Ши җинпиңни “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзатлиқиға көрсәткән норвегийә парламентиниң сабиқ әзаси торе вестби ким?
2024.09.25
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип барған юқири бесимлиқ бастуруш сиясити вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики әвҗигә чиққан, милйонлиған уйғур лагер-түрмиләргә қамилишқа башлиған 2018-йили, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңни “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзатлиққа көрсәткән норвегийә парламентиниң сабиқ әзаси торе вестби (Thore Vestby) йеқинда “норвегийә достлуқ өмики” тәркибидә уйғур елидә зиярәттә болған.
Хитай таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиригә қариғанда, илгири норвегийәниң фроне коммунаси (наһийә) ниң шәһәр башлиқи болған торе вестби (Thore Vestby) 2019-йили уйғур елидә ирқий қирғинчилиқ әвҗигә чиққан мәзгилдә тунҗи зиярәткә кәлгән болуп, бу қетимлиқ зиярәт униң уйғур елигә қилған иккинчи қетимлиқ сәпири икән.
Норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәрниң билдүрүшичә, 2018-йили ши җинпиңни “нобел тинчлиқ мукапати” ниң намзатлиқиға көрсәткән торе вестбиниң бу қетимлиқ уйғур ели зияритидә хитайниң сиясий тәшвиқатлириға янтаяқ болуши әҗәблинәрлик әмәс икән.
Бәхтияр өмәрниң көрситишичә, торе вестбиниң ши җинпиңни “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзатлиққа көрситишиниң муһим сәвәблиридин бири, униң әйни чағда “ичи фонди җәмийити” (ICHI Foundation) ниң ортақ қурғучиси намида бейҗиңда туруп хизмәт қилғанлиқи, шундақла хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң ташқи тәшвиқат хизмәтлиригә һәмкарлашқанлиқи билән мунасивәтлик икән.
“хитай шинҗаң тори” ниң хәвиридә ейтилишичә, 7-сентәбирдин 15-сентәбиргичә “норвегийә достлуқ өмики” намидики бир өмәк уйғур елиниң үрүмчи, ғулҗа, қәшқәр, бортала вә санҗи қатарлиқ җайлирини зиярәт қилған. Хәвәрдә йәнә мәзкур өмәктикиләрниң уйғур елиниң иҗтимаий муқимлиқи вә йәрлик иқтисадиниң гүлләнгәнликини чоңқур һес қилғанлиқи, шундақла уларниң “тез тәрәққий қиливатқан шинҗаңни өз көзи билән көрүшини тәвсийә қилидиғанлиқи” һәққидә давраң селинған.
Уйғур язғучи вә ана тил паалийәтчиси абдувәли аюпму бу һәқтә пикир баян қилди. У, нөвәттә хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқини йошурушта түрлүк васитиләрдин пайдилинип, чәт әлләрдики бир қисим сиясийонларни өзиниң “һәмкарлашқучиси” қиливатқанлиқини тәкитлиди. У йәнә, норвегийәдә хитай коммунистлирини қоллайдиған йәрлик солчи норвегийәликләрниң, йәни “мавчилар” ниң мәвҗутлуқини тилға елип өтти.
У йәнә, торе вестбиниң бу қетимлиқ уйғур елигә қилған зияритини норвегийәдики мунасивәтлик органларға мәлум қилғанлиқини тәкитләп өтти.
“хитай шинҗаң тори” ниң бу һәқтики хәвиридә, “норвегийә достлуқ өмики” дикиләрниң уйғур елидә юқири пән-техникалиқ деһқанчилиқ ишләпчиқиришиниң йүксәк дәриҗидә тәрәққий қилғанлиқи, һәтта кевәзликләрдә бирәрму деһқанни көргили болмайдиғанлиқи һәққидә билҗирлиған. Хәвәрдә йәнә “норвегийә достлуқ өмики” дикиләрниң “өзлири аңлиғинидәк районда мәҗбурий әмгәкниң мәвҗут әмәслики” ни көргәнликини тәкитлигән.
Абдувәли аюп, деһқанчилиқ мәйданлирида деһқанларниң йоқлуқидәк бу ейтим, етизлиқ мәйданлиридики ишләпчиқириш үскүнилириниң пүтүнләй машинилашқанлиқини яки уйғур “мәҗбурий әмгәк” ниң йоқлуқини һәргизму испатлиялмайдиғанлиқини тәкитләп өтти.
Игилинишичә, ши җинпиңни “нобел тинчлиқ мукапати” ға намзатлиққа көрсәткән норвегийә парламентиниң сабиқ әзаси торе вестбиниң хитай билән наһайити қоюқ сода-иқтисадий һәмкарлиқ мунасивити бар икән. Бу әһвалларни тәкшүрүп чиққан норвегийәдики бәхтияр өмәр әпәнди, тори вестбиниң “уйғур районида мәҗбурий әмгәк мәвҗут әмәскән” дегән асассиз сәпсәтәсиниң арқисиға униң хитайдин еливатқан нәп вә мәнпәәтлириниң йошурунғанлиқини әскәртип өтти.
Униң қаришичә, хитай бу қетимлиқ “норвегийә достлуқ өмики” ниң уйғур елидики зияритини әтраплиқ вә инчикилик билән пиланланған, шундақла уни өзиниң сиясий тәшвиқатида қандақ қоллинишни алдин бекитивалған болуши мумкин икән.
Дәрвәқә, норвегийәдики анализчилар вә көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттә норвегийәдәк “нобел тинчлиқ мукапати” тарқитидиған дөләттики бир сиясий әрбабниң уйғур елидә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә көз юмуп, хитай тәшвиқатиға “чөпқәт” болуши, толиму әпсуслинарлиқ иш икән. Һалбуки, бу хилдики кишиләрдин иқтисадий мәнпәәттин ваз кечип, һәқиқәтни сөзләшни тәләп қилиш әсла мумкин әмәс икән.