Уйғур дәвасиниң актип қоллиғучиси, илим адими профессор надир дәвләт аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.05.04
Уйғур дәвасиниң актип қоллиғучиси, илим адими профессор надир дәвләт аләмдин өтти Мармара университетидин пенсийәгә чиққан уйғур дәвасиниң садиқ қоллиғучиси вә тонулған татар профессор, тарих пәнлири доктори надир дөләт әпәнди.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә истанбулдики мармара университетидин пенсийәгә чиққан уйғур дәвасиниң садиқ қоллиғучиси вә тонулған татар профессор, тарих пәнлири доктори надир дөләт әпәнди 4-айниң 30-күни әтигән корона вируси билән юқумлинип давалаш үнүм бәрмәй аләмдин өтти.

Түркийәдики тонулған тарихчи вә түркологлар иҗтимаий таратқулар арқилиқ баянат елан қилип, “һөрмәтлик надир дәвләт әпәнди аләмдин аләмдин өтти, пүтүн дунядики түркий хәлқләр муһим бир тәтқиқатчи вә илим адимидин айрилип қалди”, дәп йезишти.

Надир дәвләт әпәнди 1972-йилидин 1984-йилиғичә германийәниң мюнхен шәһиридики әркин явропа радийосиниң татар тили бөлүмидә ишлигән. У, оттура мәктәп йиллиридин тартип уйғур дәвасиға қизиқип, уйғур дәвасиға көңүл бөлгән. Түркийәниң ичи вә сиртида қатнашқан йиғинларда уйғур мәсилисини күн тәртипкә елип кәлгән. Өмриниң ахириғичә униң түркийәдики гезит вә журналларда уйғур мәсилиси тоғрисида көп санда мақалиси елан қилинған.

Түркийәдә вә түркий җумһурийәтлиридә зор абруйға игә болған надир дәвләт әпәнди 1944-йили 7-айниң 15-күни хитайниң шеняң шәһиридә бир татар аилисидә дуняға кәлгән. Униң 1989-йили язған “заманиви түрк дуняси” намлиқ китаби хитай һөкүмити нәшр қилип тарқатқан “пантүркизм вә панисламизм” намлиқ китабта нәқил көрситилгән. Хитай уни уйғур районида пантүркизмни тәрғиб қилғучи дәп әйиблигән. Пешқәдәм уйғур паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди мәрһумниң шәрқий түркистан дәвасиға қошқан төһписи тоғрисида тохталди.

Надир дәвләт әпәнди әркин алиптекин әпәнди билән 12 йил америкиниң мюнхендики азадлиқ радийосида биргә ишлигән болуп, әркин алиптекин әпәнди мәрһум надир дәвләт билән тонушуш җәряни тоғрисида бизгә бәргән язма мәлуматида мундақ язған: “мәрһум надир дәвләт мениң яхши достум иди. Униң билән 1974-йили американиң 2-дуня урушидин кейин германийәниң мюнхен шәһиридә қурған азадлиқ радйосиниң татарчә-башқиртчә бөлүмидә ишләшкә башлиған күндин башлап тонушимән. У, өзи хитайниң шеняң шәһиридә бир татар аилисидә дуняға кәлгән болғачқа, хитайниң сияситини, шәрқий түркистан хәлқиниң хитайға қарши елип барған миллий мустәқиллиқ көрүшини яхши биләтти. Кейинчә уйғурларниң түркийәдә елип барған паалийәтлириниму яхши биләтти. У, истанбул университетида оқуватқан чағлирида мәрһум дадам әйса йүсүп алиптекинниң доклатлириға актип қатнашқан. 1984-Йили германийәдин түркийәгә қайтип университетта ишләшкә башлиғандин кейин язған барлиқ әсәрлиридә, мақалилиридә вә қатнашқан йиғинларда шәрқий түркистанниң истратегийәлик әһмийити вә шәрқий түркистан хәлқиниң мустәқиллиқ дәвасини тилға алған, униң шәрқий түркистан дәвасиға қошқан төһписи зор”.

Измирдики әгә университети түрк дуняси тәтқиқати институти профессори алимҗан инайәт әпәнди мәрһум надир дәвләтниң уйғур мәсилиси тоғрисида көп санда мақалә язғанлиқини, бәзи китаблиридиму шәрқий түркистан мәсилисигә орун бәргәнликини мисаллар билән оттуриға қойди.

Мәрһум надир дәвләтниң “русйәдики түркий хәлқләрниң миллий азадлиқ инқилаби” намлиқ китаби 1985-йили түркийә миллий күлтүр вәхпи тәрипидин мукапатқа еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.