“шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмити” ярдәм беришму яки  талан-тараҗ қилишму?

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.09.07
Uyghur-qeshqer-heytgah-xi-jinping Қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң алдидики мәйданниң ян тәрипидә, хитай рәиси ши җинпиңниң сүрити көрүнгән чоң екранниң алдидин бир уйғур әр киши өтүп кетиватиду, 2018-йили 29-ноябир, қәшқәр
reuters

Хитай даирилири 1997-йилидин буян давам қиливатқан  “шинҗаңға  нишанлиқ ярдәм бериш” хизмитидә қолға кәлтүргән “мол нәтиҗилирини” көккә көтүрүп, “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмити” ни көп тәрәплимә, көп қатламлиқ вә кәң саһәләргә кеңәйтидиғанлиқини җакарлиған. Уйғур вә хитай вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилири вә тәтқиқатчилири буни инкар қилип, хитайниң “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш” нами астида  уйғур елини бөлүп башқуруватқанлиқи вә талан-тараҗ қиливатқанлиқни илгири сүрди.

“шинҗаң гезити” ниң 2023-йили 9-айниң  4-күндики мәхсус хәвиридә   “9- айниң 2-күни аптоном районлуқ партийә комитетиниң секретари ма шиңрүй,  аптоном районниң рәиси әркин туняз үрүмчидә шәндуң өлкилик партийә комитетиниң секретари  лин ву вә униң һәмраһлири билән көрүшкән”, көрүшүштә, “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм беришниң универсал үнүмини йәниму өстүрүшкә түрткә болуп,  шинҗаңниң иқтисад, җәмийәт тәрәққиятида көрүнәрлик мувәппәқийәтләр қолға кәлтүрүлди” дәп көрсәткән.

Әмма уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори һенрик шаҗиски (Henryk Szadziewski) ниң қаришичә, “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм беришни хизмити” ниң ма шиңрүй ейтқандәк үнүми  болмиғанлиқини вә  уйғурларниң буниңдин һечқандақ нәп (пайда) алалмиғанлиқини тәкитлиди. У көз қаршини мундақ оттуриға қойди:

“мениңчә, һәқиқәтән ундақ әмәс. Бу миниң сәмимий җавабим.  Чүнки һазир йәнила районда (уйғур елида) инсанийәткә қарши җинайәтләр елип бериливатиду. Инсанлар қорқунч ичидә яшайду. Инсанлар түрмигә солиништин қорқиду. Шуңа бу шараитта, байлиқларниң һәр хил шәкилдә иқтисади җәһәттин  тәқсимлиниши һәққидә сөзләш күлкилик. Мениңчә,  биз бу хил баянларниң һечқайсисиға җиддий муамилә қилалмаймиз. Мән ейтқинимдәк, һазир хитай әмәлдарлири арисидики баянлар бу районниң һазир  експлататсийә үчүн ечиветилгәнликини  билдүрди. Әмма, бу бир нәччә йилдин буян бу районда вәһшийлик йүз бериватиду. Мәнчә,  уйғурларниң хитай һөкүмити башлиған һәр қандақ иқтисадий қурулуш вә тәрәққиятқа қатнишишидин  нәп (пайда)  елиш еһтималлиқи йоқ”.

Хәвәрдә, ма шиңрүй “шәндуң билән шинҗаңниң һәмкарлиқини чоңқурлаштуруп, җәнубий шинҗаңниң иқтисад, җәмийәт тәрәққияти вә хәлқ турмушини яхшилашни тезлитип, енергийә, сучилиқ, тоқумичилиқ, кийим-кечәк, җабдуқ ясаш, юқири техникилиқ химийә санаити, заманиви йеза игилик қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқни  техиму күчәйтимиз” дәп көрсәткән.

Америкадики мустәқил сиясий анализчи, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин мудири илшат һәсән бу һәқтә тохтилип, “уйғурларниң иқтисади вә турмушида яхшилиниш уяқта турсун, қурулған қәғәз завутлири вә химийә санаити үчүн қурулған завутлар уйғур елиниң муһитини булғиди” деди.

Мәзкур хәвәрдә, “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмитиниң техиму яхши раваҗлинишиға түрткә болуп, шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқи вә әминликини ашуруш” дәп көрситилгән.

Һенрик шаҗиски  хитай һөкүмитиниң муқимлиқ дегән сөзни рәһимсиз сиясәтлирини ақлашқа ишлитиватқанлиқини әскәртти. У йәнә муқимлиқ намида уйғур елигә ярдәм бериш болса уйғур елини иқтисадий мустәмликә қилиш дәп көрсәтти. У мунда деди:

“хитай даирилири муқимлиқ дегән сөз билән нурғун охшимиған усуллар арқилиқ бир қисим интайин адаләтсиз сиясәтләрни дәлилләйду. Әмәлийәттә, хитай һөкүмити муқимлиқ дегән сөзни йеқинқи бәш-алтә йилдики рәһимсиз сиясәтләрни ақлашқа ишләткән. Шуңа муқимлиқни бу хил сиясәтләрни дәлилләйдиған сөз сүпитидә суйиистемал қилди дейишкә болиду. Биз бираз илгири сөзләп өткинимиздәк, мениңчә хитай һазир бу районни  күч билән тинчландурди. Һазир бу районни иқтисадий вә нурғун охшимиған шәкилләрдә ечишқа тиришиватиду. Хитай һөкүмити  бу районни пәрқлиқ усулда  суйиистемал қилмақта. Муқимлиқ намида районға иқтисадий ярдәм бериш болса районни  иқтисадий мустәмликә қилиштин ибарәт”.

Мәзкур хәвәрдә  дейилишичә йәнә, лин ву шәндуң өлкилик партийә комитети, өлкилик һөкүмәткә вакалитән:  “баш секретар ши җинпиңниң муһим йолйоруқи, тәлипини әстайидил әмәлийләштүрүп, йеңи дәврдики партийәниң шинҗаңни идарә қилиш тәдбирини чоңқур изчиллаштуруп, қәтий түрдә шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериштин ибарәт муһим, зор сиясий мәсулийәтни пухта зиммимизгә елип,    ярдәмни мәдәнийәт, маарип қатарлиқ нуқтилиқ саһәләргә мәркәзләштүрүп, нишанлиқ ярдәм бериш салмиқини зорайтимиз” дәп тәкитлигән.

Илшат һәсән хитай һөкүмитиниң “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш” вә  башқа пәрқлиқ намлар билән өзиниң  сияситини пәрдазлаватқанлиқини билдүрди. У :“хитай һөкүмити  шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш  баһаниси билән бир тәрәптин уйғур елиниң иқтисадини талан-тараҗ қиливатқан болса  йәнә бир тәрәптин мәдәнийәт, маарип җәһәттә уйғурларға қарши мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериватиду”. Деди.

Мәлум болушичә, хитай даирилири бу түрдики сиясәтләрни нөвәттә охшимиған нам вә шәкилләрдә оттуриға қойған болуп, уйғур елиниң хитайдики әң муһим қатнаш түгини, енергийә мәнбәси, хам әшя мәнбәси вә әң чоң ишләпчиқириш базиси болушиға  әгишип, юқиридики сиясәтләрниң техиму көп саһә вә түрләргә кеңийидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.