Норвегийәдә намәлум бир хитай тәшкилатиниң уйғурлар намайиш қилидиған орунни игиливелиши ғулғула қозғиди

Норвегийәдә зиярәттә болидиған хитай хәлқ қурултийи рәиси ли җәншуға қарши норвегийә парламентиниң алдида наразилиқ намайиши пиланланмақта.

Уйғур, тибәт, вийетнам вә филиппинлиқлар өткүзгән хитайға қарши бирләшмә намайиштин көрүнүш. 2014-Йили декабир, норвегийә. RFA/Aygul

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң норвегийә шөбиси, норвегийә уйғур комитети вә норвегийә тибәт комитети қатарлиқ тәшкилатлар 15‏-май күни норвегийәдә зиярәттә болидиған хитай хәлқ қурултийи рәиси ли җәншуға қарши норвегийә парламентиниң алдида кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзүшни пиланлимақта. Пилан бойичә парламент алдидики намайиш орниниң рухситини елишқа хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң норвегийә шөбиси мәсул болған иди.

Лекин хәлқара кәчүрүм тәшкилати йеқинда парламентниң алақидар ишханисиға намайиш рухситини елиш илтимаси сунса, намайиш орнини хели бурунла бир хитай тәшкилатиниң еливалғанлиқи мәлум болиду. Мәзкур тәшкилат хитай-норвегийә дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 65 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзимиз, дегән намда парламентниң алақидар ишханисиға илтимас сунуп, парламент алдидики әйдисволлс мәйданида паалийәт өткүзүш рухсити алған. “норвегийә-венҗу сода уюшмиси” дәк норвегийәдә тизимға алдурмиған хитайниң венҗу шәһиридики бир тәшкилат қандақсигә ли җәншуниң норвегийә зиярити техи рәсмий елан қилинмай туруп, норвегийә парламентиниң алдидики мәйданни еливалиду?.

Мәзкур вәқә йеқинда ашкариланғандин кейин, бу, норвегийә таратқулирида зор ғулғула қозғиған. Ли җәншуниң зиярити хитай һөкүмити 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулман түркий хәлқләрни йиғивелиш лагерлириға қамап, уйғурларниң мәдәнийәт, тил, диний етиқадини чәклиши, уйғур аилә қурулмисини өзгәртишкә урунуши ғәрб әллиридә дунядики әң еғир кишилик һоқуқ кризиси, дәп қариливатқан мәзгилгә тоғра кәлгән. Шуңа, лагерлар мәсилиси кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу қетимқи намайишиниң һалқилиқ темисиға айланған иди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, “норвегийә-венҗо сода уюшмиси” ниң парламент алдидики намайиш орнини игиливелиши хитай әлчиханисиниң пиланлиқ орунлаштуруши икән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати норвегийә шөбисиниң баш катипи җон педер әгенас 14‏-май күни зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мениңчә бу, хитайниң норвегийәдә турушлуқ әлчиханиси тәрипидин пиланланди. Чүнки, улар мәзкур хитай тәшкилатиға зиярәт вақтини ейтип берәләйдиған бирдинбир орун. Биз бу тәшкилатниң норвегийәдә турушлуқ баянатчиси билән көрүштуқ. Лекин бу тәшкилат өзиниң илтимас қилған орунда қандақ паалийәт өткүзүш пилани барлиқини елан қилип бақмиған. Улар һечкимниң бу ишни сүрүштүрүшини, ‛норвегийә-венҗо сода уюшмиси‚намлиқ бу тәшкилат һәққидә гәп сорап, бу ишни давраң қилишни халимайдиғандәк көрүнди. Шуңа, мән буниң хитай әлчиханисиниң риясәтчиликидә елип берилған орунлаштуруш икәнликигә ишинимән.”

Униң илгири сүрүшичә, норвегийә парламенти вә һөкүмити бу вәқәдә хитай дипломатлириниң қилтиқиға дәссәп кәткән. У нөвәттә парламентниң өз хаталиқини туюп, бу ишни һәл қилишниң чарисини қиливатқанлиқини билдүрди. Җон педет әгенас мундақ дәйду: “мениңчә норвегийә парламенти билән һөкүмити бу ишта норвегийәдики сиясий ихтилаптин пайдиланған зиярәт қилғучи дөләт дипломатлири тәрипидин пайдилинип кетилгәндәк қилиду. Чүнки, шу нәрсә наһайити ениқки, хитайниң норвегийәдики әлчиханиси мәзкур хитай тәшкилатиға норвегийә даирилири бу зиярәтни норвегийә җәмийитигә елан қилиштин хели бурунла ашкарилап, уларниң парламент алдидики мәйданни илтимас қилип еливелишқа әқил көрсәткәндәк қилиду. Чүнки, улар намайиш болидиғанлиқини алдин қияс қилған болуп, бу арқилиқ норвегийә аммиви тәшкилатлирини тосмақчи болғанлиқи ениқ. Мениңчә нөвәттә парламент өзиниң хаталиқини һес қилип, буни һәл қилишниң чарисини қилишқа тиришмақта.”

Норвегийә таратқулириниң қәйт қилишичә, аммиви тәшкилатлар парламент алдидики орунниң хитай тәшкилатиға берилгәнликигә наразилиқ билдүргән болсиму, лекин парламент буни өзгәртәлмәйдиғанлиқини билдүрүп, наразилиқни рәт қилған. Шуниң билән аммиви тәшкилатлар намайишни парламент бинасиға бир қанчә йүз метир йирақлиқтики университет мәйданида өткүзүшни орунлаштурған иди. Бирақ норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр 14‏-май зияритимизни қобул қилип, нөвәттә намайиш орниниң парламент бинасиға йеқин бир җайға йөткәлгәнликини билдүрди.

Бәхтияр өмәр: “бурунқи җай университетниң орни болғачқа улар аваз яңратқу ишләтсәңлар болмайду, дегәндин кейин, биз парламентқа техиму йеқинрақ, аваз яңратқу ишләткили болидиған орунға кәлдуқ. Бурунқи орун сәл йирақта иди. Биз һазир униңдинму йеқин кәлдуқ, қайта-қайта илтимас қилип. Даим паалийәт қилинидиған орун у. У орунни биз бирлишип алған болдуқ.”

Ли җәншу бу қетим хитай түрмисидики атақлиқ сиясий өктичи илһам тохти 2019‏-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға көрситилгән мәзгилдә норвегийәни зиярәт қилиду. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, илһам тохти бу йиллиқ намзатларниң ичидики әң күчлүк кандидатларниң бири икән. Уни бу йил 2-айда америка дөләт мәҗлиси авам вә кеңәш палатасиниң 13 нәпәр әзаси нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрсәткән. Уларниң нобел комитетиға язған мәктупида, “һечкимниң 2019‏-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға илһам тохтидәк лайиқ әмәслики” тәкитләнгән иди.

Бәхтияр өмәрниң илгири сүрүшичә, у енергийә ли җәншуниң күнтәртипидики һалқилиқ мәсилә болсиму, лекин бу зиярәтниң илһам тохти мәсилисидә норвегийәгә бир хил васитилик бесим пәйда қилидиғанлиқини чәткә қақмайдикән. Норвегийә уйғур комитети бу қетим башқа тәшкилатлар билән биргә 15‏-май күни норвегийә парламенти алдида, шуниңдәк 17‏-май күни норвегийәниң башқа бир шәһиридә җәмий икки қетим намайиш өткүзиду. Норвегийә уйғур комитети норвегийә парламентиниң уйғур мәсилисини оттуриға қоюши, хитайниң уйғур районидики лагерларни тақиши, тутқунларни қоюп бериши, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишни тохтитиши, норвегийәдики уйғурларниң вәтәндики аилә тавабиати вә норвегийәдики уйғурларни паракәндә қилишни тохтитиш қатарлиқ 9 түрлүк тәләпни оттуриға қойидикән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баш катипи әгенас сәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилғанда уйғур мәсилиси өзлириниң бу қетимқи намайишидики нуқтилиқ мәсилә икәнликини билдүрди. У мундақ дәйду: “хәлқара кәчүрүм тәшкилати узун йиллардин бери хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә даир әндишилирини һөҗҗәтләштүрүп кәлди. Лекин бу, биз бу қетим диққитимизни шинҗаңдики уйғурларниң тутқун қилинишиға қараттуқ. Бу райондики тутуп туруш орунлири һәр хил намлар билән тәриплиниватқан болсиму, лекин биз омумән бу орунларни қануни рәсмийәтсиз тутқун қилиш, дәп тәсвирләватимиз”.

Бәхтияр өмәрниң илгири сүрүшичә, у енергийә ли җәншуниң күнтәртипидики һалқилиқ мәсилә болсиму, лекин бу зиярәтниң илһам тохти мәсилисидә норвегийәгә бир хил васитилик бесим пәйда қилидиғанлиқини чәткә қақмайдикән. Норвегийә уйғур комитети бу қетим башқа тәшкилатлар билән биргә 15‏-май күни норвегийә парламенти алдида, шуниңдәк 17‏-май күни норвегийәниң башқа бир шәһиридә җәмий икки қетим намайиш өткүзиду.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org