Натоға әза дөләтләрниң башлиқлар йиғинида тунҗи қетим хитай тәһдити музакирә қилинидикән
2022.06.28

Шималий атлантик окян әһди тәшкилати, йәни натоға әза дөләтләрниң башлиқлар йиғини 28-июн күни испанийәниң пайтәхти мадрид шәһиридә башланған. Мәзкур йиғинда шималий атлантик окян әһди тәшкилати кәлгүси он йиллиқ истратегийәсини елан қилидиған болуп, бу истратегийәдә хитай тәһдити тунҗи қетим тилға елинидикән.
Шималий атлантик окян әһди тәшкилати баш секретари җинс столтенберг (Jens Stoltenberg) мәзкур тәшкилатниң бу қетимлиқ йиғинини илгирикиләрдин пәрқлиқ бир йиғин болиду, дәп тәсвирлигән болуп, у 27-май күнидики ахбарат йиғинида мундақ дегән:
“мадридтики шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлар йиғини нурғун муһим қарарлири билән биргә интайин пәрқлиқ бир йиғин болиду. У йеңи хәвпсизлик реаллиқини нәзәрдә тутқан йеңи истратегийәлик уқумни өз ичигә алидиған болуп, шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң қәтийлики (deterrence) вә мудапиәсидики түп өзгиришни әкс әттүриду. . . .”
У йәнә мундақ дегән: “бизниң йеңи уқумимиз һазирқи истратегийәлик риқабәт дәвридә бизгә йетәкчилик қилиду. Мән бу йиғинда иттипақдашларниң русийәни бихәтәрликимиз үчүн әң муһим вә биваситә тәһдит дегәнни техиму айдиңлаштуридиғанлиқини мөлчәрләватимән. Йиғинда биз йәнә тунҗи қетим хитайни музакирә қилимиз, йәни униң бизниң бихәтәрликимиз, мәнпәәтимиз вә қиммәт қаришимизға пәйда қиливатқан риқабитини тунҗи қетим музакиригә қойимиз”.
Америкадики тонулған хитай ишлири тәтқиқатчиси гордон чаң әпәнди радийомизға қилған сөзидә бу тәрәққиятни қарши елип “ғәрб ахири уйқусидин ойғиниватиду”, деди. У мундақ деди:
“ғәрб ахири хитайға реал муамилә қиливатиду вә һазирғичә қолланмиған тонда гәп қиливатиду. Һазирғичә бу дөләтләр хитай билән һәр тәрәплимилик алақә орнитиш тәрәпдари болуп кәлгән, гәрчә натониң позитсийәси һелиһәм шундақ болсиму әмма русийәниң украинаға таҗавузи уларниң русийәгә болғандәк хитайға болған көз қаришиниму өзгәртти”.
Натодики бирқисим әмәлдарларниң “әл-җәзирә” қанилиға ейтишичи, америка вә әнглийә натодики иттипақдашлирини хитайни күчлүк ибариләр билән тилға елиш һәққидә көпрәк бесим қиливатқан болуп, йиғинда хитайни “системилиқ риқабәтчи” дәп аташ яки униң һәққидә буниңдинму еғир ибарә қоллиниш һәққидә талаш-тартишлар болидикән.
Әмма ақ сарай бу йиғинда нато дөләтлириниң күчлүк ибарә қоллинидиғанлиқиға ишәнчиниң камиллиқини ейтқан. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка ақ сарайниң мәлум бир әмәлдари ройтерсқа қилған сөзидә “америка шималий атлантик әһди тәшкилати натониң йеңи истратегийилик һөҗҗитидә хитайниң күчлүк ибариләр билән тилға елинидиғанлиқиға ишиниду.” дегән. У, америка рәһбәрлириниң бу қетимлиқ сәпиридики асаслиқ теминиң хитай болидиғанлиқини билдүргән.
Дәрвәқә, тунҗи қетим хитай тәһдити музакирә қилинидиған бу нато башлиқлар йиғиниға нато дөләтлири болмиған австралийә, йеңи зеландийә, японийә вә корейә дөләт башлиқлириниңму тәклип қилиниши хитай җәһәттин алғанда алаһидә мәнилик икән.
Гордон чаң әпәнди сөзидә мәйли нато хитайни “системилиқ риқабәтчи” дәп атисиму әмма хитай һәққидики тонушиниң зор дәриҗидә өзгәргәнликини ейтти.
“нато дөләтлири бу һәқтә музакирилишиш нәтиҗисидә хитайни системилиқ риқабәтчи, дәп атиши мумкин. Чүнки германийә билән фирансийә йәнила хитайға иҗабийрақ көз қарашта. Шуңа улар күчлүкрәк бир тон билән оттуриға чиқмаслиқи мумкин. Әмма хитайниң давамлиқ һалда зиянлиқ һәрикәтләрдә болидиғанлиқи ениқ. Шуңа бу ахири берип нато дөләтлириниң хитай һәққидә күчлүк тил қоллинишини кәлтүрүп чиқириду”
Нато башлиқлар йиғинидин бурун германийәдә G7 дөләтлири рәһбәрлириниң йиғини ечилған болуп, бу йиғиндиму америка хитайниң дуня сода саһәсигә пәйда қиливатқан зийинигә ортақ тақабил турушни нуқтилиқ тәкитләнгән.
28-Июн күни, ақ сарай G7 дөләтлири йиғини һәққидә елан қилған мәхсус баянатида “америка G7 дөләтлири билән хитай пәйда қиливатқан тәһдиткә қарши туруш үчүн һәмкарлиқини ашуриду” дегән.
Баянатта мунулар дейилгән:
“бүгүн президент байден G7 рәһбәрлири билән иқтисадий мәсилиләр, тор бошлуқи вә кивант қатарлиқ 21-әсирдики хирислар, җүмлидин хитайниң бизниң әмгәкчилиримиз, ширкәтлиримиз вә дөләт бихәтәрликимизгә пәйда қиливатқан риқабәтлиримизгә қарши һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн учришишларни өткүзди. Дуня иқтисадиниң %50 тин көпрәкини тәшкил қилидиған G7 дөләтлири өзиниң бүгүнки дунядики әң күчлүк органларниң бири икәнликини, мәсилиләрни ортақ һәл қилидиғанлиқини намаян қилип бәрди.”
Баянатта G7 дөләтлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил туруш үчүн ортақ тәдбир қоллинидиғанлиқиму мәхсус тилға елинған. Униңда мундақ дейилгән:
“G7 дөләтлири хитайниң натоғра иқтисадий әмәллиригә тақабил турушқа вәдә бәрди. G7 Дөләтлири буниңға қарши коллектип вә һазирғичә мисли көрүлмигән ибариләрни қоллиниш арқилиқ хитай хәлқ җумһурийити кәлтүрүп чиқарған зиян вә базарни бурмилаш һәрикәтлирини тонуйду вә әйибләйду. . . G7 Дөләтлири мәсулийәтчан, сиҗил вә очуқ тәминләш зәнҗирлирини бәрпа қилишқа һәрикәт қилиду. G7 Дөләтлири мәҗбурий әмгәккә тақабил туруш вә кишилик һоқуқни қоғдашқа вәдә бериду. G7 Дөләтлири дуня миқясида йүз бәргән бир қатар кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйибләйду, булар росийәниң украинаға таҗавуз қилиши, хитайниң шинҗаң вә тибәттики бастуруши, бирминиң һәрбий сиясий өзгириши вә давамлишиватқан бастурушларни өз ичигә алиду. G7 Дөләтлири йәнә мәҗбурий әмгәккә тақабил турушни тезлитишкә вәдә бериду, буниңдики мәқсәт шинҗаңға охшаш дөләт қоллишидики мәҗбурий әмгәкни йәр шари тәминләш зәнҗиридин чиқириветиштин ибарәт.”
Гордон чаң әпәнди сөзидә буниң наһайити чоң йүзлинишликини билдүрди. У мундақ деди:
“бу толиму чоң иш. Америка вә G7 дөләтлири тәминләш зәнҗирлирини уйғур мәҗбурий әмгикидин халий қилса, бу хитайниң дуняниң әң чоң тәминлигүчиси болуштәк орниға хатимә бериду. Бу хитай үчүн зор қийинчилиқ болуп һесаблиниду. Шуңа бу интайин муһим вәқә.”
Әл-җәзирәниң хәвәр қилишичә, хитайниң ташқи ишлар министирлиқи нато вә G7 дөләтлири башлиқлири йиғинлириға қайтурған инкасида “ғәрбниң хитай тәһдити тоғрисидики тәшәббусиниң бирдинбир мәқсити хитайниң тәрәққиятини чәкләш вә бастуруш вә америкиниң зомигәрликини қоғдаш” дәп көрсәткән.
Германийәдә өткүзүлгән G7 йиғинини аяғлаштуруп 28-июн күни испанийәгә йетип кәлгән рәһбәрләр 29-вә 30-июн күнлири шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинида муһим музакириләрдә болидикән. Мәзкур йиғинниң толуқ мәзмунлири алдимиздики күнләрдә техиму айдиңлишидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.