Алаһидә әлчи сәм бровнбәк адвокат нури түркәлни тәбриклиди
2020.05.31
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара диний әркинлик алаһидә әлчиси сәм бровнбәк адвокат нури түркәлниң диний әркинлик комитетиға комиссар болуп тәйинләнгәнликини тәбриклиди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара диний әркинлик алаһидә әлчиси сәм бровнбәк адвокат нури түркәлниң диний әркинлик комитетиға комиссар болуп тәйинләнгәнликини тәбриклиди.
У, бу һәқтә йоллиған твиттер учурида нури түркәлни тәбрикләш билән биргә униң билән уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит мәсилиләрдә һәмкарлишип ишләшкә һазир икәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “мән униң билән йеңи орниға мунасип һалда хитайдики уйғурлар вә башқа диний гуруппиларға қаритилған дәпсәндичиликләрни өз ичигә алған хәлқара диний әркинлик мәсилилиридә һәмкарлишип ишләшни күтмәктимән.”
Америкидики уйғур адвокат, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мудирийитиниң рәиси нури түркәл өткән һәптә америка кеңәш палата рәиси нәнсй пелоси ханим тәрипидин америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитетиға комиссар қилип тәйинлигән. У шуниң билән мәзкур комитетниң төт комиссарниң арисиға қошулған түнҗи уйғур болуп қалған иди.
Хәлқара диний әркинлик алаһидә әлчиси сәм бровнбәк уйғур мәсилисигә алаһидә көңүл бөлидиған вә хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини очуқ-ашкара тәнқидләп келиватқан америка әмәлдарлириниң бири.









