Нәфисә оғуз: “хитай әлчиханиси тағам алим абдукеримниң җинайити һәққидә испат беришни рәт қилип кәлди”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.09.17
nefise-oghuz-taghisi-alim-abdukerim-graphic Түркийәдә турушлуқ нәфисә оғуз тағиси алим абдукеримниң рәсимини көтүрүп истанбулдики хитай консулханисиниң алдида намайиш қилди. 2024-Йили 5-июл, түркийә.
Photo: RFA

Түркийәдә турушлуқ нәфисә оғузниң тағиси алим абдукерим һәққидә бәргән гуваһлиқи билән алим абдукерим делоси иҗтимаий таратқуларда қайта күнтәртипкә кәлди.

Үрүмчидики “халис хәлқара сода ширкити” ниң компютер инженери алим абдукерим 2017 ‏-йили 8-айниң 27 күни үрүмчидики бахуляң сақчиханиси тәрипидин тутқун қилинған. Радийомиз өткән йили алим абдукеримниң “қанунсиз учурларни көрүш”, “қалаймиқан кишиләр билән телефонлишиш” вә “қанунсиз диний затлар билән һәмсөһбәттә болуш” дегәндәк сәвәбләр билән тутулуп, корла түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқини дәлиллигәниди.

Нәфисә оғуз ғәйрий рәсмий мәнбәләрдин тағисиниң дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш билән әйиблинип 17 йиллиқ кесиветилгәнликидин хәвәр тапқан. Өткән йили әнқәрәдики хитай әлчиханиси нәфисәгә телефон қилип, тағиси алим абдукеримниң түрмидә җаза муддити өтәватқанлиқини йәткүзгән, әмма униң кесилиш сәвәби һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмәстин, кесим муддитиниң “он нәччә йил” икәнлики вә өзлирини қайта издимәсликни ейтип телефонни қопаллиқ билән қоювәткән.

17 Йиллиқ кесиветилгән, үрүмчидики “халис хәлқара сода ширкити” ниң компютер инженери алим абдукерим гуаңҗу паҗов көргәзмә зали алдида. 2012-Йили.
17 Йиллиқ кесиветилгән, үрүмчидики “халис хәлқара сода ширкити” ниң компютер инженери алим абдукерим гуаңҗу паҗов көргәзмә зали алдида. 2012-Йили.
Nefise Oghuz teminligen

Нәфисә радийомизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмити дуняға “хушал уйғур” тәшвиқатини күчәп тәшвиқ қиливатқанда, тағисиниң әһвалини дуняға аңлитиш арқилиқ хитайниң ялғанчилиқини испатлимақчи болғанлиқини билдүрди.

Америкада турушлуқ лагер шаһити зумрәт давутниң радийомизға ейтишичә, у хитайниң ичидә ишлитилидиған довйин қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда тарқалған уйғурларға мунасивәтлик учурларни топлайдикән. У йеқинда көргән учурларға қариғанда, хитайниң нахша-музика биләнла яшайдиған “хушал уйғур” тәшвиқатиниң әксичә, лагер-түрмиләрдә йетиватқан уйғурлар йәнила көп икән.

Нәфисә зумрәт ханимниң сөзини толуқлап мундақ деди: “хитайниң истанбулдики консулханисиниң баянатчиси уйғурларниң каллисида кесәл болғанлиқи үчүн, у мәктәпләрдә уларни тәрбийәләватимиз, дәпту. Мениң тағам компютер инженери иди”.

У йәнә хәлқаралиқ йиғинларда хитай һөкүмитиниң чәт әлләрдики дипломатлириниң “уйғурлар раһәт, хушал яшаватиду” дегән сөзлириниң толиму күлкилик туюлидиғанлиқини билдүрди.

Зумрәт давут ханим ахирида муһаҗирәттики уйғурларниңму, “вәтәнгә бардуқ” дегәндәк намлар билән хитайниң “хушал уйғур” тәшвиқатиға янтаяқ болуватқанлиқни әскәртип өтти.

Яш компютер инженери алим абдукерим тутулғандин кейин, уларниң аиливи ширкити болған “халис ташқи сода чәклик ширкити” му тақилип қалған. Нәфисәниң билдүрүшичә, униң тағиси алим абдукерим һазир корладики биңтүән 2-дивизийәсиниң түрмисидә 3153-номурлуқ мәһбус сүпитидә тутуп турулуватқан болуп, түркийәдики хитай әлчиханиси изчил сот һөкмини тәминләшни рәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.