Нурмәмәт һаҗим: “хитай оғуллиримниң пулини көзлигән болса алсун, әмма җениға қәст қилмисун!”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.08.30
abduqeyyum-nurmemet-karxanichi.jpg 2017-Йили 4-айда хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған тиҗарәтчи абдуқейюм нурмәмәт әпәнди.
RFA/Gülchéhre

Йеқинқи мәзгилләрдә радийомизға келиватқан инкаслар вә радийомиз дәлиллигән хәвәрләрдин мәлумки, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида пулдар содигәрләр, болупму җамаәт ичидә бәлгилик тәсиргә игә сахавәтчи уйғур тиҗарәтчиләргә қаратқан һәр түрлүк зиянкәшликлири техиму күчәйгән. Нурғун тиҗарәтчи уйғурлар көпләп тутқун қилинип, түрлүк төһмәтләр билән қамаққа кесилгәндин башқа уларниң мал-мүлүклири тоңлитип яки мусадирә қилинип, иқтисадий җәһәттиму вәйран қилинмақтикән.

Бу һәқтә түркийәдә яшаватқан йеши сәксәнгә йеқинлашқан нурмәмәт һаҗим радийомиз зияритини қобул қилип, үрүмчидә тиҗарәт қилидиған икки оғлиниң хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинғанлиқи, һазирғичә уларниң из-дерикини алалмиғанлиқини билдүрди.

Нурмәмәт һаҗимниң билдүрүшичә, у буниңдин 30 йил бурун түркийәгә келип олтурақлашқандин буян ана вәтини болған уйғур елигә қайтип бақмиған икән. Униң 8 пәрзәнти болуп, үрүмчидә 20 йиллардин буян долларчилиқ вә башқа йәккә тиҗарәтләр билән шуғуллинип келиватқан чоң оғли 52 яшлиқ абдуқейюм нурмәмәт һаҗи 2017йили-7 айда, иккинчи оғли 48 яшлиқ абдулмиҗит һаҗи 2017-йили 4-айда хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған икән.

Бу ака-ука иккийләнни уларниң түркийә пуқралиқи салаһийитиму қоғдап қалалмиған. Улар иккисиниң үрүмчидә бир қанчә җайда дукан вә өйлири бар болуп, улар йиллардин буян түркийәгә берип келип тиҗарәт қилип хели ронақ тапқан икән. Тутулғандин кейин уларниң 67 милйон йүән банка һесабати тоңлитилған икән.

Нурмәмәт һаҗимниң билдүрүшигә қариғанда, шу мәзгилләрдә оғуллириниң қешида үрүмчидә туруватқан вә чақлиқ һарвида олтуруп қалған 74 яшлиқ мейип аяли турнисаханму тутқун қилинип кәткән икән. Униң аяли икки ай илгири, йәни бир йерим йилдин кейин қоюп берилгән икән. Өзиниң ағриқчан момийиниң тутулуш сәвәби һәққидә гәп қилған нурмәмәт һаҗим өз вақтида үрүмчидә кичик оғли абдулмиҗит һаҗим билән туруватқан ханими турнисаханниң бир еғиз гәп билән тутулғанлиқини, йәни хитай сақчилири оғли абдулмеҗитни тутуп кәткәндин кейин униң нарәсидә балилирини “һөкүмәт бақиду” дәп елип кәтмәкчи болғанлиқи, бу чағда тунисахан нәврилиригә өзи игә болидиғанлиқини ейтқини үчүн сақчилар уни “һөкүмәткә қарши чиқти” дегән баһанә билән тутқун қилған икән. Тунисахан лагерда кесәл болуп, әһвали еғирлашқандин кейин қоюп берилгән икән.

Көп җанлиқ бу чоң аилиниң түврүклири болған оғуллириниң тутқун қилинғанлиқини аңлиғандин буян нурмәмәт һаҗим түркийә һөкүмитигә оғуллирини қутулдуруш тоғрилиқ көп қетим илтимас сунған әмма һазирғичә бу һәқтә бирәр ярдәмгә еришәлмигән. У радийомиз зияритини қобул қилғанда өз әндишисини билдүрүп мундақ нида қилди: “маңа оғуллиримниң җени аман қалсила болди, хитай уларниң пулини қәстлигән болса, һәммини алсун, әмма оғуллиримни маңа қайтуруп бәрсун! . . .”

Бир қанчә йиллардин буян хитайниң паракәндичилики сәвәблик чәтәлләргә қечип чиқиватқан уйғур содигәрләрниң билдүрүшичә, хитай даирилири лагерларни қуруштин бурунла, йәни 2016-йилиниң бешидила мәхсус иқтисадий разведка әтрәтлирини қуруп, банка һесабатида бир қәдәр көпрәк пули болғанларни тәкшүрүшкә башлиған икән. Паспорти бар тиҗарәтчи вә содигәрләрни чақиртип, һәр хил баһанидә уларниң тапқан пул-маллири, дукан сарайлири вә нәқ пуллирини қақти-соқти қилишқа башлиған. Буниң билән нурғун содигәрләр игиликини, һәтта бәзилири аилисини ташлап чәтәлләргә қечип чиққан.

Йеқинқи йилларда түркийәгә кетишкә мәҗбур болған уйғур муһаҗирлардин бири өзини абдуқейюм һаҗиниң ағиниси дәп тонуштурди. У радийомиз зияритини қобул қилғинида хитай һөкүмитиниң өзиниң 20 йиллиқ ағиниси абдулқейюм һаҗим вә униң инисини тутқун қилип, һесабатлирини тоңлитип қоюшида пүтүнләй уларниң пул-мелини көзлигәнликини тилға алди.

Буниң алдида корладики даңдар байлардин розиһаҗим вә униң иниси мәмәтләрниңму лагер башланған мәзгилләрдә тутқун қилинғанлиқи, рози һаҗимниң 25 йил кесилгәнлики вә уларниң қурған өй-мүлүк ширкәтлири, бина-сарайлири һәмдә 800 милйон йүән банка һесабатиниң тоңлитилғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән идуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.