтлик қурал китабларни тәқдим қилған. Мутәллип сидиқ қаһири 2018-йили яз пәслидә тутқун қилинған. У таки 2019-йили 3-айғичә лагерға қамалған, бултур кесәл сәвәбидин өйигә қайтурулуп, аилисидә нәзәрбәнт қилинған.
Униң германийәдики оғли таһир мутәллип дадисиниң лагерға қамалғанлиқ хәвирини алғандин кейин, 2018-йили 10-айдин башлап, көп қетим хәлқара таратқуларниң зияритини қобул қилип гуваһлиқ бәргән. У йәнә германийәдики һөкүмәт органлириға әһвални мәлум қилип, дадиси һәққидики паалийәтлирини үзлүксиз давамлаштурған. Бу җәрянда у йәнә әркин асия радийоси қатарлиқ хәлқара таратқуларда дадиси һәққидә көп қетим мәлумат бәргән. Хитай даирилириниң телефонда өзигә бесим вә тәһдит селип кәлгәнликини аңлитип кәлгән.
Уйғур диярида 2017-йилдин буян башланған тутқунда 1 милйондин 3 милйонғичә уйғур вә башқа йәрлик милләт кишилири лагерларға қамалған иди. Бу җәрянда райондики тонулған уйғур зиялилиридин 400 дин артуқ кишиниң һәр хил “җинайәт” ләр билән лагерларға қамалғанлиқи мәлум болған иди.
Мутәллип сидиқ қаһири тутқун қилинған әнә ашу уйғур сәрхиллири ичидики муһим зиялийларниң биридур. Униң оғли таһир мутәллип қаһириниң хәлқара таратқуларға бәргән гуваһлиқлири вә бу һәқтики хәлқара ахбаратларниң инкаси нәтиҗисидә мутәллип сидиқ қаһириниң делоси хәлқара җамаәтчиликниң диққитини қозғиған иди.