Диң шөшуаңниң голландийә зиярити голландийәдики уйғур, тибәт вә хитай демократлириниң наразилиқиға учриди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2025.01.23
denhag-namayish-05

Бир намайишчи хитай муавин баш министири диң шөшуаңниң һәҗви рәсимини көтүрүп намайиш қиливатқан көрүнүш. 2025-Йили 23-январ, дәнһах RFA/Hebibulla Izchi

denhag-namayish-01

Тибәт тәшкилатиниң рәиси, ярдәмчилири вә қәлбинур сидиқ қатарлиқ намайишчилар намайишта. 2025-Йили 23-январ, дәнһах RFA/Hebibulla Izchi

denhag-namayish-06

Дуня уйғур қурултийиниң голландийәдики вәкили, д у қ муавин тәптиши вә лагер шаһити қәлбинур сидиқ шулар товлаватиду. 2025-Йили 23-январ, дәнһах RFA/Hebibulla Izchi

denhag-namayish-04

Намайишчилар хитай муавин министири диң шөшуаңниң голландийә зияритигә қарши шулар товлаватиду. 2025-Йили 23-январ, дәнһах RFA/Hebibulla Izchi

denhag-namayish-qelbinur-sidiq-03

Голландийәдики лагер шаһити вә д у қ муавин тәптиши қәлбинур сидиқ голландийә баш министир сарийиниң алдида. 2025-Йили 23-январ, дәнһах RFA/Hebibulla Izchi

denhag-namayish-02

Диң шө шуаңниң голландийә зияритигә қарши бирләшмә намайиш көрүнүши. 2025-Йили 23-январ, дәнһах RFA/Hebibulla Izchi

denhag-namayish-07

Диң шө шуаңниң голландийә зияритигә қарши бирләшмә намайиш көрүнүши. 2025-Йили 23-январ, дәнһах RFA/Hebibulla Izchi

23-январ күни голландийәдики уйғур вә тибәт җамаити, хитай демократлири, шундақла бир қисим уйғур вә тибәт мәсилисигә көңүл бөлидиған йәрлик голландийәликләрниң тәшкиллиниши билән голландийәниң сиясий пайтәхти дәнһахтики баш министир сарийи алдида хитай компартийәси сиясий биюроси даимий комитетиниң әзаси диң шөшуаңниң голландийә зияритигә қарши бирләшмә намайиш өткүзүлгән.

Голландийә хан җәмәти тор бетидә билдүрүлүшичә, голландийә падишаһи виллиям александер 22-январ кәчтә, хитайниң муавин министири диң шөшяңни күтүвалидиғанлиқини елан қилғаниди. Хәвәрдә йәнә, 23-январ пәйшәнбә күни голландийә баш министири шөфниң, диң шөшуаңға кәчлик зияпәт беридиғанлиқи, бу җәрянда украина урушини өз ичигә алған гео-сиясий вәзийәт, килимат, сода вә сәһийә қатарлиқ мәсилиләр бойичә һәмкарлиқ сөһбити елип баридиғанлиқи илгири сүрүлгән. Бу хәвәрләр голландийәдә яшаватқан уйғур, тибәт вә хитай демократлириниң күчлүк наразилиқини қозғиған. Бу мунасивәт билән голландийәдики уйғур, тибәт, хитай демократлири вә бир қисим уйғур вә тибәт мәсилисигә көңүл бөлидиған кишиләрниң тәшкиллиниши билән голландийә баш министир сарийиниң алдида бирләшмә намайиш өткүзүлгән.

Голландийәдики сиясий паалийәтчи абдуреһим ғени нәқ мәйдандин телефон зияритимизни қобул қилип, бу намайиш һәққидә мәлумат бәрди.

Бу намайишқа голландийәдики уйғур вә тибәт тәшкилатлири, дуня уйғур қурултийиниң голландийәдики вәкили, д у қ ниң муавин тәптиши вә лагер шаһити қәлбинур сидиқни өз ичигә алған уйғур җамаити қатнашқан болуп, намайиш җәрянида хитайниң муавин баш министири диң шөшяңниң голландийә зияритигә күчлүк наразилиқ билдүрүлгән.

Мәлуматларға асасланғанда, хитай билән голландийә оттурисидики сода соммиси уда төт йил 100 милярд доллардин ешип маңған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң билдүрүшичә, хәлқара җәмийәт хитайни ирқий қирғинчилиқ вә уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән әйибләватқан бир вақиттиму икки тәрәп һәмкарлиқта чиң туруп кәлгән. Диң шөшуаң бу қетимлиқ зияритидә йәнә голландийә юқири қатлам сиясәтчилиригә “икки дөләт карханилириниң өзара мәнпәәт йәткүзүш һәмкарлиқини чоңқурлаштурушини; техиму көп голландийә пуқралириниң хитайға келип сода вә саяһәт қилишини; яшлар, мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә башқа саһәләрдики алмаштуруш вә һәмкарлиқни күчәйтиш” ни халайдиғанлиқини билдүргән. Бу әһвал голландийәдики сиясий паалийәтчиләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған.

Бүгүнки бу бирләшмә намайишни тәшкиллигүчиләрдин голландийәдики тибәт тәшкилатиниң вәкилиму радийомизниң зияритини қобул қилип, өзлириниң бүгүнки бу намайишни уюштуруштики мәқсити һәққидә тохтилип өтти.

У мундақ деди: “биз бүгүн бу йәрдә тибәт, шәрқий түркистан, хоңкоң, җәнубий моңғулийә вә фалүнгуңчиларни өз ичигә алған кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирликтә хитайниң муавин баш министири диң шөшуаңниң голландийә зияритигә қарши намайиш қиливатимиз. Биз хитай һөкүмитидин тибәтни хәлқара тәшкилатлар вә хәлқара көзитиш орунлириға ечиветишини тәләп қилимиз. Йеқинда йүз бәргән йәр тәврәштә көплигән тибәтликләр зәрбигә учриди, хәлқ ярдәмгә еришәлмәй азаб чәкмәктә. Хәлқаралиқ ярдәм қурулушлири вә тәшкилатлири тосалғусиз һалда бу районға киришигә капаләтлик қилиниши керәк. Һәр қайси дөләтләр тибәт, шәрқий түркистан, җәнубий моңғулийә, вә хоңкоң хәлқиниң тартиватқан зулум һәм аччиқ қисмәтлиригә көз юммаслиқи керәк!”

Бу намайиш бүгүн, йәни 23-январ чүштин кейин саәт үчтә башлинип, голландийәниң ямғур вә шивирғанлиқ һавасиға қаримай кәч саәт алтигичә давам қилған. Хитай министири диң шөшуаң кәчлик зияпәт берилгән ташқи ишлар министирлиқи сарийиға кириш вә чиқишта намайишчиларниң қоллиридики шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байрақлири, тибәтләр, җәнубий моңғулийәликләр вә башқа тәшкилатларниң байрақлири, шундақла хитайға қарши товланған җараңлиқ шоарлар билән қаршилашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.