Ирандин қайтурулған обулһашим турсунниң 15 йиллиқ кесиветилгәнлики вә униңға четилип 12 кишиниң җаза өтәватқанлиқи ашкариланди
2024.02.06
Түркийәдә яшаватқан муһаҗир обулқасим турсун, иниси обулһашим турсунниң 2018-йили 3-айда иранниң имам һумәйни айродурумида тутқун қилинип хитайға қайтуруветилгәнликини инкас қилғаниди. Мухбиримиз обулһашим турсунниң юрти йәкән наһийәсидики алақидар органларға телефон қилип, униң 15 йиллиқ кесилгәнликини вә униңға четилип 12 кишиниң җаза өтәватқанлиқини ениқлиди. Бу һәқтә пикир баян қилған дуня уйғур қурултийиниң қанун ишлири комитети мудири мәмәт тохти әпәнди, иранниң хәлқара әһдинамиләрни бузғанлиқини әйиблиди вә бу әһвални мунасивәтлик хәлқара органларға йәткүзидиғанлиқини билдүрди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған пирограммиси диққитиңларда болиду.
2018-Йили 3-айниң 7-күни ирандин қайтуруветилгән обулһашим турсун һәққидә, униң түркийәдики акиси обулқасим турсун, аридин икки йил өткәндә, униң қәшқәрдә түрмидә икәнлики һәққидә ғәйрий рәсмий бир учур алған. Әмма, у бу учурниң тоғра хаталиқи вә тоғра болса җаза муддитиниң қанчилик икәнлики һәққидә мәлуматқа еришәлмигән. Биз обулһашим турсунниң юрти болған йәкәнниң дөңбағ йезисиға телефон қилип обулһашим турсун һәққидә мәлумат соридуқ. Хадимлардин бири, обулһашим турсун һәққидики соалимизға җавабән, бу әһвалниң дөләт мәхпийәтликигә ятидиғанлиқини әскәртти вә униң ирандин қайтурулғанлиқини инкар қилмиди. Дөңбағ йезилиқ әдлийә понкити хадими обулһашимниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат берәлмигән болсиму, әмма обулһашимниң аилисини назарәт қилидиған бир мәсул хадимниң алақә учурини тәминлиди. Бу мәсул хадим, өзиниң обулһашим турсунниң аилисини назарәт қилип туридиғанлиқи вә униң 15 йиллиқ кесилип җаза өтәватқанлиқидин хәвири барлиқини тилға алди. Җ х тармақлириниң өзлиригә бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрмигәнликини әскәрткән бу хадим, обулһашим турсунниң әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ сәзгүр дөләтләрни зиярәт қилғанлиқи үчүн җаза өтәватқанлиқини ашкарилиди.
Җаза һөкүмини 2020-йилиниң оттурилири обулһашим турсунниң аилисигә өзи йәткүзүп бәргәнликини тилға алған бу хадим, һөкүмнамидин есидә қалғанлириға асасән, обулһашим турсун чәт әлдики чеғида униң билән алақиси бар дәп қаралған вә униң чәт әлгә чиқишиға ярдәмләшкән дәп бекитилгән абдукерим өмәр қатарлиқ 12 кишиниңму нөвәттә җазалиниватқанлиқини ашкарилиди.
Бу әһвал һәққидә пикир баян қилған дуня уйғур қурултийи қанун комитети мудири мәмәт тохти әпәнди, иранниң хәлқара ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамисигә қол қойған туруқлуқ обулһашим турсунни хитайға қайтуруп беривәткәнликини әйиблиди. Обулһашимниң түркийәдики акиси иран әлчихана хадимлириниң сөз арисида уқушмаслиқ болғанлиқини билдүрүп, сахта һесдашлиқ ипадилигәнликини билдүргәниди. Мәмәт тохти әпәнди, иранниң бу делода ениқ һалда хитайниң буйруқи бойичә иш тутқанлиқини баян қилип, алақидар издинишләрдин кейин, қурултайниң иранниң бу қилмиши һәққидиму дава ечиш еһтималлиқини тилға алди.
Юқирида ирандин қайтурулған обулһашим турсунниң 15 йиллиқ кесилгәнлики вә униңға четилип 12 кишиниң җазаланғанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.