Нәнсий пелуси ханим әнглийәдики рәсмий зиярити мәзгилидә уйғурларниң арзу-тәләплирини аңлиди
2022.02.22

Америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелуси ханим башчилиқидики һәйәт 21-феврал дүшәнбә күни әнглийәдә рәсмий зиярәттә болған. Нәнсий пелуси ханимниң ишханиси тәрипидин тарқитилған баянаттин қариғанда уларниң әнглийәдики зиярити бихәтәрликни капаләткә игә қилиш, иқтисадниң гүллинишини илгири сүрүш вә ортақ қиммәт қарашларни илгири сүрүштәк мәсилиләр һәққидә парламентлар ара диалогни чоңқурлаштурушни мәқсәт қилғаникән.
Диққәт қозғайдиғини, авам палата рәиси нәнсий пелуси ханим әнглийәдики бу бир күнлүк зияритидә хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуққа қиливатқан зиянкәшликиниму муһим тема қилған. Нәнсий пелуси ханим 21-феврал дүшәнбә күни дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдики вәкили рәһимә мәһмут ханим, хоңкоңлуқ оқуғучилар һәрикити рәһбәрлириниң бири нейтин лав вә хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинған шиветсийә пуқралиқидики өктичи язғучи, китабпуруш гүй минхәйниң қизи ангила гүйләрни американиң лондондики баш әлчиханисида қобул қилип сәмимий сөһбәттә болған.
Рәһимә ханимниң радийомизға ейтишичә, америка авам палата рәиси нәнсий пелуси ханим учришишта уларниң арзу-тәләплирини тәпсилий аңлап чиққан.
Рәһимә ханим сөһбитидә нуқтилиқ һалда әнглийә һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисидә техи йетәрлик дәриҗидә ойғанмайватқанлиқини, уйғурларға қилиниватқан зулумни техичә ирқий қирғинчилиқ дәп тонумиғанлиқини баян қилған.
Рәһимә ханим бу сәвәблик американиң әнглийәгә тәсир көрситип, әнглийәниңму бу зулумни ирқий қирғинчилиқ дәп тонуши, америка мақуллиған “уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши туруш” қануниға охшаш қанунларниң әнглийәдиму мақуллиниши үчүн түрткә болушини тәләп қилған.
Рәһимә ханимниң ейтишичә, у америка уйғурлар үчүн немә қилип берәләйду, дегән соалға җаваб бәргәндә “хәтәр астидики дөләтләрдә яшаватқан уйғурларни америкадәк бихәтәр дөләтләргә йөткәш мәсилиси уйғурларни әң тәқәзза қиливатқан мәсилиләрниң бири” дегән.
Авам палата рәиси нәнсий пелуси ханим тивиттердики һесабидиму әнглийәдики уйғур вә хоңкоңлуқ вәкилләр билән өткүзгән сөһбитини елан қилған болуп, у тивиттерда мундақ дегән:
“узундин буян хитай хәлқ җумһурийитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши күрәш қилған бир рәһбәр болуш сүпитим билән мән нетин лав, рәһимә мәһмут вә ангила гүйгә охшаш әркинлик, кишилик һоқуқ вә қанун билән идарә қилиш һоқуқи күрәшчилири билән учрашқанлиқимдин хурсән болдум. Дөләт мәҗлисимизниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә бәргән вәдиси һәр икки партийәгә, һәр икки палатаға ортақ болуш билән биргә узун муддәтликтур”
Мәлум болушичә нәнсий пелуси ханим учришиш җәрянидиму рәһимә ханимға америкиниң уйғур мәсилисигә давамлиқ көңүл бөлидиғанлиқи вә хизмәтлирини давам қилидиғанлиқини тәкитлигәникән.
Америка авам палата рәиси нәнсий пелуси ханимниң ишханиси 22-феврал күни нәнсий пелуси ханим башчилиқидики һәйәтниң лондондики америка баш әлчиханисида рәһимә ханим қатарлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән өткүзгән учришиши һәққидә язма баянат елан қилған болуп, униңда төвәндикиләр дейилгән:
“вәкилләр өмикимиз хитайда әркинлик, кишилик һоқуқ вә қанун билән идарә қилиш үчүн күрәш қиливатқан батур җәңчиләр билән көрүшүш имтиязиға еришти. . . Рәһимә мәһмут уйғур хәлқи учраватқан ирқий қирғинчилиқ тоғрисида сөз қилди, ангела гүй дадиси гүй минхәй вә хитайдики сиясий мәһбуслар һәққидә сөз қилди, нейтин лав хоңкоңда демократийә вә қанун билән идарә қилишниң муһимлиқини тәкитлиди.”
Баянатта йәнә мунулар дейилгән: “нәччә он йилдин буян хитай һөкүмити инсанларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини рәһимсизләрчә күчәйтти вә тезләтти. Йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити йәнә хоңкоң хәлқигә қилған бир дөләт, икки система вәдисини бузди. Буларниң һәммиси хәлқара қаидиләргә вә демократик қиммәтләргә очуқ-ашкара хилаплиқ қилғанлиқтур. Дөләт мәҗлисимиздә, демократчилар партийәси вә җумһурийәтчиләр партийәси охшашла хитай хәлқ җумһурийитигә бу хорлуқларниң қобул қилинмайдиғанлиқини вә буни дәрһал тохтитиши керәкликини билдүрүш үчүн тиришиватимиз. Биз шундақла сода дуняси вә иттипақдаш дөләтлиримизниму биз билән охшаш һәрикәт қилишқа һәйдәкчилик қилимиз.”
Нәнсий пелуси ханим америка сиясәт сәһнисидә америка президенти вә муавин президентидин қалсила 3-орунда туридиған муһим шәхс болуп, у хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан ирқий қирғинчилиқини әйибләш вә уни җазалаш үчүн актип һәрикәт қиливатқан әрбабларниң бири. Униң әнглийә парламенти вә һөкүмити вәкиллири билән учришиш алдида рәһимә ханим қатарлиқлар билән учришишиниң әһмийити йүксәк дәп қаралмақта. Рәһимә ханим буниң әнглийә һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисидә кәлгүсидә алидиған қарарлири үчүнму бәлгилик тәсири болуши мумкинликини ейтти.