Норвегийәдә оттура мәктәп оқуғучилириға уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулған
2024.12.09
5-Декабир, норвегийә уйғур комитети норвегийә бәрум коммунасиниң мәркизи сандевикадики оттура мәктәптә уйғур ирқий қирғинчилиқи, хитайниң шәрқий түркистандики җаза лагерлири, уйғурларниң қирғинчилиққа учраш җәряни вә қирғинчилиқниң тарихй арқа көрүнүши һәққидә доклат бәргән.
Бу мунасивәт билән, норвегийә уйғур комитети рәиси хәлчәм мәмтиминни зиярәт қилдуқ, у радийомиз арқилиқ бу қетимқи паалийәтни тәшкилләшниң мәқсити һәққидики тәпсилатларни радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Бу паалийәттә диққәт тартқан нуқтилардин бири, бу паалийәтни тәшкиллигән сандевикадики оттура мәктәпниң оқуғучилири өзлири интернеттин алған учурлар бойичә шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ, хитайниң җаза лагерлири әкс әттүрүлгән там гезитлирини лайиһәләп мәктәпниң каридор тамлириға асқан болуп, бу йиғин қатнашқучилириниң алаһидә диққитини тартқан.
Бу паалийәткә қатнашқан оқуғучилар уйғурларниң һазирқи әһвалиға наһайити ечинғанлиқини, уйғурларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, һәр қандақ шәкилдики ирқий қирғинчилиққа қарши туридиғанлиқини вә һәр қачан уйғурларниң йенида икәнликини билдүрүшкән. Бу һәқтә яш истудент, норвегийәдики уйғур қизи мунирә яқуп, бу йиғин һәққидики тәсиратлирини баян қилди.
Норвегийә уйғур комитети рәиси хәлчәм мәмтимин вә норвегийәдики уйғур қизи, истудент мунирә яқупниң бир саәткә йеқин давамлашқан доклатидин кейин, мәктәп оқуғучилири бәс-бәстә уйғур ирқий қирғинчилиқи вә җаза лагерлири һәққидә соаллар сорашқан. Хәлчәм мәмтимин оқуғучиларниң әң көп сориған соаллири һәққидики тәпсилатларниму радийо аңлиғучилар билән ортақлашти.
Нөвәттә норвегийәдә тәхминән алтә миң әтрапида уйғур яшайдиған болуп, норвегийә уйғур комитети йиллардин бери норвегийәдә уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш вә уйғур яшлирини тәрбийәләш, хитайниң қирғинчилиқ җинайәтлирини паш қилишта актип паалийәт елип бармақта. Болупму йеқинқи йиллардин буян комитет әзалири һәр қайси оттура мәктәпләрдә уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруп, йәрлик яшларниң шәрқий түркистан давасиға болған қизиқиши вә ярдимини қолға кәлтүрмәктә.